Дәрисниң мавзуси: Тепишмақлар
Дәрисниң мәхсити: 1 Оқуғучиларға тепишмақ
һәққидә чүшәнчә бериш.
Тепишмақ түрлири вә заманивий тепишмақларни
тонуштуруш.
Өткән мавзуларни пишиғдаш.
2 Оқуғучиларни тепишмақ түзгүзүш , тапқузушқа
үгитиш. Мәнтиқий
ойлаш қабилийитини риважиландуруш.Дәрискә
қизиқишини
ашуруш.Тил байлиғини өстүрүш.
3
Достлуққа, адәмгәрчиликкә , саватлиққа тәрбийиләш.
Қоллинилидиған усуллар:
чүшәндүрүш,чепишиш,сөһбәт,соал-жавап,көрнәкилик,көрситиш.
Қол. көрнәкиликләр: сүрәтләр,кроссворд
,ребус .
Дәрис түри: мусабиқә.
Дәрисниң
берилиши
1 Уюштуруш пәйти
Оқуғучиларни дәрискә тәйярлаш.
Қалиғач вә лачин топлириға бөлүш.
2 Өй тапшурмисини тәкшүрүш.
а) 107-көнүкмә оқутуп тәкшүрәш.
ә) е һәрипиниң йезилиши (қаидә сораш)
3 Йеңи мавзуға тәйярлиқ
Т ошқан ,ейиқ , пил,
ишт,шир,мөшүк,ат,қой.(сүрәтлири тахтида көрситилиду)
Биринчи һәриплирини атап ,йеңи дәрисниң
мавзусини тепиш.
Т
Е П И Ш М А Қ.
Тепишмақ сөзини боғумға бөлүп е һәрипиниң
йезилишини көрситиш.
4 Йеңи мавзу
а) Дәрисниң мавзу вә мәхсити билән тонуштуруш.
ә) Тепишмақ һәққидә чүшәнчә
Қедимий заманларда язма әдәбият
болмиған.Инсан өз әмгигини, қәһирманлири вә башқа һадисиләр һәққидә нахша вә
қошақларни қетип чөчәк вә мақалларни ейтқан. Бу әсәрләр талантлиқ адәмләр
тәрипидин яритилған.Лекин йезиқ болмиғанлиқтин бу адәмләрниң нами
сақланмиған.Амма бу әсәрләрни адәмләр әстә сақлап еғиздин-еғизға,әвлаттин-әвлатқа
қалдуруп кәлгән.Башқа хәлиқ еғиз ижадийитигә охшаш уйғур хәлиқ еғиз ижадийитиму
бай вә һәр хил.
Тепишмақ
мақал
тәмсил
Тепишмақххарори чөчәк
қошақ
бейит әпсанә ривайәт ләтипә
Тепишмақ-һәр қандақ нәрсиниңбәлгүсини
охшитиш ,селиштуруш арқилиқ,бирақ йошурун түрдә соал-жавапни тәләп қилидиған
шәкли.
Тепишмақ сөзи-тепиш,ойлашдегән
чүшәнчиләрдин келип чиққан.Һазирқи заманивий тепишмақларға
кроссворд,филворд,анограмма,ребус вә башқилар кириду.
Өзи муштәк ,қуйруғи
ноғуштәк (қалиғач)
Путиға қарап күлиду,
Қуйруғиға қарап
жиғлайду . (түлкә)
Адәмгә садиқлиғи чиң,
Күзәттә икки қулуғи
диң. (ишт)
5 Пишиғдаш
Аппақ,аппақ
учқундап,гүлгә охшаш қар яғди .
Йәргә йетәй дегәндә
,қарни шамал учарди.
Қар чүшәлмәй
асмандин, ләпилдәп узақ турди .
Шамал тохтап бир
аздин, қарму йәргә догиланди.
а)Топлар бир-биригә тепишмақ ейтип
чепишиду
ә)Китап билән иш
Тепишмақларни оқуп,жававини тепиш
Теши қаттиқ һәм йешил
Ичи татлиқ һәм қизил (тавуз)
Белим,белим ат
Бели сунуқ торуқ ат
Таққа чиқса ,тейилмас ,
Музға кирсә оюлмас (чүмүлә)
Дәптәр билән иш
Дәптиримизни
ачимиз ,булуңлап қойимиз,
Қәләмни қолға
елип, саватлиқ язимиз .
108-көнүкмә
А ) Тепишмақни
оқуп,дәптәрлиригә көчирип язиду
Б ) Бир оқуғучи
тахтиға язиду
В ) Е һәрипиниң
астиға сизиду
Оюн «Қар адәм»
ясаш
Шәрти:оқуғучилар
қар адәмниң һәр бир әзасида берилгән тепишмақларға жавап
берип , чаплайду.
Мәхсити:оқуғучиларниң
ойлаш қабилийитини ашуруш.
6 Йәкүнләш
Тепишмақ һәққидә
алған билимлирини ениқлаш
Соал-жавап
жүргүзүш
7 Өйгә тапшурма
бериш
108-көнүкмини
аяқлаштуруш 58-бәт
8 Баһалаш
Оставьте свой комментарий
Авторизуйтесь, чтобы задавать вопросы.