Инфоурок Другое КонспектыПлан конспект по уйгурскому языку "Аддий ва кошма жумлилар"(9класс)

План конспект по уйгурскому языку "Аддий ва кошма жумлилар"(9класс)

Скачать материал

 

Вақти      03. 09    Уйғур тили     9-синип       3-5 -бәтләр       Дәрис № 1

 

Дәрис мавзуси             8-синипта өткәнләрни тәкрарлаш

 

  Мәхсити: 1.  Аддий вә қошма жүмлиләр һәққидә чүшәнчисини байқаш

2. Саватлиқ  йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә

адәтләндүрүш

3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш

Дәрисниң түри            тәкрарлаш

Дәрис типи                            қелиплашмиған

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология     

Йеңи уқумлар:                     

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң  беқиндилиқ қошма жүмлә вә униң түрлири тоғрисидики  чүшәнчисини байқаш вә кәңәйтиш.

 

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

1.  Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш. Язлиқ тәтил давамида язған диктантларни, жүргүзгән тәһлилләрни тәкшүрүш

 

ІV. Билимини тәкшүрүш.  

 

 Синип икки топқа бөлүниду.

1. Оқуғучилар өтүлгән мавзулар бойичә бир-биригә соал қойиду.

2. 1-көнүкмә еғизчә орунлиниду.

Оқуғучилар тахтида 2-көнүкмини новәт билән орунлайду.

3. Олтарған оқуғучилар 3-көнүкмини шәрти бойичә орунлайду. Қатар бойичә 3 жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиду.

4.  1 топ – 4-көнүкмидин 1-2-3-жүмлини, 2-топ – 4-5-6-жүмлини йезип, шәртибойичә өз алдиға орунлайду.

5. «Мән халиған кәсип» мавзусиға аддий вә қошма жүмлиләрни пайдилинип һекайә түзиду.

V. Мустәһкәмләш

. Соал-жавап усули арқилиқ.

 

VІ. Өйгә тапшурма. Әдәбий китаплардин 3 аддий, 3 қошма жүмлә тепип, йезип келиш

VІІ. Баһалаш

 

 

Вақти      06. 09    Уйғур тили     9-синип       6-9 -бәтләр       Дәрис № 2

 

Дәрис мавзуси             Тилларниң пәйда болуши. Йәр йүзидики

тилларниң генеологиялик тәснифи

  Мәхсити: 1.  Йәр йүзидики тиллар вә уларниң келип чиқиши тоғрисида

чүшәнчә бериш

2. Тиллар тоғрисида билимини чоңқурлаштуруш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология     

Йеңи уқумлар:     тәбиий тиллар,  ясалма тиллар, генеологиялик тәснифләш         

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Тилларниң түрлири, келип чиқиши, классификацияси тоғрисидики  чүшәнчисини  кәңәйтиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

1.  Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш. Язлиқ тәтил давамида язған диктантларни, жүргүзгән тәһлилләрни тәкшүрүш

ІV.  Йеңи мавзу. Йәр йүзидики тиллар.

         Йәр йүзидә 2500-3000ға йеқин тил бар. Әң көп таралған тиллар: хитай тили – 1 млрдтин артуқ, инглиз – 420 млн, һинд вә урду – 320 млн, испан – 300млн, рус – 250 млн, индонезия – 170 млн, әрәп – 170 млн, бенгал – 170 млн, португал – 150 млн, япон – 120 млн, немис – 100млн, француз – 100 млн. БМТниң рәсмий иш тиллири: инглиз, әрәп, испан, рус, француз, хитай тиллири – булар хәлиқ ара тиллар яки дуниявий тиллар.

         Хәлиқ ара тиллар  тәбиий вә сүнъий хәлиқ ара тиллар болуп бөлүниду.

         Тәбиий тиллар мәлум бир милләткә вәкиллик қилиду. Сүнъий тиллар һеч қандақ милләткә вәкиллик қилмайду. Булар ясалма тиллар. Униңға эсперанто тили ятиду. Бу тилни 1887-жили Л.М.Заменгоф тәшкил қилған. Бу тил 100гә йеқин дөләттә үгинилмәктә. Бу тилда китаплап, гезит-журналлар нәшир қилиниду. Бу тилниң грамматикисиму наһайити аддий.

Йәр йүзидики тиллар йеқинлиғи жәһәттин бир нәччә топларға бөлүниду. Генеологиялик тәснифләштә тилларниң қериндашлиқ мунасивәтлири үгинилиду, уларниң қедимий ортақ тили бәлгүлиниду.

Тил аилилири:

1. Алтай тил аилиси: а) түркий тиллар: уйғур, қазақ, әзәрбәйжан, түрк, өзбәк, қирғиз;

ә) моңғул тиллири: моңғул, қалмақ, бурят;

б) Туңгус-манжур тиллири: эвенк, нанай, удегей, манжур;

в) корей тили;

г) япон тили.

2. Һинд-европа тил аилиси а) роман тиллири: испан, португал, француз, итальян, румын, молдаван

ә) герман тиллири: инглиз, немис, нидерланд, швед, норвег, дат, испан

б) славян: рус, уркин, беларус, поляк, чех, словак, болғар, македон, серб, хорват, славен

в) иран : парс, тажик, курт, пушту, осетин

г) Балтиқ: литва, латыш

д) грек тили,

е) албан тили

ж) һинд-ариан: һинд, урду, бенгал, цыган.

3.  Афро-азия тил аилиси

4. Кавказ тил аилиси

5. Урал тил аилиси

6. Хитай-тибәт тил аилиси

 

V. Мустәһкәмләш

. 5-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш

 

VІ. Өйгә тапшурма. «Дөләт тили – мениң тилим» мавзусиға мини-инша йезиш

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      10. 09    Уйғур тили     9-синип       10-14 -бәтләр       Дәрис № 3

 

Дәрис мавзуси   Тилниң пәйда болуши. Йезиқниң пәйда болуши   

  Мәхсити: 1.  Тил вә йезиқниң пәйда болуши, нәзәрийәләр, тил басқучлири

тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Тиллар тоғрисида билимини чоңқурлаштуруш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология     

Йеңи уқумлар:     биологиялик нәзәрийә, ижтимаий нәзәрийә, пиктография,

идеография, фонография               

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Тилниң вә йезиқниң пәйда болуши вә йезиқ түрлири тоғрисидики  чүшәнчисини  кәңәйтиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

1.  Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.

ІV.  Йеңи мавзу. Тил вә йезиқниң пәйда болуши

Тилниң пәйда болушини тилшунаслиқла әмәс, антропология, биология, этнография, философия охшаш пәнләрму тәтқиқ қилиду.

Тилниң пәйда болуши тоғрисидики алимларниң тәхминлири икки түрлүк.

Биологиялик нәзәрийә

 
1. Биологиялик нәзәрийәләр. Бу нәзәрийә бойичә тилниң келип чиқиши адәм организминиң (сезиш органлири, нутуқ аппарати, мейә) тәрәққий етишигә бағлиқ

 

 


                                                                                                          

 

 

2. Ижтимаий нәзәрийә.  Бу нәзәрийә бойичә тил – жәмийәтлик муһтажлиқ нәтижисидә пәйда болған.

 

 

 

 


                                                  

Йезиқ – адәмзатниң әң улуқ кәшпиятлириниң бири. Һазирқи йезиқлар адәмзатниң миңлиған жиллиқ издиниш вә тәжрибилири нәтижисидә пәйда болған.

Йезиқ төвәндики басқучлардин өткән:

1. Нәрсилик йезиқ.

2. Пиктография – латинчә пиктус – сүрәтлик, графо – грекчә язимән.

3. Идеография – грекчә идеа – идея, образ, чүшәнчә

4. Фонография – грекчә фоне – тавуш.  Йәни фонетикилиқ йезиқ. Һазир дуния йүзидики хәлиқләрниң 75 пайизи мошу йезиқни пайдилиниду.

V. Мустәһкәмләш

         6-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш

7-көнүкмини оқуп, пәриқләндүрүлгән сөзләрни фонетикилиқ вә морфологиялик тәһлил қилиш

 

VІ. Өйгә тапшурма. 10-14-бәтләрни оқуп, мәзмунини сөзләш.

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      10-12. 09             Уйғур тили     9-синип       16-19-бәтләр       Дәрис № 4

 

Дәрис мавзуси  Түркий тилларниң алтай тил аилисигә тәәллуқлуғи. Түркий тиллар һәққидә умумий мәлумат           

  Мәхсити: 1.  Алтай тил аилиси, түркий тилләр һәқидә чүшәнчә бериш

2. Түркий тиллар   тоғрисида билимини чоңқурлаштуруш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология     

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Алтай тил аилиси, түркий тиллар тоғрисидики  чүшәнчисини  кәңәйтиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

1.  Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.

ІV.  Йеңи мавзу.

І. Алтай тил аилиси Алтай тил аилисидики түркий тиллар моңғул, япон, корей, туңғус-манжур тиллири билән қедимий дәвирләрдә бир тил сүпитидә можут болуп турған.Кейинирәк парчилинип, өз алдиға тәрәққий етишкә башлиди.  Бу бизниң эрамиздин илгәрки ІІ яки ІІІ миң жиллиқта йүз бәргән. Һазирму бу тиллар арисида  мәлум фонетикилиқ, лексикилиқ вә грамматикилиқ охшашлиқлар бар. Қошумчилар жәһәттин охшашлиқлар:

        қошумчилар

Тиллар

Егилик келиш

Һазирқи-кәлгүси заман

Сөз ясиғучи қошумчилар

Уйғур тили

-ниң

-а /-ә /-й

-чи

-лиқ

Моңғул тили

-нун /-ну /-ни

-а /-ә /-ай/-әй

-ч / -ин

-лағ

Туңғус-манжур тили

-и /-ни

-а /-ә

-ч / -чи

-руқ / -луқ

Корей тили

-а /-ә

 -жа

 

Һазир алтай тиллирида 400 млн әтрапида адәм сөзләйду.

ІІ. Түркий тиллар һәққидә. Түркий тиллар  әң кәң территориягә егә. Уларниң сани 30дин ашиду. Түркий тиллиқ хәлиқләр Сибирьдин та Европиғичә зиминларда яшайду.

Сибирьда – яқутлар, тувалиқлар, тофалар, хакаслар, шорлайр, алтайлиқлар.

Мәркизий Азиядә - уйғур, қазақ, қирғиз, өзбәк, түркмән, қарақалпақлар.

Волга (Итил) бойи вә Уралда – татарлар, башқуртлар, чувашлар.

Украинида – Қирим татарлири

Молдавиядә - гагаузлар

Кавказда - әзәрбәйжан, қумуқ, қарачай, балқар, ноғайлар.

Түркийәдә - түркләр яшайду. Түркийә, қазақстан, Қирғизстан, Өзбәкстан, Әзәрбәйжан, Түркмәнстан охшаш мустәқил түркий тиллиқ дөләтләр бу зиминда бар. Буниңдин башқа түркий тиллиқ хәлиқләр Европа вә Азияниң башқиму дөләтлиридә, Америкидиму яшайду.

Ана түркчә яки қедимий түркчә

 
 


 

 

 


                                                                                                          

 

 

 

 

 

 

 

 

 


V. Мустәһкәмләш

         8-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш

 

VІ. Өйгә тапшурма. 16-19-бәтләрни оқуп, мәзмунини сөзләш. Уйғур тилида 5 жүмлә йезип, уни қазақ тилиға тәржимә қилиш, пәриқләрни ениқлаш

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти 21.05                  Уйғур тили     9-синип          248-249  -бәт      Дәрис №  68

 

Дәрисниң мавзуси:  Жил бойи өткәнләрни тәкрарлаш               

 

Мәхсити:   1. Мәтинләр билән ишләш арқилиқ  саватлиқ йезишқа вә

бағлинишлиқ пикир қилишқа үгитиш

2. Өтүлгән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри:                           қайтилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Көрнәклик қураллар:         дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:    

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң  билимини тәкшүрүш, саватлиқ йезишқа дәвәт қилиш вә дуния қаришини кәңәйтиш

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

 Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш.

 

ІV. Билимини тәкшүрүш

1. 117-көнүкмә. Китавий тил элементлирини тепиш

2. 118-көнүкмә. Стиль түрлири бойичә тәкрарлаш

3. Тахтиға жүмлиләр йезиш. Морфологиялик тәһлил жүргүзүш

6.  Жүмлиләрни давамлаштуруш

7. Жүмлиләрни синтаксислиқ тәһлил қилиш

8.Сөзләрни фонетикилиқ тәһлил қилиш.

 

V. Мустәһкәмләш.

Соал-жавап усули арқилиқ мустәһкәмләш

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

 

VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Жил бойи өткәнләрни тәкрарлаш

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      15.09-19. 09             Уйғур тили     9-синип     20-31-бәтләр       Дәрис № 5

 

Дәрис мавзуси         Һазирқи түркий тиллар. Оғуз топи       

  Мәхсити: 1.  Һазирқи түркий тиллар, оғуз топиға киридиған тиллар

һәққидә чүшәнчә бериш

2. Түркий тиллар   тоғрисида билимини чоңқурлаштуруш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Һазирқи түркий  тиллар, уларниң ичидә оғуз топидики тиллар тоғрисидики  чүшәнчисини  кәңәйтиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш №3,  6, 7, 13, 19, 20, 22

1.  Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.

ІV.  Йеңи мавзу.

Н.Баскаков түркий тилларни  уларниң тарихиға вә тил алаһидиликлиригә бағлиқ ғәрбий һун тиллири, шәрқий һун тиллири дәп бөлиду.

Оғуз топиға киридиған әзәрбәйжан, түрк, түркмән тиллиридики бәзи алаһидиликләр төвәндикичә.

Әзәрбәйжан  (бу тилда 25 млн адәм сөзләйду. МДҺда вә Иранда яшайду) тилиниң фонетикилиқ алаһидиликлири:

 1. Қ- г. Қыз-гыз, қанун-ганун, қара-гара

2. сөз ахирида қ-г. Топрақ-топраг, узақ-узаг, алиду-алажаг

3. Й тавуши бәзидә чүшүп қалиду: йил-ил, йултуз-улдуз

Морфологиялик алаһидиликләр: келиш қошумчилири, заман категорияси, мәйил категориясида учришиду.

Түрк тилиниң алаһидиликлири (бу тилда 62млн 320 миң түрк сөзләйду):

1. қ,х,ә,ң тавушлири түрк тилида к,һ,е,н болуп өзгәргән.

2. Һазирқи заман йор (жүр) ярдәмчи пеили арқилиқ ясилиду. Языйорум – йезиватимән, гелийорум – келиватимән.

Түркмән тилида дунияда  4млн 200миң адәм сөзләйду.

1. Әрәп, парс тилидин киргән сөзләрдә Ф тавуши П тавушиға новәтлишиду: сәфәр – сапар, фил – пил.

2. Йор – йар: алйарын- еливатимән, гөрйарын – көрүватимән.

V. Мустәһкәмләш

         9-10-11көнүкмиләрни шәрти бойичә орунлаш

 

VІ. Өйгә тапшурма. 20-31-бәтләрни оқуп, мәзмунини сөзләш. 12-көнүкмини шәрти бойичә йезиқчә орунлаш

VІІ. Баһалаш

 

Вақти      -20. 09             Уйғур тили     9-синип     32-40-бәтләр       Дәрис № 6

 

Дәрис мавзуси     Қипчақ топи    

 

  Мәхсити: 1.  Һазирқи түркий тиллар, қипчақ топиға киридиған тиллар

һәққидә чүшәнчә бериш

2. Түркий тиллар   тоғрисида билимини чоңқурлаштуруш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Һазирқи түркий  тиллар, уларниң ичидә қипчақ топидики тиллар тоғрисидики  чүшәнчисини  кәңәйтиш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш №4,  7, 8, 14, 20, 21,  

1.  Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.

Соаллар: Түркий тилларни Н.Баскакаов қандақ тәснифләйду?

Ғәрбий һун тиллириға киридиған тиллар қайсилар?

Шәрқий һун тиллири топидики тиллар тоғрисида ейтип бериңлар.

 

ІV.  Йеңи мавзу. Қипчақ топиға киридиған қазақ, татар, башқурт тиллири тоғрисида.

1. Қазақ  (Дуниядики нопуси 12 млндин артуқ, 8млн Қазақстанда, 1,5 млн ХХЖ, қалғанлири МДҺ әллиридә, Түркийәдә, Иранда, Авғанстанда вә Европида яшайду) тилиниң фонетикилиқ алаһидиликлири:

 1. Й- Ж. яз-жаз, яхши-жақсы, йүз-жүз

2. Ш,ч – с,ш. Таш-тас, қаш-қас, қайча-қайшы

3. Ғ тавуши у ға новәтлишиду: тағ-тау, бағ-бау

13-көнүкмини  еғизчә орунлаш арқилиқ билимини мустәһкәмләш

2. Татар тилиниң алаһидиликлири (МДҺдики татарларниң сани – 7млн әтрапида, Асасий қисми Татарстанда яшайду):

1. о,ө тавушлири түрк тилида у,ү болуп өзгәргән. Он-ун, йоқ-йуқ, көз-күз

2.  Ә,е тавушлири и тавушиға новәтләшкән. Мән-мин, кәл-кил, етәк-итәк

3. Келидиған заман –ажақ, әжәк қошумчилири арқилиқ ясилиду. Баражақмән, ашаяжақмын,

4. Турғун сөзләрниң болушсиз шәкли түгил (әмәс)  сөзи арқилиқ ясилиду. Таш түгил-таш әмәс.

14-көнүкмини тәһлил қилиш

Башқурт тилида  1 млн 500миң адәм сөзләйду. Башқуртларниң асасий қисми Башқуртстанда яшайду.

1. С  тавуши һ тавушиға новәтлишиду: сән – һин, су-һыв, сийир-һыйыр.

2. о,ө тавушлири түрк тилида у,ү болуп өзгәргән. Он-ун, йоқ-йуқ, көз-күз

3. Ә,е тавушлири и тавушиға новәтләшкән. әң-иң, мән-мын, сән-һин

4. Сөз бешидики й тавуши қаттиқ сақлиниду Жан-йан, жавап-йавап, жәһәт-йәһәт

5. Келидиған заман –асақ, -әсәк қошумчилири арқилиқ ясилиду. Киләсәкмин, киләсәк.

15-көнүкмә еғизчә тәһлил қилиниду.

V. Мустәһкәмләш

        

VІ. Өйгә тапшурма. 32-40-бәтләрни оқуп, мәзмунини сөзләш Қазақ, татар, башқурт тиллирида 2дин жүмлә тепип йезиш, пәриқләрни ениқлаш.

 

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      23.09             Уйғур тили     9-синип     32-40-бәтләр       Дәрис № 7

 

Дәрис мавзуси     Қарлуқ-уйғур топи    

  Мәхсити: 1.  Қарлуқ-уйғур топиға киридиған тиллар  (уйғур, өзбәк)

һәққидә чүшәнчә бериш

2. Түркий тиллар   тоғрисида билимини чоңқурлаштуруш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қарлуқ-уйғур топиға киридиған уйғур вә өбәк тиллири  тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш №1, 3, 6,  9 , 10, 12, 15, 19,   

1.  Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.

1. Қипчақ топиға киридиған тилларниң фонетикилиқ вә  морфологиялик алаһидиликлири қандақ?

ІV.  Йеңи мавзу. Қарлуқ-уйғур топиға киридиған уйғур вә өзбәк тиллири тоғрисида.

1. Уйғур  (Дуниядики нопуси 13 млндин артуқ, асасән ХХЖниң ШУАРда яшайду. Қазақстандики уйғурларниң сани 223миңдин ошуқ. қалғанлири МДҺ әллиридә, чәт әлләрдә яшайду) тилиниң фонетикилиқ алаһидиликлири:

 1.Көп боғумлуқ сөзләрниң ахирқи боғумидики а, ә тавушлири қошумчә уланғанда, урғу көчкәндә и тавушиға новәтлишиду. Мәктәп-мәктивим, келәчәк-келәчиги.  Әрәп, парс тиллиридин киргән сөзләрдики узун а, ә тавушлири и тавушиға новәтләшмәйду.

2.Бир боғумлуқ сөзләрдики а, ә тавушлири и тавушидин башланған қошумчилар уланғанда  е тавушиға новәтлишиду.

2. Өзбәк тилиниң алаһидиликлири (МДҺдики өзбәкләрниң сани – 17 млндин артуқ. Асасий қисми Өзбәкстанда яшайду, Авғанстанда 1 млн 200 миң өзбәк бар.):

1. Созуқ тавушлар арилиқ созуқ тавушлардур. Улар қелин яки инчикә болуп бөлүнмәйду.

2.  Түрк тиллиридики а тавуши қолланған жайда о тавушиға йеқин бир тавуш ишлитилиду. Баш-бош, таш-тош, ай-ой.

3. Өзбәк тилида –ятир, -моқдә қошумчилиридин сирт йәнә -йәп қошумчиси арқилиқму ясилиду. Келәйәпмән, борайәпмән.

V. Мустәһкәмләш

 16-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш.  

VІ. Өйгә тапшурма. 40-42-бәтләрни оқуп, сөзләш 16-көнүкминиң 2-қисмидин пәриқләндүрүлгән сөзләрни тәһлил қилиш.

VІІ. Баһалаш

Булбул чаманни севар

Одам ватанни.

 

 


Oz so'zla rost so'zla.

 

 


Sabr tagi sariq oltin

 

 


Oltin olma duo ol,

duo oltin emasmi?

 

 


KUP GAP ESHAKGA YUK

 

 


Beshiktan qabrgacha ilm izla

 

 


Bilagi zo'r 1ni

Bilimi zo'r 1000 ni yiqar

 

 


Buzoqning yugurgani somonxonagacha

 

 

 


Aytar so'zni ayt, aytmas so'zdan qayt.

 

 

 


ETTI ULCHAB BIRNI KES

Вақти      24.09             Уйғур тили     9-синип     43-46-бәтләр       Дәрис № 8

 

Дәрис мавзуси     Қирғиз-қипчақ топи          

 

Мәхсити:   1.  Қирғиз-қипчақ топиға киридиған тиллардин қирғиз тили

һәққидә чүшәнчә бериш

2. Түркий тиллар   тоғрисида билимини чоңқурлаштуруш, пәриқләрни ениқлашқа үгитиш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қирғиз-қипчақ топиға киридиған қирғиз тили  тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш №

1.  Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш.

2. Қарлуқ-уйғур топиға киридиған тилларниң фонетикилиқ вә  морфологиялик алаһидиликлири қандақ?

 

ІV.  Йеңи мавзу. Қирғиз-қипчақ топиға киридиған қирғиз тили тоғрисида.

 Қирғиз тили  Дуниядики қирғизларниң сани 3 млнға йеқин.  Уларниң асасий қисми Қирғизстанда яшайду. Қирғиз тилиниң фонетикилиқ алаһидиликлири:

 1. Ләв сингармонизми күчлүк.  Алдинқи ләвләшкән тавуш кейинки тавушларни ләвләштүриду. Болса-болсо, һүнәр-өнөр, өлкиләрдә-өлкөлөрдө.

2. Әрәп, парс тиллиридин киргән сөзләрдики  ә тавуши а тавушиға өзгәргән: әдәбият-адабият, тәрбийә-тарбия.

3. Бәзи кирмә сөзләрниң  бешидики р, л, в тавушлири алдида созуқ тавушлар келиду: рази-ыразы, рухсәт-уруқсат.

4. Сөз бешидики й тавуши ж тавушиға новәтлишиду. Яз-жаз, яш-жаш, йол-жол.

5. Кирмә сөзләр  бешидики һ тавуши чүшүп қалиду. Һоқуқ-уқуқ, һава-аба, һүнәр-өнөр

6.Тағ-тоо, ағриқ-оору, йоған-жоон, беғир-боор. .

V. Мустәһкәмләш

                     17-көнүкминиң биринчи қисми шәрти бойичә орунлиниду.       

VІ. Өйгә тапшурма. 43-46-бәтләрни оқуп, сөзләш,  17-көнүкминиң 2-қисмидин 7 мақални тәржимиси билән йезип, тәһлил қилиш.

VІІ. Баһалаш

 

 

Абийриңди жашыңдан сакта.

 Абийирдүү жигитке ажалдуу кийик жолугат.

Адамдын көркү — акыл.

 Адамдын көркү баш болот, кабактын көркү каш болот.

Энелер күнүнө мугалимибиз бир үй тапшырмасын берген эле. Апаларыбыздын колдору жөнүндө бир нерселерди жазып, даярдашыбыз керек болчу

Жазда жашыл жамынат,

 Жашыл мончок тагынат.

 Жашыл чачы сууларда,

 Жалпы төмөн агылат.

 Жан дүйнөсүн акындын,

 Жана-жана сагынат.

 

Карып калган энеси бар,

 Майда сары баласы бар,

 Жалгыз көздүү атасы бар,

 Муну издеп табыңар.

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Энелерибиздин колдору

 

Энелер күнүнө мугалимибиз бир үй тапшырмасын берген эле. Апаларыбыздын колдору жөнүндө бир нерселерди жазып, даярдашыбыз керек болчу. Мугалимибиз бул тема жөнүндө көп деле түшүндүргөн жок. Апаларыбыздын мээнеткечтиги, жан аябастыгынан бир аз эле айтып жөн болду. Эки-үч күндөн кийин мугалимибиз, класста үй тапшырмаларыбызды окута баштады. Кезек чогуу окуган бир кызга келди. Ал мындай деп баштаптыр: “Энелерибиздин колдору… Менин апам бир колу менен май сызгырса, экинчи колу менен куча ында дин китебибизди кармап алып, башкасы менен атамдын кийимин жамайт, башкасы менен тамак жасайт. Башкасы менен мен мектепке жөнөп жат канда чачтарымды өрүп берет, башкасы менен… Мугалимибиз күлүп: Ал эмне дегениң, кызым? Башкасы менен… башкасы менен. Сенин апаң кырк аякпы, эмне? Акылга сыйбай турган нерсе бул, туурабы? Шылдындагансып күлө баштадык эле, чогуу окуган кызыбыз тартынбастан туруп, минтип жооп берди: Жок, андай эмес! Эки колу атам үчүн…

Апамдын жети баласы бар. Алардын ар бирине эки колдон бөлсөк, он төрт болот. Ашканага, атканага, бакчага экиден кол бөлсөк, алты болот. Жетимдерге эки кол жана дуба кылганга эки кол бөлүп, баарын кошсок, жыйырма алты болот. Ошондо апамдын жыйырма алты колу бар. Мурун күлүп, шылдындаганыбыз үчүн абдан уялдык, ал эми чочуган мугалимибиз болсо, олуттуу, титиреген үнү менен: Абдан туура жазыптырсың, кызым деди. Апанды кудай колдоп, жардам кылсын. Эң жакшы үй тапшырмасын сен жазыптырсың. Сага он деген баа койдум, жөнөкөй он эмес жылдыздууонкойдум,деди.

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      30.09           Уйғур тили        9-синип       9-бәт      Дәрис № 9

 

Дәрисниң мавзуси:               Диктант «Һәммидин ана әзиз»

 

Мәхсити:   1.   Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Инсанпәрвәрлик,   әхлақий тәрбийә бериш

Дәрис түри:                           билимини байқаш.

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш  арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш

 

ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш

 

ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш

 

А.Арзиева, Х.Ниязова, А.Имиров  «Диктантлар топлими». 

                       «Һәммидин ана әзиз»

   9-бәтләр.         150  сөз.

 

V. Қошумчә тапшурма. 

Мәтиндин бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиш.

 

 

VІ. Өйгә тапшурма бериш

                 Өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      01. 10            Уйғур тили        9-синип      -бәт      Дәрис № 10

 

 

Дәрисниң мавзуси:               Көнүкмиләр үстидә иш

 

Мәхсити:   1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри:                           қайтилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Көрнәклик қураллар:         дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

 

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

 

ІV. Билимини тәкшүрүш

 

1.       Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

2.       Жүмлиләрни морфологиялик, синтаксислиқ тәһлил қилиш

  

 

V. Мустәһкәмләш.

 

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

 

VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Тилимиздики сипайә сөзләр тоғрисида материаллар тепип келиш

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      07.10             Уйғур тили     9-синип     47-53-бәтләр       Дәрис № 11

 

Дәрис мавзуси     Қедимий уйғур тилиниң тәрәққияти. Қедимий уйғур тилиниң лексикилиқ алаһидиликлири     

  Мәхсити: 1.  Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

2. Қедимий уйғур тили   вә униң лексикилиқ алаһидиликлири тоғрисида билимини чоңқурлаштуруш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            йеңи билимләр бериш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тили   вә униң лексикилиқ алаһидиликлири тоғрисида тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ.  Йеңи мавзу. Қедимий уйғур тилиниң тәрәққияти. Қедимий уйғур тилиниң лексикилиқ алаһидиликлири      .

 Уйғур тилиниң тәрәққият дәвирлири:

1. Қедимий дәвир V-ХІV әсирләр. Қедимий уйғур тили

2. Кона дәвир ХІV-ХІХ әсирләр. Кона уйғур тили.

3. Һазирқи (заманивий) дәвир. ХХ әсирдин бу ян.  Заманивий уйғур тили

Қедимий уйғур тилини қолланған уйғур дөләтлири: Уйғур-Орхон дөлити (740-845), Уйғур-Идиқут дөлити (850-1335), Қараханийлар дөлити (850-1212), Уйғур-Кәңсу дөлити (870-1035).

Лексикилиқ алаһидиликлири: («Алтун яруғ»ниң тәтқиқати бойичә)

1. Әрәп, иран, хитай сөзлири тамамән аз болған;

2. Европа тиллиридин киргән сөзләр йоқ;

3. Тилниң қоллинилиш муһитиға бағлиқ алаһидиликләр болған.

4. Уйғур-Орхон дөлитидә қоллинилған тилда кирмә сөзләр наһайити аз болған;

5. Уйғур-Идиқут, Уйғур-Кәңсу дөләтлиридә санскрит, хитай, тохар тил элементлири көп болған, сәвәви бу дөләттики уйғурлар будда диниға етиқат қилған;

6. Қараханийлар дөлитидики уйғурлар ислам диниға етиқат қилғанлиқтин муқәддәс китап «Қуръанниң» тили - әрәп тили кәң таралған.

Кейинирәк барлиқ уйғурлар бир дөләтниң тәркивигә кирип, бир динға етиқат қилғанлиқтин бу пәриқләр йоқашқа башлиған.

V. Мустәһкәмләш

                     18-19-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш.       

VІ. Өйгә тапшурма. 47-53-бәтләрни оқуп, сөзләш,  20-көнүкмини йезиқчә орунлаш

VІІ. Баһалаш

 

 

Вақти       8.10       Уйғур тили     9-синип     53-56-бәтләр       Дәрис № 12

 

Дәрис мавзуси      Қедимий уйғур тилиниң фонетикилиқ алаһидиликлири   

  Мәхсити: 1.  Қедимий уйғур тилиниң фонетикилиқ алаһидиликлири

тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тили   вә униң лексикилиқ алаһидиликлири тоғрисида тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1. Уйғур тилиниң тәрәққият дәвирлирини ейтиңлар

2. Қедимий уйғур тилини қолланған уйғур дөләтлири қайсилар?

1. Карточкилар арқилиқ билимини байқаш.

2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

 

ІV.  Йеңи мавзу.  Қедимий уйғур тилиниң фонетикилиқ алаһидиликлири      

Фонетикилиқ алаһидиликлири: (тавуш тәркиви һазирқи уйғур тили тавуш тәркивидин пәриқләнмәйду)

Созуқ тавушлар 1. Созуқ тавушлар 8 болған.: а, ә, о, ө, у, ү, ы, и.

2. о, ө тавушлири сөзниң биринчи боғумида ишлитилгән

3. Созуқ тавушларниң аһаңдашлиғи күчлүк болған: қулғақ, өгүз, балық, қайғусы.

4. Е тавуши ишлитилмигән.

5. Созуқ тавушларниң ажизлишиши болмиған;

Үзүк тавушлар. Қедимий уйғур тилида сөз бешида жараңсиз үзүк тавушлар ишлитилгән. Қ, К, Т, Ч сөзниң барлиқ жайлирида учришиду. С тавуши сөз  бешида вә оттурисида  ишлитилгән. Ш сөз оттуриси вә ахирида. Ф, һ тавушлири кирмә сөзләрдә, Б, Й тавушлири сөз бешида, в, р, з, ң, ғ тавушлири сөз оттуриси вә ахирида учришиду.

Бәзи сөзләрниң оттурисидики вә ахиридики д тавуши һазир й тавушиға новәтләшкән. Д, л, р тавушлири сөз бешида, асасән кирмә сөзләр тәркивидә учришиду. Сөз бешида  ж тавуши ишлитилмигән. Қ, к тавушлири һазирқи уйғур тилидикигә охшаш ғ, г тавушлириға ажизлашмиған

V. Мустәһкәмләш

                     21-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш.  

VІ. Өйгә тапшурма. 53-56-бәтләрни оқуп, сөзләш,  22-көнүкмини йезиқчә орунлаш

VІІ. Баһалаш

 

Вақти       14.10       Уйғур тили     9-синип     56-57-бәтләр       Дәрис № 13

 

Дәрис мавзуси      Қедимий уйғур тилиниң морфологиялиқ алаһидиликлири

 

  Мәхсити: 1.  Қедимий уйғур тилиниң морфологиялиқ алаһидиликлири

тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тили   вә униң морфологиялиқ алаһидиликлири тоғрисида тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1.  Карточкилар арқилиқ билимини байқаш.

2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

ІV.  Йеңи мавзу.  Қедимий уйғур тилиниң морфологиялиқ алаһидиликлири  

Һазирқи уйғур тилидин анчә пәриқләнмәйду.

Исим ясиғучи қошумчилар:

-чы, -чи:                                 авчы, сақчы, бағчы

-лық, -лик, -луқ, -лүк:          алплық, азлық, байлық

-даш, -дәш:                           адаш, қадаш, йолдаш.

-ға, -гә, -ғу, -гү, -ғы, -ги: билгә, қадғу, қарағу

-ғ, -г, -к, -қ, -ағ, -әг, -ығ, -иг, -ақ, -әк, -ық, -ик, -уқ, -үк: ачығ, арығ, бутақ, әлиг

-м, -ым, -им, -ум, -үм:           ақым, алым, кәдим.

-ш, -иш, -уш, -үш                  ағыш, алқыш, уқуш.

Сүпәт ясиғучи қошумчилар:

-лығ, -лиг, -луғ, -лүг:             керәклиг, билиглик, қумлуғ

-сыз, -сиз:                              билигсиз, кәчиксиз

-чыл, -чил:                            иғчил, яғмурчил

-ғы, -ги, -қы, -ки:                  язғы, қышқы

-ма, -мә:                                 ойма, кәсмә

Пеил ясиғучи қошумчилар:

-а, -ә, -у, -ү, -и, -ы:                 күчә, ата, яша, ярлықа

-ла, -лә:                                  қышла, сүлә, бәдүклә

-да, -дә:                                   алда, оқта, издә, үндә

V. Мустәһкәмләш

                     21-көнүкмидин ясалма сөзләрни тапқузуш.     

VІ. Өйгә тапшурма. 56-57-бәтләрни оқуп, сөзләш  

 

VІІ. Баһалаш

 

Вақти       15.10       Уйғур тили     9-синип     57-60-бәтләр       Дәрис № 14

 

Дәрис мавзуси      Қедимий уйғур тилидики исимларниң келиш категорияси

 

  Мәхсити: 1.  Қедимий уйғур тилидики исимларниң келиш категорияси

тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тилидики исимлар вә уларниң келиш категорияси тоғрисида тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1.  Карточкилар арқилиқ билимини байқаш.

2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

ІV.  Йеңи мавзу.   

            Қедимий уйғур тилида 11 келиш болған. Һазирқи заман уйғур тилидики келишләр билән селиштуруш арқилиқ чүшәндүрүлиду.

 

Келишләр

қошумчилири

мисал

Баш келиш

-

 

Егилик келиш

-ның, -ниң

 

Бериш келиш

-қа, -кә/ -ға, -гә/ -а, -ә

 

Чүшүм келиш

-ны, -ни, -н, /-ығ, -иг, -уғ, -үг

 

Чиқиш келиш

-дын, -дин, -тын, -тин

 

Орун-вақит келиш

-да, -дә, -та, -тә

 

Васитә келиш

-н, -ын, -ин

 

Йөнилиш келиш

-ғару, -гәру, -қару, -кәру

 

Тәңләштүрмә келиш

-ча, -чә

 

Охшатма келиш

-тәг

 

Орун-бәлгү келиш

-дәки, -тәки

 

 

V. Мустәһкәмләш

                     Өтүлгән мавзуларға берилгән көнүкмиләрдин, әдәбияттики мәтинләрдин мисаллар кәлтүрүп, таблицини толтуруш

        

VІ. Өйгә тапшурма. 57-60- бәтләрни оқуп, сөзләш,  

 

VІІ. Баһалаш

 

Вақти      28.10            Уйғур тили        9-синип       36-37-бәт      Дәрис № 17

 

Дәрисниң мавзуси:               Диктант «Һәр бир адәм - өз тәғдириниң егиси»

 

Мәхсити:   1.   Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Инсанпәрвәрлик,   әхлақий тәрбийә бериш

Дәрис түри:                           билимини байқаш.

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш  арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш

 

ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш

 

ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш

 

А.Арзиева, Х.Ниязова, А.Имиров  «Диктантлар топлими». 

                       «Һәр бир адәм - өз тәғдириниң егиси»

   36-37-бәтләр.         150  сөз.

 

V. Қошумчә тапшурма. 

Мәтиндин бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиш.

 

 

VІ. Өйгә тапшурма бериш

                 Өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      29. 10            Уйғур тили        9-синип      -бәт      Дәрис № 18

 

 

Дәрисниң мавзуси:               Көнүкмиләр үстидә иш

 

Мәхсити:   1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри:                           қайтилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Көрнәклик қураллар:         дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

 

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

 

ІV. Билимини тәкшүрүш

 

1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

2. Жүмлиләрни морфологиялик, синтаксислиқ тәһлил қилиш

  

 

V. Мустәһкәмләш.

Соал-жавап усули арқилиқ өтүлгән мавзулар бойичә билимини синаш

 

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

 

VІІ. Өйгә тапшурма бериш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-21.10  Уйғур тили     9-синип     60-63-бәтләр       Дәрис № 15

 

Дәрис мавзуси      Қедимий уйғур тилидики турғун сөзләрниң вә ярдәмчи сөзләрниң бәзи алаһидиликлири

 Мәхсити: 1.  Қедимий уйғур тилидики турғун сөзләр вә ярдәмчи сөзләр һәққидә

умумий чүшәнчә бериш.

2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

 

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тилидики турғун сөзләр вә ярдәмчи сөзләр һәққидә умумий чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1.  Соал-жавап усули арқилиқ билимини байқаш.

2. Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш

ІV.  Йеңи мавзу.   

            Сан. Дәрижә санлар –нч, -нчи, -инч, -инчи (икинч, үчүнч, бишинчи), кишилик санлар -әгү (икәгү-иккилән, үчәгү-үчилән), тәхсим санлар –ар, -әр (бирәр-бирдин, бир-бирләп, үчәр-үчтин) қошумчилири арқилиқ ясилиду.

Қедимий уйғур тилида икки хил һесаплаш системиси болған:

1. Мурәккәп санлар тәркивидики кичик санлар чоң санларниң алдида келиду: ики йигирми – он икки, үч әлиг – қириқ үч.

2. Чоң санлар кичик санларниң алдида келиду. Он сәкиз, отуз ики. Бәзидә чоң санлардин кейин артуқы (артуқ) сөзи келиши мүмкин: бәш йүз артуқы ики.

            Алмаш. Қедимий уйғур тилида һазирғичә йетип кәлмигән төвәндики алмашлар ишлитилгән: нәлүк (қандақ), қайу (қайси), нәтәг (қандақ) қамуғ (барлиқ), кәнду (өз).

            Ярдәмчи сөзләр. Қедимий уйғур тилида һазирқи уйғур тилида учрашмайдиған төвәндики сөзләр болған:

1. Тиркәлмиләр: сайу (санап), өтрү (кейин), үзә, үзәлә (үстигә) соң (кейин),

2.Бағлиғучилар: азу, айу (яки), тағы (вә), ара...ара (бәзидә)

3. Уланмилар: әринч – бәлки, мат (модаллиқ мәнасини билдүриду)

 

V. Мустәһкәмләш

                  23-көнүкмә. Еғизчә орунлаш.

24-көнүкмә тахтида шәрти бойичә орунлиниду.        

VІ. Өйгә тапшурма. 60-63- бәтләрни оқуш, 25-көнүкмә йезиқчә.   

 

VІІ. Баһалаш

 

Вақти      30. 10    Уйғур тили     9-синип       16-63 -бәтләр       Дәрис № 18

 

Дәрис мавзуси             Өткәнләрни тәкрарлаш

 

  Мәхсити: 1.Өтүлгән мавзулар бойичә билимини тәкшүрүш вә мустәһкәмләш

2. Саватлиқ  йезишқа вә синтаксислиқ тәһлил жүргүзүшкә

адәтләндүрүш

3. Ойлаш қабилийитини тәрәққий әттүрүш

Дәрисниң түри            тәкрарлаш

Дәрис типи                            қелиплашмиған

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология     

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң  тил аилилири вә қедимий уйғур тилиниң алаһидиликлири тоғрисидики  чүшәнчисини байқаш вә кәңәйтиш.

 

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш

 

1.  Йезиқчә тапшурмини тәкшүрүш. 25-көнүкмә.

 

ІV. Билимини тәкшүрүш.  

 Синип 3 топқа бөлүниду.

1. Оқуғучилар өтүлгән мавзулар бойичә бир-биригә соал қойиду.

2. Һәр топтин 2дин оқуғучиға карточкилар берилиду. (тил аилилири бойичә)

3. 3 оқуғучи тахтида берилгән мәтинләрдин фонетикилиқ алаһидиликләрни тапиду.

4. Тест тапшурмилири арқилиқ билимини байқаш.

5. Жүмлиләрни тахтида синтаксислиқ тәһлил қилиш

V. Мустәһкәмләш

. Соал-жавап усули арқилиқ.

 

VІ. Өйгә тапшурма. Әдәбий китаплардин 3 аддий, 3 қошма жүмлә тепип, йезип келиш

 

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

Вақти   9Б-12.11        Уйғур тили     9-синип  63-65-бәтләр       Дәрис № 19

 

Дәрис мавзуси      Қедимий уйғур тилидики пеил. Пеилниң турғун сөз шәкли 

 

Мәхсити: 1.  Қедимий уйғур тилидики пеил вә униң турғун сөз шәкиллири

һәққидә умумий чүшәнчә бериш.

2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тилидики пеиллар, уларниң турғун сөз шәкиллири һәққидә умумий чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1.  Соал-жавап усули арқилиқ билимини байқаш.

 

ІV.  Йеңи мавзу.           Қизиқишини ойғитиш стадияси. Һазирқи заман уйғур тилидики с.пәтдаш, рәвишдаш, исимдашниң ясилиш йоллири һәққидә билидиғанлирини севәткә салиду.

ИНСЕРТ арқилиқ йеңи мавуни оқуп, селиштуруш

Сүпәтдашлар.  Қошумчилири:

-ған, -гән, -қан, -кән. Төрүткән, игидкән, кәчүргән идим ( төрәлткән, асриған, кәчүргән егәм)

-мыш, -миш. (-ған қошумчисиға йеқин) әвә қылмыш ишләр нәчә йиг болур-алдирап қилған ишлар дайим хам болур.

-р, -ар, -әр, -ыр, -ир, -ур, -үр, -йур, -йүр.    Билиркә айыт түш, айытма кечә.

-мас, -мәз.       Су бәрмәзкә сүт бәр

-ғу, -гү. Нәлүк тәрдиң әрки бу қалғу нәңиң – немишкә тәрдиңкин бу қалидиған нәрсәңни.

-ғулуқ, -гүлүк, -ғучи, -гүчи, -ғуси, -гүси.

-дачы, -дәчи, -тачы, -тәчи. Усал болмағил ай тирик болдачы – осал болмиғил, әй тирик болғучи.

-дуқ, -дүк, -туқ, -түк. Әшитмиш сөзүг сән әшитмәдүк әт – аңлиған сөзүңни сән, аңлимиған әт.

Рәвишдашлар.

-п, -ип, -уп, -үп. (-бан, -бән шәклиму учришиду) ол сабығ әшидип түн удысықым кәлмәди – у сөзни аңлап, түн уйқум кәлмиди.

-а, -ә, -ы, -и, -у, -ү. Ажунда сынайу – дунияда синап.

-ғач, -гәч. Күн тоғғач – күн туққанда.

-ғынча, -гинчә. Қодмағынча – қоймиғичә.

-ғалы, -гәли. Талпынғалы – хизмәт қилғили

-мадын, -мәдин, -матин, -мәтин. Туйматын – туймастин.

Исимдашлар.

 -мақ, -мәк. Көрмәккә -ыш, -иш, -уш, -үш. Бақыш, билиш, келиш.

 

V. Мустәһкәмләш.

Рефлексия стадияси. Дәрисликтики мәтинләрдин сүпәтдаш, рәвишдаш вә исимдашларни тепиш

                  Мәтинләрдин мисаллар кәлтүрүш   

 

VІ. Өйгә тапшурма. 63-65- бәтләрни оқуш, 5 жүмлә тепип йезиш.   

 

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-18.11  Уйғур тили     9-синип  65-69-бәтләр       Дәрис № 20

 

Дәрис мавзуси      Қедимий уйғур тилидики пеилларниң хәвәр шәкиллири     

 

 Мәхсити: 1.  Қедимий уйғур тилидики пеилларниң хәвәр шәкиллири һәққидә

умумий чүшәнчә бериш.

2. Һазирқи заман уйғур тили билән селиштуруп, алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш технологиясиниң  «инсерт», «Венн диаграммиси» стратегиялири

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тилидики пеиллар, уларниң хәвәр шәкиллири һәққидә умумий чүшәнчә бериш.

 

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш №1, 3, 6,  9 , 10, 12, 15, 19  

1.  Соал-жавап усули арқилиқ билимини байқаш.

ІV.  Йеңи мавзу.  Оқуғучилар йеңи мавзуни оқуп чиқип, пеилниң хәвәр шәкиллири тоғрисида билгәнлирини бәлгүләйду.. V – билимән,  – -мән үчүн чүшиниксиз+ - мениң үчүн йеңилиқ,  ? – мени һәйран қалдуриду.   Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.

Төвәнки синипта алған билимини байқаш үчүн чоал: пеилниң хәвәр шәкли дегинимиз немә?

Пеилларниң жүмлидә хәвәр хизмитини атқуридиған шәкли хәвәр шәкли дәп атилиду.  Пеилниң бу шәклигә шәхс, заман, мәйил категориялири кириду.

 

1. Заман категорияси:

 

Өткән заман

-ды, -ти, -ты, -ти, -ду, -дү, -ту, -тү; -мыш, -миш,; -йуқ, -йүк; -дуқ, -дүк, -туқ, -түк + әрди

Язмыш әрди, кәлмиш әрди.

Һазирқи-келидиған заман

-ар, -әр, -ур, -үр, -ыр, -ир, -р; -а, -ә, -й; -ған, -гән, -қан, -кән

Язур, келур, барған

Келидиған заман

-ғу, -гү, -дачы,-дәчи, -тачы, -тәчи, -ғай, -гәй

Көрдәчи, кәлгәй

 

 

 

 

2. Мәйил категорияси: (қедимий уйғур тилида пәқәт буйруқ-тәләп вә шәрт мәйиллириниңла мәхсус қошумчилири болған)

 

Бирлик түри

Көплүк түри

І шәхс

-айын, -әйин, -йын, -йин; -ай, -әй, -айы, -әйи; -йы, -йи

Барайын, көрәйин

-алым, -әлим, -лым, -лим

Баралым, көрәлим

ІІ шәхс

-ғыл, -гил, -ғын, -гин

Барғил, көргил

-ң, -ңлар, -ңләр

Көрүңләр, яшаңлар

ІІІ шәхс

-сун, -сүн, -су, -сү, -суны, -сүни

Кәлсун, барсун

-сунлар, -сүнләр, -сулар, -сүләр

Барсунлар, көрсүнләр

 

Шәрт мәйил. –са, -сә (бәзидә  –сар, -сәр.) барсар, көрсәр.

 

V. Мустәһкәмләш

26-көнүкмини  шәрти бойичә орунлаш

27-көнүкмә тахтида орунлиниду.

Венн диаграммиси арқилиқ һазирқи заман вә қедимий уйғур тилиниң хәвәр шәкиллирини селиштуруш

 

 

 

 

 

 

 

 

VІ. Өйгә тапшурма. 65-69- бәтләрни оқуш, 28-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш.   

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-19.11  Уйғур тили     9-синип  69-70-бәтләр       Дәрис № 21

 

Дәрис мавзуси      Қедимий уйғур тилидики пеилниң өзәк шәкли   

 

 Мәхсити: 1.  Қедимий уйғур тилидики пеилларниң өзәк шәкиллири һәққидә

умумий чүшәнчә бериш.

2. Һазирқи заман уйғур тили билән селиштуруп, алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш технологиясиниң «чүшәнчиләр севити»,  «инсерт», кластер стратегиялири

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тилидики пеиллар, уларниң хәвәр шәкиллири һәққидә умумий чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш №2, 4, 7,  11 , 13, 14, 16, 20  

1.  Соал-жавап усули арқилиқ билимини байқаш.

2. Венн диаграммисини тәһлил қилиш

 

ІV.  Йеңи мавзу.  Қизиқишини ойғитиш. «Чүшәнчиләр севитигә» пеилниң өзәк шәкиллири тоғрисида алған билимини топлайду.

Мәнани ажритиш стадияси. Инсерт усули. Оқуғучилар йеңи мавзуни оқуп чиқип, пеилниң хәвәр шәкиллири тоғрисида билгәнлирини бәлгүләйду.. V – билимән,  – -мән үчүн чүшиниксиз+ - мениң үчүн йеңилиқ,  ? – мени һәйран қалдуриду.   Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.

Пеилниң турғун сөз вә хәвәр шәкиллиригә асас болидиған шәкиллири пеилниң дәрижилири, болушлуқ-болушсиз категориялири пеилниң өзәк шәкиллири болуп һесаплиниду.   

Оқуғучилар икки топқа бөлүниду. І топ һазирқи заман уйғур тилидики пеилларниң дәрижилири, ІІ топ қедимий уйғур тилидики пеилниң дәрижилири тоғрисида кластер түзиду. (тахтида) Андин улар селиштурулиду.

2. Дәрижә категорияси:

 

Қедимий уйғур тили

Һазирқи уйғур тили

Өзлүк

-н, -ын, -ин, -ун, -үн.

-н, -ин, -ун, -үн.

Өзгә

-л, -ил, -ул, -үл/ -н, -ын, -ин, -ун, -үн.

-л, -ил, -ул, -үл/ -н, -ин, -ун, -үн.

Мәжбур

-т, -ыт, -ит/ -р, -ур, -үр/-з, -ыз, -из, -уз, -үз/ -дур, -дүр, -тур, -түр/ -ғур, -гүр, -қур, -күр/ -ғуз, -гүз, -қуз, -күз

-т, /  -дур, -дүр, -тур, -түр/  -ғуз, -гүз, -қуз, -күз

Өмлүк

-ш, -иш, -уш, -үш

ш, -иш, -уш, -үш

 

Пеилниң болушлуқ-болушсиз категорияси. –ма, -мә

 

V. Мустәһкәмләш

Бәдиий мәтинләрдин мисаллар тепип яздуруш. Венн диаграммиси арқилиқ һазирқи заман вә қедимий уйғур тилиниң өзәк шәкиллирини селиштуруш

 

 

 

 

 

 

 

 

 


VІ. Өйгә тапшурма. 69-70-бәтләрни оқуш   

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-25.11        Уйғур тили     9-синип  70-73-бәтләр       Дәрис № 22

 

Дәрис мавзуси      Қедимий уйғур тилиниң синтаксислиқ алаһидиликлири     

 

 Мәхсити: 1.  Қедимий уйғур тилиниң синтаксислиқ алаһидиликлири һәққидә

умумий чүшәнчә бериш.

2. Һазирқи заман уйғур тили билән селиштуруп, алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик, кластер

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш (инсерт), тирәк-схема

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

 

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тилиниң синтаксиси һәққидә умумий чүшәнчә бериш.

 

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш №3, 5, 8,  12 , 15, 17, 18, 21  

1.  Соал-жавап усули арқилиқ билимини байқаш.

2. Венн диаграммисини тәһлил қилиш (өй тапшурмиси)

 

ІV.  Йеңи мавзу.

 Қизиқишини ойғитиш. «Чүшәнчиләр севитигә» қедимий уйғур тилидики пеиллар тоғрисида алған билимини топлайду.

Мәнани ажритиш стадияси. Инсерт усули. Оқуғучилар йеңи мавзуни оқуп чиқип, пеилниң хәвәр шәкиллири тоғрисида билгәнлирини бәлгүләйду.. V – билимән,  – -мән үчүн чүшиниксиз+ - мениң үчүн йеңилиқ,  ? – мени һәйран қалдуриду.   Андин оқуғучиларға чүшәнчә берилиду.

Қедимий уйғур тилиниң синтаксиси һазирқи уйғур тилиниң синтаксисидин анчә пәриқләнмәйду.

1.   Сөзләр тәң вә беқинда бағлиништа кәлгән. Тәң бағлиниш интонация арқилиқ әмәлгә ашқан.

2. Беқинда бағлинишниң барлиқ түрлири (маслишиш, яндишиш, башқуруш, изафетлиқ) учришиду.

3. Жүмлә бөләклири мәлум сөз түркүмлири арқилиқ ипадиләнгән.

4. Жүмлә бөләклириниң орун тәртивидиму пәриқ аз.

5. Бир тәркиплик аддий жүмлиләрдин шәхссиз, шәхси умумлашқан жүмлиләр аз учрайду.

6. Бағлиғучисиз бағланған қошма жүмлиләр ишлитилгән.

 

 

V. Мустәһкәмләш Рефлексия стадияси.

Кластер түзүш Оқуғучилар икки топқа бөлүниду. І топ һазирқи заман уйғур тилиниң алаһидиликлири, ІІ топ қедимий уйғур тилиниң алаһидиликлири тоғрисида кластер түзиду. (тахтида) Андин улар селиштурулиду.

 

29-көнүкмә. Еғизчә орунлиниду.

1. Маслишиш бағлиниш - сөзләрниң бири иккинчисигә шәхс вә сан жәһәттин беқинип келиду: Биз орунлидуқ, бизниң йезимиз.

       2. Башқуруш бағлиништа пеил арқилиқ ипадиләнгән баш сөз беқинда сөзни мәлум бир келиштә яки тиркәлмиләр билән келишини тәләп қилиду. Синипни    тазилаймиз.   Оқуғучилар үчүн яритилған

       3.Яндишиш бағлиништа - қизил китап, бәшинчи жил, билимлик адәм, әву өй. түнүгүн кәлди, ғал-ғал титиримәк, тикилип қаримақ

4. Изафетлиқ бағлиништа икки исим өз ара бағлинип келиду.

30-көнүкмини йезиқчә орунлаш, морфологиялик тәһлил қилиш.

 

VІ. Өйгә тапшурма. 70-73-бәтләрни оқуш. 31-көнүкмини йезиқчә орунлаш.

 

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти 9б -                         Уйғур тили     9-синип      59-бәт      Дәрис № 23

 

Дәрисниң мавзуси:               Диктант «Бөлжүргәнсай һекайиси»

 

Мәхсити:   1.   Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Инсанпәрвәрлик,   әхлақий тәрбийә бериш

Дәрис түри:                           билимини байқаш.

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш  арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш

 

ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш

 

ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш

 

А.Арзиева, Х.Ниязова, А.Имиров  «Диктантлар топлими». 

                       «Бөлжүргәнсай һекайиси»

  59-бәт.         150  сөз.

 

V. Қошумчә тапшурма. 

Мәтиндин бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиш.

 

 

VІ. Өйгә тапшурма бериш

                 Өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9б                     Уйғур тили    9-синип            -бәт      Дәрис № 24

 

 

Дәрисниң мавзуси:               Көнүкмиләр үстидә иш

 

Мәхсити:   1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри:                           қайтилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Көрнәклик қураллар:         дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

 

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

 

ІV. Билимини тәкшүрүш

 

1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

2. Жүмлиләрни морфологиялик, синтаксислиқ тәһлил қилиш

  

 

V. Мустәһкәмләш.

 

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

 

VІІ. Өйгә тапшурма бериш

Қедимий түрк йезиғидики ядикарлиқлар тоғрисида қошумчә мәлуматлар тепип келиш

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-26.11  Уйғур тили     9-синип  74-77-бәтләр       Дәрис № 23

 

Дәрис мавзуси      Қедимий түрк йезиғидики ядикарлиқлар. Қедимий түрк

йезиғи      

 

 Мәхсити: 1.  Қедимий түрк йезиғи  в әшу йезиқтики ядикарлиқлар тоғрисида

умумий чүшәнчә бериш.

2. Қедимий түрк йезиғиниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            йеңи билимләр бериш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш (инсерт), тирәк-схема

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тилиниң синтаксиси һәққидә билимини байқаш  вә қедимий түрк йезиғидики ядикарлиқлар тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Йеңи мавзу. Қедимий түрк йезиғи

1.Бу йезиқ түрк-руна йезиғи дәпму аталған («руна» гот тилида «тилсим» мәнасида)

2. Герман қәбилилири ІІ-ІІІ әсирдин оттура әсиргичәруна йезиғини қолланған. Бу йезиқ  металлға, ташқа, яғачқа оюп йезилғачқа асасән түз сизиқлардин ибарәт болған.

3. Қедимий түрк йезиғи V әсирдә қоллинилған. (Ишиктидә тепилған күмүч тавақ)

 Бу йезиқниң келип чиқиши тоғрисида пикирләр:

1. Арамей йезиғидин өзләштүрүлгән

2. Түркий хәлиқләрниң миллий тамғилиридин пәйда болған.

3. Арамей йезиғи вә түрк тамғилириниң бирләшмисидин һасил болған.

       Түркий хәлиқләр бу йезиқтики ядикарлиқларни ташларға, металлға оюп язған. Таш ядикарлиқлири Орхон вә Енисей дәриялириниң бойидин тепилған. Улар «Мәңгү таш ядикарлиқлири» дәп атилиду.

Х әсирдә уйғур йезиғи қоллинилишқа башлиди. Қедимий түрк (Орхон) йезиғи

       Уйғурларниң бизгә мәлум болған әң қедимий йезиқларниң бири. Бу йезиқ 38дин 40чә һәрип бәлгүлиридин тәркип тапқан болуп, тәтқиқатчилар уни һәр хил намлар билән атиған.

       1) Бу йезиқта оюлған мәшһур мәңгү таш ядикарлиқлири һазирқи Моңғулстан Җумһурийитидики Орхон-Енисей дәрия вадилиридин тепилғанлиғи үчүн, уни Орхон-Енисей йезиғи дәпму атайду.

       2) Бу йезиқни шәкли Шималий Европида қоллинилған қедимий руна йезиғиниң шәклигә охшап кәткәнлиги үчүн бәзиләр уни руна йезиғи яки «түрк-руна йезиғи», йәнә бәзиләр уни исламийәттин илгәрки йезиқ дәпму атайду. Биз уни қедимий түрк (Орхон) йезиғи дәп атаймиз. У умумән оңдин-солға тоғрисиға йезилиду. Лекин Енисей вадисидин тепилған мәңгү таш ядикарлиқлирида солдин оңға йезилғанлириму бар. Айрим мәңгү таш ядикарлиқлирида һәтта «қош йол», йәни (бир йоли оңдин солға, йәнә бир йоли солдин оңға) билән йезилған әһвалларму учрайду. Сөзләр бир биридин тик (асма) чекит /:/ арқилиқ айрилиду. Бәзи сөз бирикмилири бир сөз шәклидиму йезилиду. Айрим ядикарлиқларда «~» сөз айрилиш бәлгүси сүпитидә йезилған.

       Бу йезиқта көпинчә үзүк тавушлар асас қилинған. Сәккиз созуқ тавуш, умумән төрт һәрип бәлгүси билән ипадилиниду. Бу йезиқтики һәрип шәкиллири сөзниң баш, оттура вә аяқлирида асасән охшаш шәкилгә егә.

       Қедимий түрк (Орхон) йезиғи қедимий уйғур вә башқа түркий хәлиқләр арисида қоллинилғандин тартип, умумлашқичә бир нәччә әсир вақит өткәнлиги әмәлий әһвал. Шуни көздә тутқанда униң дәсләпки қоллинишқа башлиған дәвирдин тартип, Түрк ханлиғи даирисидә умумлашқан дәвиргичә болған арилиқни хелә илгири сүрүшкә болиду.

       Қедимий түрк йезиғиниң мәнбәси вә түркий хәлиқләрниң бу хил йезиқни қайси дәвирдин башлап қолланғанлиғи қатарлиқ мәсилиләрдә нурғунлиған алимлар һәр хил пикирләрни оттуриға қойған болсиму, лекин һазирғичә бу мәсилиләр ениқланғини йоқ.

       Қисқиси, бу йезиқниң әң дәсләп қоллинилған вақти, җайи қатарлиқ мәсилиләрни техиму әтраплиқ тәкшүрүш, тәтқиқ қилиш, тәләп қилиниду. Қедимий түрк йезиғидики ядикарлиқлар адәттә мәңгү таш ядикарлиқлири билән қол язма ядикарлиқлирини өз ичигә алиду.

 

ІV.  Мустәһкәмләш  Кластер түзүш

 

V. Өйгә тапшурма. 74-79-бәтләрни оқуш. Қошумчә мәлуматларни тепиш

VІ.. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-09.12    Уйғур тили     9-синип  77-84-бәтләр       Дәрис № 26

 

Дәрис мавзуси      Қедимий түрк ядикарлиқлириниң бөлүнүши

 

 Мәхсити: 1.  Қедимий түрк ядикарлиқлири вә уларниң бөлүнүши һәққидә

умумий чүшәнчә бериш.

2. Қедимий түрк ядикарлиқлириниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш, «Идея вә чүшәнчиләр севити», (инсерт), тирәк-схема, кластер

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тилиниң синтаксиси һәққидә билимини байқаш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

Қедимий түрк йезиғи һәққидә билимини байқаш. «Идея вә чүшәнчиләр севити» арқилиқ. Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә билидиғанлирини йезип, севәткә салиду.

ІV.  Йеңи мавзу. Қедимий түрк ядикарлиқлири вә уларниң бөлүнүши

                               Оқуғучилар «инсерт» усули арқилиқ оқуп, бәлгү қоюп чиқиду. Андин топларға бөлүниду. Һәр топ кластер кәштисини түзиду.

Қедимий түрк ядикарлиқлири 3 алаһидилигигә қарап бөлүниду:

1. Тепилған жайиға қарап;

2. Тарихий-сәясий (этникилиқ)

3. Мәзмуниға қарап

Тепилған жайиға қарап

 

Моңғулстан ядикарлиқлири

(Орхон ядикарлиқлири)

Көл Тегин, Билгә қаған, Тоңюқуқ, Онгин, Күли чор мәңгү ташлири

 

 

Енисей (Анасай) ядикарлиқлири

2 бөлүниду: Тува вә Минусин яд-ри

Қәбрә таш, ғар таш, алтун вә күмүч буюмларға йезилған.Сани 150

 

 

Лена-Байқал ядикарлиқлири

Ғар ташларға вә мәишәт буюмлириға йезилған. Сани 16

 

 

Алтай ядикарлиқлири

Ташларға, плита вә столб шәклидики ғар ташларға, күмүч қачиларға.

 Сани 57

 

 
 

 

 


                         

 

 

 

Шәрқий Түркстан ядикарлиқлири

Турпандики харабилар, «Миң өй» тамлириға, бир нәччә қәғәзгә йез-н яд-р

 

Оттура Азия ядикарлиқлири

Йәттису 12 қәбрә ташқа,   Пәрғанә 17 керамика вә металлға оюп йезилған.

 

Шәрқий Европа ядикарлиқлири

Донецк, Дунай, Итил бойи. Күмүч, төмүр буюмларға, буқи-ң баш устихиниға йез-н.

 

 
 

 

 

 

 

 


Тарихий-сәясий (этникилиқ) бөлүнүши:

1. Шәрқий Түрк қағанатиниң  ядикарлиқлири. Моңғулстан вә Алтай ядикарлиқлири кириду. VІІ- VІІІ әсирләрдә йезилған.

2. Уйғур-Орхон дөлитиниң ядикарлиқлири:

А) Баян чор мәңгү теши. Моңғулия, Селенга дәрияси вадиси Шине усу көли бойи. Өрготу теғи бағриға 759-жили орнитилған. Баян чор (Моюн чур) Уйғур-Орхон дөлитини қурған Қутлуғ Билгә көл Ғағанниң оғли.  Мәзкүр ядикарлиқ 50 қур. 3м 80см егизликтики төрт булуңлуқ гранитқа йезилған: Шимал тәрипигә 12, жәнуп тәрипигә 15, ғәрип тәрипигә 11 қур йезилған. Фин алими Рамстедт 1909-жили тапқан.

Ә) Терхин мәңгү теши. Моң,улия. Терхин ғол дәрияси вадисиға 753-жили орнитилған. Һулиниң узунлуғи 117см, егизлиги 32см, кәңлиги 38см. Мәтинини Баян чорниң 2-оғли Қутлуқ Тарқан сәнгүн язған

Б) Тес мәңгү теши. Моңғулия. Тес дәрияси вадисиға 762-жили орнитилған. С.Г. Кляшторный экспедицияси тапқан. Егизлиги 86см, кәңлиги 32см, қелинлиғи 22см.. Барлиғи 22 қур мәтин йезилған. Баян чорниң оғли Бөгү қаған тәрипидин орнитилған.

В) Қарабалғасун мәңгү теши. Уйғур-Орхон дөлитиниң пайтәхти қарабалғасунға 820-821-жиллир орнитилған. Мәтин 3 тилда: түрк, соғда, хитай йезиғида.

Г) Сәврәй мәңгү теши. Гоби чөлиниң Сәврәй-Сомон дегән жайға 763-ж. орнитилған. Егизлиги 80см, кәңлиги 45см, қелинлиғи 70см.

3. Қирғиз қағанати ядикарлиқлири. Енисей яд-ри, Сужи мәңгү теши. VІІІ-ХІ әсирләр

4. Қурықан қәбилә бирлиги яд-ри. Лена-Байқал яд-ри. VІІІ-Х әсир.

5. Ғәрбий-Түрк қағанати яд-ри. Йәттису вә пәрғанә. VІІІ әсирдә йезилған

6. Шәрқий Түркстан яд-ри. ІХ-Х әсирләрдә йезилған

7. Хазар қағанати яд-ри. Шәрқий Европа вә Йәттису яд-ри кириду.

8. Қимақ дөлити яд-ри. ІХ-Х әсирләрдә бронза әйнәккә йез-н яд-р.

V.  Мустәһкәмләш 

33-көнүкмә шәрти бойичә

34-көнүкмә  еғизчә орунлиниду

35-көнүкмә тахтида орунлиниду.

VІ. Өйгә тапшурма. 77-84-бәтләрни оқуш. Қошумчә мәлуматларни тепиш

VІІ.. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-10.12    Уйғур тили     9-синип  84-87-бәтләр       Дәрис № 27

 

Дәрис мавзуси      Қедимий түрк ядикарлиқлириниң мәзмуниға қарап

бөлүнүши

 

 Мәхсити: 1.  Қедимий түрк ядикарлиқлири вә уларниң бөлүнүши һәққидә

умумий чүшәнчә бериш.

2. Қедимий түрк ядикарлиқлириниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш, «Идея вә чүшәнчиләр севити», (инсерт), тирәк-схема, кластер

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур тилиниң синтаксиси һәққидә билимини байқаш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

Қедимий түрк йезиғи һәққидә билимини байқаш. «Идея вә чүшәнчиләр севити» арқилиқ. Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә билидиғанлирини йезип, севәткә салиду.

ІV.  Йеңи мавзу. Қедимий түрк ядикарлиқлириниң мәзмуниға қарап  бөлүнүши

                               Оқуғучилар «инсерт» усули арқилиқ оқуп, бәлгү қоюп чиқиду. Андин топларға бөлүниду. Һәр топ кластер кәштисини түзиду.

Қедимий түрк ядикарлиқлири 3 алаһидилигигә қарап бөлүниду:

1. Тепилған жайиға қарап;

2. Тарихий-сәясий (этникилиқ)

3. Мәзмуниға қарап

Мәзмунни бойичә улар төвәндики алтә түргә бөлүниду:

1. Тарихий тәзкирә (тәржимә һаллиқ) хатиридики мәтинләр;

2. Эпитафиялик лирика.  Енисей вә Йәттису қәбрә ташлири (қәһриманниң нами, титули, йеши, һаятидики муһим вақиәләр, арзу-армани йезилиду);

3. Хатирә йезиқлири (Мәңгү таш вә тамларға оюлғанлири болуп, униңда муәллипниң һаятиға бағлиқ вақиә йезилған);

4. Тилсим, диний вә әдәбий мәтинләр. (Шәрқий Түркстандики қәғәзгә йезилған мәтинләр «Ирқ битиг», палнамә, ташларниң тилсим хусусийәтлири);

5. Һөкүмәт (әдлийә) һөҗҗәтлири (Дөңқотандин тепилған һөжжәтләр);

6. Турмуш буюмлириға (металлдин ишләнгән буюмларни өз ичигә алиду) оюлғанлири вә башқилар.

                 Қедимий Түрк ханлиғи вә қедимий Уйғур ханлиғиға мәнсүп мәңгү таш ядикарлиқлири өзиниң қедимийлиги биләнла мәшһур болуп қалмастин, бәлки өз дәвриниң тарихий реаллиғидин гувалиқ бәргүчи муһим һөҗҗәт, шундақла өз заманисидики тарих, тил-әдәбиятниң йеганә материали сүпитидә уйғур тарихи вә уйғур тил-әдәбияти ғәзинисидики қиммәтлик байлиқ болуп һесаплиниду.

                               Бу ядикарлиқларда Көк түрк ханлиғиниң (миладиниң 552-жили түрк қәбилилири ичидики ашина уруғи көпийип, ақсақили Түмәнниң) рәһбәрлигидә күчлүк түрк ханлиғини қуруп, у өзигә Түмән «Елик қаған» дәп нам бәргәнлиги тәкитлиниду. Бу ханлиқ тарихта Көк түрк ханлиғи «яки Шәрқий түрк ханлиғи» дәп атилиду. Бу ядикарлиқларда ханлиқниң гүллиниши вә һалакити сөзләнгән болуп, уларниң ичидә Көл Текин (Көк түрк ханлиғиниң хақани Билгә хақанниң иниси болуп, 731-жили 47 йешида вапат болған мәшһур сәркәрдә, қәһриман), Тунюқуқ (бир нәччә хақанларға мәслиһәтчи болған, мәңгү таш 712 — 716-жиллири арилиғида орнитилған, 62 қур хәт оюлған), Билгә хақан Баянчур (Муюнчур, Қутлуқ Билгә хақан) қатарлиқларниң һәрбий жүрүшлири, дөләтни бирликкә кәлтүрүш, течландуруш вә күчәйтиш йолида көрсәткән төһпилири мәңгү таш ядикарлиқлирида бир хил назук шаиранә тил билән тәсвирләнгән (бәзи тәтқиқатчилар бу мәңгү таш мәтинлирини бир хил нәзим услубида йезилған дәпму қарайду). Уларда алға сүргән идеяси парчилинип кәткән қәбилиләрни қудрәтлик һәрбий күч астиға уюштуруп, кәң даиридә бирликкә кәлгән, күчлүк феодаллиқ дөләт қурушни мәхсәт қилған. Өз дәвриниң арзу-тәливини әкис әттүргүчи бу хил интилиш асасида Көк түрк ханлиғи билән қедимий Уйғур ханлиғиниң барлиққа келиши ишләп чиқириш күчлириниң тәрәққиятини зор дәриҗидә илгири сүрүп, җәмийәтни гүлләндүрүштә илғар роль ойниған.

                               Мәңгү таш ядикарлиқлири — Көк түрк вә қедимий Уйғур ханлиғи дәвридики хақанларниң нәсәбнамиси, хошна дөләтләр билән болған сәясий вә ихтисадий мунасивәтләр, қәбилиләр ара болған уруш йеғилиқлар, уйғур вә башқа түркий хәлиқләрниң диний етиқати, урпи-адәтлири, қәбилә, йәр намлири вә башқа ихтисадий әһваллири һәққидә бизни муһим мәлуматлар билән тәминләйду.

                               Қисқиси, бу ядикарлиқларни Көктүрк вә қедимий Уйғур ханлиғи дәвирлириниң биринчи түркүм әдәбий әсәрлири, уларни язғучи шәхсләрни өз дәвриниң даңлиқ әрбаплири дәп һесаплашқа болиду.

V.  Мустәһкәмләш 

36-көнүкмә шәрти бойичә

37-көнүкмә  еғизчә орунлиниду

VІ. Өйгә тапшурма. 84-87-бәтләрни оқуш. Қошумчә мәлуматларни тепиш

VІІ.. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-11.12/ 9В-17.12    Уйғур тили     9-синип  87-91-бәтләр       Дәрис № 28

 

Дәрис мавзуси     Шәрқий Түркстандин тепилған  қедимий түрк йезиғидики

ядикарлиқлар

 

 Мәхсити: 1.  Шәрқий Түркстандин тепилған  ядикарлиқларниң түрлири һәққидә

умумий чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр ядикарлиқларниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш, «Идея вә чүшәнчиләр севити», (инсерт), тирәк-схема, кластер

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий түрк ядикарлиқлири һәққидә билимини байқаш. ШУАРдин тепилған ядикарлиқлар һәққидә мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

Қедимий түрк ядикарлиқлири һәққидә билимини байқаш. «Идея вә чүшәнчиләр севити» арқилиқ. Оқуғучилар өтүлгән мавзу бойичә билидиғанлирини йезип, севәткә салиду.

ІV.  Йеңи мавзу. ШУАРдин тепилған қедимий түрк йезиғидики ядикарлиқлар

                               Оқуғучилар «инсерт» усули арқилиқ оқуп, бәлгү қоюп чиқиду.

Синип икки топқа бөлүниду. 1-топ Турпанлиқлар. 2-топ Дөңқотанлиқлар

Һәр топ өз йеридин тепилған ядикарлиқлар тоғрисида пикирлирини оттуриға селип, өз ядикарлиқлириниң алаһидиликлири һәққидә ейтип бериду

Турпандин  тепилғанлар:

1. Немис алими А.Грунведел 1902-жили тапқан. Мани дини мәзмуниға аит. Йәттә парчиниң бири қезиш вақтида тепилип, қалғанлири йәрлик уйғурлардин сетивелинған.

2. 1905-1906-жиллири А.Лекок Идиқут шәһиридин 15 км жирақлиқта Туюқ дәрияси бойидики бутханидин бир нәччә парчә тапқан. Бир қедимий түрк йезиғи елипбәси болуп, 19 һәрип мани йезиғи һәрипи билән берилгән.

3. А.Лекок тапқан 31 қурлуқ парчә қиммәт баһалиқ ташларниң тилсим хусусийәтлири һәққидә  трактат (VІІІ-ІХ әсирләрдә йезилған)

4. Япон вә рус экспедициялири бир нәччә парчә тапти.

5. А.Стейн 1913-1916-ж уйғур беги Али Сиңқур тегинниң мани динини қобул қилғанлиғи тоғрисида 13 қурлуқ парчә тапқан.

6. Әң кейин йезилған 7 қурлуқ салам хәт – муәллип ғожайинидин алған муһим тапшурма һәққидә.

 

Дөңқотандин   тепилғанлар:

 А.Стейн 1906-1908-ж. 12 парчә вә толуқ мәтин. Британиядә сақлиниду:

1. «Ирқ битиг» 104 қур, дәптәр шәклидә түпләнгән., 29 варақ. Һәжими 13,2х8см. 930-жили 17-мартта йезилған. 65 һәр хил вақиә вә һадисә тәсвирләнгән. «буни бил, ямандур», « буни бил, яхшидур»  Чүшинишкә қийин.

2. Иккинчи ядикарлиқ хәлқимиз ишләткән мақал-тәмсилләр (ІХ-Х әсир)

3. Әдлийә һөжжәтлири. 2 парчә.

4 Қедимий түрк йезиғи ХІ әсирдин кейин қоллинилиштин қалди.

 

V.  Мустәһкәмләш 

38-көнүкмә шәрти бойичә

39-көнүкмә  еғизчә орунлиниду

VІ. Өйгә тапшурма. 87-91-бәтләрни оқуш. Қошумчә мәлуматларни тепиш

VІІ.. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-12.12/ 9В-18.12    Уйғур тили     9-синип  92-100-бәтләр       Дәрис № 29

 

Дәрис мавзуси     Уйғур йезиғидики ядикарлиқлар. Уйғур йезиғи

 

 Мәхсити: 1.  Уйғур йезиғидики   ядикарлиқлар, уйғур йезиғи һәққидә

умумий чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр ядикарлиқларниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш, «Идея вә чүшәнчиләр севити», (инсерт), тирәк-схема, кластер

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Шәрқий Түркстандин тепилған ядикарлиқлар һәққидә билимини байқаш, уйғур йезиғидики ядикарлиқлар вә уйғур йезиғи тоғрисида мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

ШТдин тепилған ядикарлиқлар һәққидә билимини байқаш. «Идея вә чүшәнчиләр севити» арқилиқ. Оқуғучилар 1-топ Турпанлиқлар. 2-топ Дөңқотанлиқлар өтүлгән мавзу бойичә билидиғанлирини йезип, севәткә салиду.

ІV.  Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.

                               Оқуғучилар «инсерт» усули арқилиқ оқуп, бәлгү қоюп чиқиду.

Һәр топ өз йеридин тепилған ядикарлиқлар тоғрисида пикирлирини оттуриға селип, өз ядикарлиқлириниң алаһидиликлири һәққидә ейтип бериду

Қедимий уйғур йезиғи

Хәлқимизниң инсанийәт мәдәнийитигә қошқан әң чоң төһписиниң бири – уйғур йезиғи. Бир йезиқни кәшип қилиш сәвийәсигә наһайити аз санлиқ милләтләр муйәссәр болған. Бу йезиқ V-VІІІ әсирләрдә, йәни 1300жил давамида әждатлиримиз тәрипидин қоллинилған.

Бу йезиқ уйғурлар тарихта әң узун вә әң көп қолланған иккинчи хил йезиқ болуп һесаплиниду. У соғди йезиғидин өзгәртилгән йезиқ болуп, умумән, солдин оңға (бәзилири оңдин солға) тик вә түз шәкилдә йезилиду.

23 һәриплик бу йезиқ миладиниң 744 — 740-жиллири Орхон вадисида қурулған Уйғур ханлиғи дәвридә хелә кәң даиридә қоллинишқа башлап, Қочу уйғур ханлиғи (миладиниң 850 — 1250-жиллири) дәвридә наһайити кәң пайдилинилған. Мәзкүр йезиқ Турпан, Қумул қатарлиқ җайларда та XV әсиргичә, әнди қедимий уйғурларниң бир тармиғи һесапланған Гәнсудики сериқ уйғурлар арисида болса, та XVІІІ әсиргичә ишлитилгән. «Алтун яруқ», «Оғузнамә», «Шуәнзаңниң тәрҗимә һали», «Сәккиз йүкмәк», «Частана илик бәг», «Икки текинниң һекайиси», «Майтири симит», «Қутадғу билик», «Әтабәтул һәқайиқ» қатарлиқ бир мунчә мәшһур әсәрләр, будда намлири, муһим һөҗҗәт-вәсиқиләр мошу йезиқта йезилған.

«Қедимий уйғур йезиғи» дәп аталған бу йезиқ һәққидә атақлиқ уйғур алими Махмут Қәшқәрий өз әсәри «Түркий тиллар диваниниң» бешидила ениқ қилип: «Қедимдин бери, Қәшқәрдин жуқури Чинғичә болған һәммә түрк юртлирида барчә хақанлар билән султанларниң ярлиқ вә хәт алақилири әйнә шу йезиқта йезилип келингән» дәп көрсәткән. Уйғурлар арисида вуҗутқа кәлгән вә узун жиллар давамида ишлитилип, пухта әдәбий қелипқа чүширилгән бу йезиқ умумий түркий тиллар үчүн хелә мукәммәл йезиқ еди. Бу йезиқта наһайити нурғун диний вә дуниявий әдәбият нәмунилири вуҗутқа кәлгән. Қараханийлар дәвридиму қедимий уйғур йезиғи дөләт йезиғи болған еди.

Қедимий уйғур йезиғидики 23 һәрипниң 4 созуқ тавушқа, қалғанлири үзүк тавушқа вәкиллик қилиду. Асасән, солдин оңға тик һаләттә йезилиду.

Турпанда тепилған мошу йезиқта йезилған ядикарлиқлар интайин көп. Санкт-Птеребургта сақлиниватқанлири 14 000 парчидин ибарәт. . Шундақла әждатлиримиз яратқан миңлиған ядикарлиқлар Лондон, Үрүмчи, Токио, Париж, Стамбул, Бежин шәһәрлиридә сақлиниватиду.

ХІІІ әсирниң 1-чаригидә Чиңгизхан уйғур йезиғини Моңғул империясиниң рәсмий йезиғи ретидә қобул қилип, өзи бесивалған йәрләргә таратқан. Дөләтниң барлиқ йезиқчилиқ ишлирини уйғурлар әмәлгә ашурған.

Моңғул империяси ғулиғанда мәркизий Азиядә бу йезиқ кәң қоллинилған. «Бахшилар» (хәтчи, устаз, оқутқучи мәнасида) уйғурлар болған. Уйғур йезиғидики ядикарлиқлар асасән қәғәзгә йезилған. Уйғур йезиғидики таш ядикарлиғи 13334-жили орнитилған уйғур-Идиқут дөлитиниң төһпә мәңгү теши. Әмир Төмүрниң 1391-жили жүрүш алдида яздурған хатириси. Шималий Қазақстандики Қарсақбай кани йениға орнитилған. Академик Қ.Сәтбаев 1937-жили тапқан.

 

V.  Мустәһкәмләш 

40-көнүкмә шәрти бойичә

41-көнүкмә  еғизчә орунлиниду

VІ. Өйгә тапшурма. 92-100-бәтләрни оқуш. 42-көнүкмә йезиш. Қошумчә мәлуматларни тепиш

VІІ.. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      23.12            Уйғур тили        9-синип       93-бәт      Дәрис № 30

 

Дәрисниң мавзуси:               Диктант «Қол яғлиқ»

 

Мәхсити:   1.   Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2.  Әдәбий китап оқушқа дәвәт қилиш

Дәрис түри:                           билимини байқаш.

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш  арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш

 

ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш

 

ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш

 

А.Арзиева, Х.Ниязова, А.Имиров  «Диктантлар топлими». 

                       «Қол яғлиқ»

                              93-бәт.         170  сөз.

 

V. Қошумчә тапшурма. 

Мәтиндин бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиш.

 

 

VІ. Өйгә тапшурма бериш

                 Өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9б - 25.12 – 9В - 25.12         Уйғур тили    9-синип      -бәт      Дәрис № 31

 

 

Дәрисниң мавзуси:  Өткәнләрни тәкрарлаш

 

Мәхсити:   1. Өтүлгән мавзулар бойичә оқуғучиларниң билимини байқаш үгитиш

2.Оқуғучиларниң билимини чоңқурлаштуруш, алған билимни әмәлиятта қоллинишқа адәтләндүрүш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри:                           қайтилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Көрнәклик қураллар:         дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

 

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

 

ІV. Билимини тәкшүрүш

 

1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

2. Жүмлиләрни морфологиялик, синтаксислиқ тәһлил қилиш

  

 

V. Мустәһкәмләш.

 

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

 

VІІ. Өйгә тапшурма бериш

 

 «Мән Йеңи жилдин немә күтимән?» мавзусиға мәтин түзүш

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-26.12/ 9В-29.12    Уйғур тили     9-синип  100-110-бәтләр     Дәрис № 33

 

Дәрис мавзуси     Уйғур йезиғидики ядикарлиқларниң тепилиши вә

үгинилиши

 

 Мәхсити: 1.  Уйғур йезиғидики   ядикарлиқлар, уйғур йезиғи һәққидә

умумий чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр ядикарлиқларниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш, «Идея вә чүшәнчиләр севити», (инсерт), тирәк-схема, кластер

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Шәрқий Түркстандин тепилған ядикарлиқлар һәққидә билимини байқаш, уйғур йезиғидики ядикарлиқлар вә уйғур йезиғи тоғрисида мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

ШТдин тепилған ядикарлиқлар һәққидә билимини байқаш. «Идея вә чүшәнчиләр севити» арқилиқ. Оқуғучилар 1-топ Турпанлиқлар. 2-топ Дөңқотанлиқлар өтүлгән мавзу бойичә билидиғанлирини йезип, севәткә салиду.

ІV.  Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.

                               Оқуғучилар «инсерт» усули арқилиқ оқуп, бәлгү қоюп чиқиду.

Һәр топ өз йеридин тепилған ядикарлиқлар тоғрисида пикирлирини оттуриға селип, өз ядикарлиқлириниң алаһидиликлири һәққидә ейтип бериду

Қедимий уйғур йезиғи

Хәлқимизниң инсанийәт мәдәнийитигә қошқан әң чоң төһписиниң бири – уйғур йезиғи. Бир йезиқни кәшип қилиш сәвийәсигә наһайити аз санлиқ милләтләр муйәссәр болған. Бу йезиқ V-VІІІ әсирләрдә, йәни 1300жил давамида әждатлиримиз тәрипидин қоллинилған.

Бу йезиқ уйғурлар тарихта әң узун вә әң көп қолланған иккинчи хил йезиқ болуп һесаплиниду. У соғди йезиғидин өзгәртилгән йезиқ болуп, умумән, солдин оңға (бәзилири оңдин солға) тик вә түз шәкилдә йезилиду.

23 һәриплик бу йезиқ миладиниң 744 — 740-жиллири Орхон вадисида қурулған Уйғур ханлиғи дәвридә хелә кәң даиридә қоллинишқа башлап, Қочу уйғур ханлиғи (миладиниң 850 — 1250-жиллири) дәвридә наһайити кәң пайдилинилған. Мәзкүр йезиқ Турпан, Қумул қатарлиқ җайларда та XV әсиргичә, әнди қедимий уйғурларниң бир тармиғи һесапланған Гәнсудики сериқ уйғурлар арисида болса, та XVІІІ әсиргичә ишлитилгән. «Алтун яруқ», «Оғузнамә», «Шуәнзаңниң тәрҗимә һали», «Сәккиз йүкмәк», «Частана илик бәг», «Икки текинниң һекайиси», «Майтири симит», «Қутадғу билик», «Әтабәтул һәқайиқ» қатарлиқ бир мунчә мәшһур әсәрләр, будда намлири, муһим һөҗҗәт-вәсиқиләр мошу йезиқта йезилған.

«Қедимий уйғур йезиғи» дәп аталған бу йезиқ һәққидә атақлиқ уйғур алими Махмут Қәшқәрий өз әсәри «Түркий тиллар диваниниң» бешидила ениқ қилип: «Қедимдин бери, Қәшқәрдин жуқури Чинғичә болған һәммә түрк юртлирида барчә хақанлар билән султанларниң ярлиқ вә хәт алақилири әйнә шу йезиқта йезилип келингән» дәп көрсәткән. Уйғурлар арисида вуҗутқа кәлгән вә узун жиллар давамида ишлитилип, пухта әдәбий қелипқа чүширилгән бу йезиқ умумий түркий тиллар үчүн хелә мукәммәл йезиқ еди. Бу йезиқта наһайити нурғун диний вә дуниявий әдәбият нәмунилири вуҗутқа кәлгән. Қараханийлар дәвридиму қедимий уйғур йезиғи дөләт йезиғи болған еди.

Қедимий уйғур йезиғидики 23 һәрипниң 4 созуқ тавушқа, қалғанлири үзүк тавушқа вәкиллик қилиду. Асасән, солдин оңға тик һаләттә йезилиду.

Турпанда тепилған мошу йезиқта йезилған ядикарлиқлар интайин көп. Санкт-Птеребургта сақлиниватқанлири 14 000 парчидин ибарәт. . Шундақла әждатлиримиз яратқан миңлиған ядикарлиқлар Лондон, Үрүмчи, Токио, Париж, Стамбул, Бежин шәһәрлиридә сақлиниватиду.

ХІІІ әсирниң 1-чаригидә Чиңгизхан уйғур йезиғини Моңғул империясиниң рәсмий йезиғи ретидә қобул қилип, өзи бесивалған йәрләргә таратқан. Дөләтниң барлиқ йезиқчилиқ ишлирини уйғурлар әмәлгә ашурған.

Моңғул империяси ғулиғанда мәркизий Азиядә бу йезиқ кәң қоллинилған. «Бахшилар» (хәтчи, устаз, оқутқучи мәнасида) уйғурлар болған. Уйғур йезиғидики ядикарлиқлар асасән қәғәзгә йезилған. Уйғур йезиғидики таш ядикарлиғи 13334-жили орнитилған уйғур-Идиқут дөлитиниң төһпә мәңгү теши. Әмир Төмүрниң 1391-жили жүрүш алдида яздурған хатириси. Шималий Қазақстандики Қарсақбай кани йениға орнитилған. Академик Қ.Сәтбаев 1937-жили тапқан.

 

V.  Мустәһкәмләш 

43,44-көнүкмә шәрти бойичә

45-көнүкмә  еғизчә орунлиниду

VІ. Өйгә тапшурма. 100-110-бәтләрни оқуш. 46-көнүкмә йезиш. Қошумчә мәлуматларни тепиш

VІІ.. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-09.01/ 9В-14.01    Уйғур тили     9-синип  111-122-бәтләр     Дәрис № 34

 

Дәрис мавзуси     Уйғур йезиғидики ядикарлиқларниң мәзмун жәһәттин

бөлүнүши. Диний ядикарлиқлар

Мәхсити: 1.  Уйғур йезиғидики   ядикарлиқларниң бөлүнүши, диний

ядикарлиқлар һәққидә умумий чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр ядикарлиқларниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш, «Идея вә чүшәнчиләр севити», (инсерт), тирәк-схема, кластер

Йеңи уқумлар:     будда, мани, христиан, космополитизм, миссионер          

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Уйғур йезиғидики ядикарлиқлар, уларниң тепилиши вә үгинилиши һәққидә чүшәнчисини байқаш, ядикарлиқларни мәзмун жәһәттин бөлүнүши һәққидә толуғирақ мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш. Икки топ:  археологлар вә тилшунаслар өз тәтқиқатлири һәққидә пикир қилиду.

ІV.  Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.       Оқуғучилар «инсерт» усули арқилиқ оқуп, бәлгү қоюп чиқиду. Һәр топ өз әспи бойичә тәтқиқатлирини оттуриға салиду.

Схема арқилиқ умумий мәлумат берилиду.

Уйғур йезиғидики ядикарлиқлар

Диний

ядикарлиқлар

 

Әдәбий

ядикарлиқлар

 

Илмий

ядикарлиқлар

 

Егилик вә әдлийә һөжжәтлири

 
 


                                          

 

 

Палнамиләр

 

Салам хәтләр

 

Ярлиқлар

 
 

 

 


Диний ядикарлиқлар

 


Христиан дини

ядикарлиқлири

 

Будда дини ядикарлиқлири

ядикарлиқлар

 

Мани дини

ядикарлиқлири

 
.

 

 

 

 

Синип 3 топқа бөлүнүп, һәр топ һәр хил диндики ядикариқлар һәққидә пикир қилип, қалғанлириға чүшәндүриду вә соаллар қоюш арқилиқ чүшәнчисини байқайду

 

 

Будда дини ядикарлиқлири. Бу дин VІІ-әсирләрдә Һиндстанда вужутқа кәлгән. І әсирда түрк дуниясиға кирди. 762-жили Мани дини қобул қилнғичә һөкүм сүрди. ХХ әсирдин башлап Уйғур-Идиқут дөлитиниң рәсмий дини сүпитиду тонулди.

«Трипитака» (Үч севәт) 17 китаптин ибарәт.Шиңқо Шәли Тутуң өзи 6 китапни тәржимә қилған. Бәтлириниң сани 1500дин ошуқ,

«Мйтри симит»  293 варақ (586 бәт) 1959-ж. Қумулниң төмүрчи йезисиниң турғуни мал беқип жүрүп тепивалиду.

Бу динға мунасивәтлик ядикарлиқлар тохар, санскрит, соғда, хитай тиллиридин тәржимә қилинған.

Мани дини ядикарлиқлири. Бу динниң асасини Мани исимлиқ иранлиқ (216-276) салған. Бу дин Уйғур-Орхон дөлитидила рәсмийдин сүпитидә тонулған. Мани дини дөләт ғулиғичә (840) рәсмий дин болуп  турди.

Мани дини ядикарлиқлири аз. «Хуастуанифт» (Товва дуаси) ниң 3 нусхиси мәлум. Лондон, Берлин вә Санкт-Петербургта сақлиниватиду.

«Икки йилтиз ном» VІІІ әсирдә йезилған.

Р.Аратниң китавида мани дини мәзмунидики 7 парчә шеир берилгән.

Христиан дини ядикарлиқлири Бу дин І әсирдә мәйданға кәлгән. Сәвәплири: Космополитизм – грек тилидин тәржимә қилғанда аләм граждани, каинат вә йәр йүзиниң адими, адәмни униң турған жайиға, миллитигә, келип чиқишиға, вәтинигә қаримастин бир пүтүнлүк ретидә қарайдиған идеология.

Миссионерлиқ паалийәт – башқа хәлиқни өз диниға тартиш.

Бу дин ІV әсирда Римниң дөләт дини дәрижисигә көтирилгән.  Несториан мәһзиби VІ-VІ әсирләрдә Мәркизий Азиягә йетип кәлгән.  Қедимий уйғур  тилидайезилған  бу динға аит әсәрләр аз сақланған. Лекок Турпан әтрапидин тапқан ядикарлиқлар уйғур вә сүрийә йезиғида йезилған.

 

V.  Мустәһкәмләш  Муназирә арқилиқ билимини мустәһкәмләш

47-48-49-көнүкмиләр шәрти бойичә орунлиниду

Баһалаш вариғиға баллар қош арқилиқ оқуғучи билими баһалиниду.

 

VІІ.. Өйгә тапшурма. 111-112-бәтләрни оқуш.

1. Берилгән мавзуларни оқуш. 51-көнүкмини йезиқчә орунлаш. Уйғур йезиғидики ядикарлиқларниң бөлүнүши һәққидә билип келиш

2. Будда, мани, христиан динлири һәққидә,  Уйғуршунас алимлар тоғрисида кәңирәк мәлумат тепиш.

3.  Һәр хил диндики ядикарлиқлар  тоғрисида реферат йезиш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-15.01/ 9В-    .01    Уйғур тили     9-синип  111-122-бәтләр     Дәрис № 35

 

Дәрис мавзуси      Әдәбий ядикарлиқлар

Мәхсити: 1.  Уйғур йезиғидики   ядикарлиқларниң бөлүнүши, әдәбий

ядикарлиқлар һәққидә умумий чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр ядикарлиқларниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш, «Идея вә чүшәнчиләр севити», (инсерт), тирәк-схема

Йеңи уқумлар:     «Әтәбәтул һәқайиқ»            

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Уйғур йезиғидики ядикарлиқларниң  мәзмун жәһәттин бөлүнүши тоғрисидики чүшәнчисини байқаш, әдәбий ядикарлиқлар һәққидә толуғирақ мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Йезиқчә тапшурма тәһлил қилиниду

2. 3 топ:  будда, мани вә христиан дини ядикарлиқлири  һәққидә пикир қилиду.

ІV.  Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.       Оқуғучилар «инсерт» усули арқилиқ оқуп, бәлгү қоюп чиқиду,  әдәбияттин алған билимилирини оттуриға салиду.

       Топларға дәрисликтә көрситилгән әсәрләр тоғрисида алимларниң кәңирәк пикирлири тарқитилип, оқуғучилар уларни тәһлил қилиду.

1-топ «Қутадғу билик» дастани һәққидә

2-топ «Оғузнамә» дастани һәққидә

3-топ «Әтәбәтул һәқайиқ» дастани һәққидә

 

V.  Мустәһкәмләш  Муназирә арқилиқ билимини мустәһкәмләш

52-көнүкмиләр шәрти бойичә орунлиниду

53-көнүкмә тахтида тәһлил қилиниду.

Баһалаш вариғиға баллар қоюш арқилиқ оқуғучи билими баһалиниду.

 

VІІ.. Өйгә тапшурма.

1. 122-126-бәтләрни оқуш.

2. Берилгән мавзуларни оқуш.  Уйғур йезиғидики әдәбий ядикарлиқларниң алаһидиликлири һәққидә билип келиш.

3. Жуқуридики дастанлардин әң чоңқур тәсир қилған 2 эпизодни йезип, тәһлил қилиш

 

 

 

 

« Қутадғу билик » кимниң , Униң тили қайси тил ?

Аптор: Әһмәт зияи   Йолланған вақит: 2009-01-08 02:39

 

    Бизгә мәлумки, Дуняда һәр бир милләтниң шу милләтни тарих бетидә әсләтмә хатирә бәлгилири болған . Улар әнә шу хатирә бәлгилири билән заман өзгиришиниң нәмәһу - интизарлиқ туманлири астида йоқилип кәтмәй, Өтмүш һаятиниң барлиқ бәлгилирини тарихта намаян қилип , Пәхирлинип кәлгән. Мәсилән , Җуңго куңзи вә униң тәлимати, Сав шөчин вә униң « қизил равақтики чүш » романи билән , Юнанлиқлар өз пәйласоплири платон , Арстотел , Буқрат , Сократ , Фисағурс вә уларниң әсәрлири билән , Һиндилар бидпай һеким вә униң « кәлилә вә дәминә » си билән , Иранлиқлар фирдәвси вә униң « шаһнамә » си билән , енглизлар байрон , Шекиспир билән , Руслар толистой вә униң әсәрлири билән... Вәһаказалар . Бизму әмдиликтә өзимизниң тарихтики шанлиқ күнлиримизниң мәрипәт нишанлирини худди юқирида тилға елип өткән милләтләргә охшашла бүйүк тәнтәнә садаси ичидә көтүрүп чиқишқа имканийәт таптуқ, У болсиму биз униң дуняға кәлгәнликиниң 1000 йиллиқини хатириләватқан йиганә әсәр « қутадғу билик» тур . Һазир бу әсәр хәлқимиз қолиға өтти , Нәзмий йәшмиси нәшир қилинип таралди . Бу әсәр оттуриға чиқиш билән уни һәр тәрәплимә тәтқиқ қилиш илмий паалийити башлинип кәтти . Бу йәрдә шуни тәкитләп өтүшкә тоғра келидуки , « қутадғу билик » ни тәтқиқ қилишни қолға елишта , Әң алди билән айдиңлаштурувелишқа тегишлик муһим бир нуқта бар , У болсиму « қутадғу билик » ниң мәнсубийәт мәсилиси вә униң тилиниң қайси милләт тиллиқи мәсилисидур .

    « қутадғу билик » ниң йезилғиниға 1000 йил болған болсиму , Шу узақ тарихий җәрянда, У бәзидә көрүнүш, Бәзидә көмүлүш һаллирини өз бешидин өткүзди. Наһайәт 1925 - йили профессор фитрәтниң ташкәнттә чиқидиған « маарип вә оқутқучи » намлиқ мәҗмуәдә бу әсәр тоғрисида омумий мәлумат бериштә өзи учратқан нәмәнган нусхисидин 154 - бәтниң факсимилини бериши билән бу әсәр дуняға тонулди . Шундин бери ,« қутадғу билик » қолдин қолға өтүп , Аләмшумул шөһрәткә игә болуп кәлмәктә .

 

    Шу вақиттин башлап нурғун дөләтләр , Җүмлидин венгрийә , Данийә , Германийә , Түркийә , Италийә , Чар росийә , Японийә , Совет иттипақиға охшиған дөләтләрдә бу әсәр үстидә илмий хизмәтләр елип берилди . Тәтқиқатчи алимлардин отту олбрит ( Германийә ) , Вамбри ( Венгрийә ) , Нәҗип асим , Рәшит рәһмәти арат , Сәдри мәқсуди, А . Дил ачар, Копролу фуадзадә ( Түркийә ), Бомбачи ( Италийә ), Малов , Радлов , Бартолд, Самайлувич ( Чар росийә ), Фитрәт, Әхмәт зәки вәлиди, емир нәҗип, Қәйюм кәримов ( Совет иттипақи ), Томсун ( Данийә ), Броккелиман, Һартман ( Германийә ) ләр « қутадғу билик » үстидә нурғун илмий тәтқиқатлар елип берип, Илим дунясиға алқишқа сазавәр зор хизмәтләр тәқдим қилишти .

1. « қутадғу билик » қайси милләткә мәнсуп вә униң тили қайси тиллиқи тоғрисида һәр қайси тәтқиқатчиларниң пикри

 

    Юқирида ейтип өткинимиздәк , Бу әсәр илим дунясиға тонулғандин кейин , Нурғун тәтқиқ вә тәһлилләр елип берилған болсиму , Чиқирилған тәтқиқат хуласилири охшаш болмиди, Бәзи мәсилиләрдә җиддий ихтилаплар көрүлди . Болупму уларниң « қутадғу билик » ниң мәнсубийити вә униң тили тоғрисидики көз қарашлар һәр хил болди .

 

    Тәтқиқатчилардин радлов : « қутадғу билик» ниң тили тоғрисида сөзлигәндә бәзи ундақ , Бәзи мундақ дәп йүрүп ахири өзи « қутадғу билик » тили дегән йеңи бир « истилаһ » ойлап чиқип , Әсәрни « алтай тили системисида » һесаблап , Транскрипсийиләштүргән болсиму , Томсун бу транскрипсийини натоғра тапти ( Малов : « түрк кона язма ядикарлиқлири » , 1951 - йил нәшри ) . Радлов он йилдин өзиниң хаталиқини сезип , Томсунниң пикригә қошулди ( Радлов : « ‹ қутадғу билик › ниң нәшригә берилгән ахирқи сөз » ) . Демәк , « қутадғу билик» _ « алтай тилиға мәнсуп » дегән пикир йоққа чиқти .

 

    Малов бу әсәр тилини тәтқиқ қилип , Дәсләптә « қутадғу билик » тилини чағатай тили дәп чүшәндүргән болсиму , Нурғун тәтқиқ қилғандин кейин чүшәнчисидин йенип , « қутадғу билик» уйғур әдәбий тили ядикарлиқи дәп тонуди .

 

 

«Оғузнамә»

 

«Оғузнамә» – қәһриманлиқ эпоси болуп, униңда оғузниң қәһриманлиғи, әқил – парасити вә оғузхан йетәкчилигидики қәбилиләрниң ажизлиқтин зорийип, чечилаңғулуқтин уюшуп, башбаштақлиқтин бирликкә келип, тәдрижий зорайған һәм давамлиқ алға басқан әһмийәтлик паалийити образлиқ, жанлиқ вә тәсирлик йосунда баян қилинған.

 

Оғузхан – қәһриман вә дана хан. Эпоста униң образи узун, мурәккәп вә дәһшәтлик муһит ичидә йетилип чиққан, йәни оғузниң шәхсий характери кәң ижтимаий муһит ичигә қоюлуп, тәдрижий умумий характеригә егә қилинған. Униң вужудиға әйни чағдики батур, парасәтлик кишиләрниң тамғиси бесилған. Оғуз илғар күчләрни алға йетәклигүчи вә ижтимаий тәрәққиятни илгири сүргүчи болупла қалмастин, бәлки әждатларниң характери вә тәбиий хусусийитини өзигә мужәссәмлигән, әждатларниң шан – шәриви вә әвлатлар қизғинлиғиниң мәркизий нуқтисиға айланған.

 

 

 

 

Әдип Әһмәт бин Юкнәки язған "Әтәбәтул-һәқайиқ" (һәқиқәт ишики) намлиқ дастан 14 бап, 484 мисрадин тәркип тапқан. У Араб Аруз вәзниниң Мутәқарип бәһридә йезилған болуп Чағатай әдәбиятиниң әң дәстләпки орнәклиридин бири. Бу әсәрниң һазир 3 нуһсиси бар. Арат уларни селиштуруп 1951- айрим китабчә қилип чиқарған еди. Һемит Төмур вә Турсун Аюп муалимлар 1980- йили уни Уйғурчилаштурди.

 Әсәрниң (А) нуһсисини 1444- йили Зәйнул Абидин, Султан Бәһт, Һусәйин қатарлиқлар қәдимқи Уйғур йезиқи билән Сәмәрқәндә көчургән, һазир Истанбул Аясофя кутубханисидә;

(В) нуһсисини Абдулраззақ қатарлиқлар қәдимқи Уйғурчә вә Араб йезиқида қурму-қур параллил қилип 1480- йили Истанбулда көчургән, буму Аясофяда;

(C) Араб йезиқида көчүрүлгән, көчургучи вә орни ениқ әмәс, һазир Истанбул Топкапи Сарайда сақланмақта.

Әсәрни (А) нуһсисида "Әтәбәтул-һәқайиқ" дәп, (Б, C) нуһсилирида "Һиббәтул-һәқайиқ" (һәқиқәтләр соғиси) дәп атиған. Әсәрниң (А) нуһсиси кона болғачқа тоғра исми "Әтәбәтул-һәқайиқ" дәп елинди.

Автор өзини "Әдип Әһмәт" дәп атап дастанини "35. Дад Испәһсалар Бәг учун бу китаб чиқардим" (бу китабни Дад Испәһсалар Бәг үчүн яздим), "21. Мән артут қилайин шаһимға ани" (мән уни шаһимға соға қилай) дәп язиду.

 

 

 

Вақти   9Б-16.01/ 9В-    .01    Уйғур тили     9-синип  111-122-бәтләр     Дәрис № 36

 

Дәрис мавзуси      Илмий ядикарлиқлар

Мәхсити: 1.  Илмий ядикарлиқлар вә уларниң әһмийити һәққидә умумий чүшәнчә

бериш.

2. Мәзкүр ядикарлиқларниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    СТО: инсерт, «тоғра вә натоғра пкирләр», «икки яқлиқ күндилик»

Йеңи уқумлар:     тибабәт, обсерватория, Кроран гөзили           

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Уйғур йезиғидики ядикарлиқларниң  мәзмун жәһәттин бөлүнүши әдәбий ядикарлиқлар тоғрисидики чүшәнчисини байқаш,  илмий ядикарлиқлар һәққидә толуғирақ мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Йезиқчә тапшурма тәһлил қилиниду

2.    1-топ «Қутадғу билик» дастани һәққидә

       2-топ «Оғузнамә» дастани һәққидә

       3-топ «Әтәбәтул һәқайиқ» дастани һәққидә билимини тәкшүрүш

 

ІV.  Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.       Астрономия тоғрисида немә билимиз? Хәлиқ тибабәтчилиги һәққидә қандақ мәлуматиңлар бар дегән соалларни қоюш арқилиқ

Мәнани ажритиш. Инсерт арқилиқ йеңи мавзу билән топлар өз алдиға тонушуп чиқиду.

Тоғра вә натоғра пикирләр 

1. Уйғур тилида йезилған илмий ядикарлиқлар барлиқ илим саһасини өз ичигә алиду.

2. Илмий ядикарлиқларни Германия экспедицияси тапқан.

3. Уйғурларда тибабәтниң жуқури дәрижидә тәрәққий әткән.

4. Тибабәтчиликкә бағлиқ аит ядикарлиқни Р.Арат дунияға тонутқан.

5. Қедимий уйғур йезиғидики ядикарлиқта астрономиягә тәәллуқ мәтинләр болмиған.

6. Обсерваторияләр Уйғур дөләтлиридә болмиған

       Тибабәтчилик вә астрономиягә бағлиқ ядикарлиқлар  (мәтинләр» тепилип, тәкшүрүлгән. Тибабәтчиликкә аит 1 ядикарлиқ Германия экспедицияси тәрипидин Турпанда тепилған Униңда 46 түрлүк ағриқниң даваси берилгән.

       Кроран гөзилиниң тепилиши аә униң мумиялиниш усули дунияни һәйран қалдурди.

       Берлинда астрономиягә мунасивәтлик мәтинләрму болған. Уларниң биридә қедимий уйғур тилида  сәйяриләр һәрикити тәсвирлиниду. Алимлар пикричә Уйғур-Идиқут дөлитидә обсерваторияләр болған.

V.  Мустәһкәмләш  Муназирә арқилиқ билимини мустәһкәмләш

55-көнүкмиләр шәрти бойичә орунлиниду

.

Баһалаш вариғиға баллар қоюш арқилиқ оқуғучи билими баһалиниду.

 

VІІ.. Өйгә тапшурма.

1. 127-130-бәтләрни оқуш.

2. Уйғур йезиғидики илмий ядикарлиқларниң алаһидиликлири һәққидә билип келиш.

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

‹‹Кроран гүзили››ниң сири

 

        Көнчи дәрясиниң төвәнки еқинида дәря еқинидин йәттә –  сәккиз метир егиз җайдики бир қәбридин тирнақлири, Бәдән шәкли мукәммәл сақланған бир аял җәсәт байқалған. Җәсәтниң йүзи оруқ, Бурни егиз, Көз чанақлири чоңқур, Чечи қоңур болуп, Бәдинигә оралған кигизниң гирвики җәсәтниң көкрәк қисмидин башлап учланған шах билән йөмәп қоюлған, Төвәнки қисми қой териси билән оралған, Путиға тәтүр хурум аяғ, Бешиға кигиз доппа кийдүрүлгән, Доппиға ява ғаз пейи қадалған. Бу кишиләр тәрипидин ‹‹кроран гүзили›› дәп аталған җәсәт. Униң бәдинигә оралған қой териси парчисини химийилик тәкшүрүп анализ қилиш арқилиқ, Униң 3800 йиллиқ қәдимий җәсәт икәнлики ениқланди. У ким? Немә үчүн бундақ адәмзат аяғ басмиған җайға дәпнә қилиниду? У қайси милләткә тәвә? Бу һазирғичә йешилмәй келиватқан сир.

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-22.01/ 9В-    .01    Уйғур тили     9-синип  131-141-бәтләр     Дәрис № 37

 

Дәрис мавзуси     Әдлийә вә егилик һөжжәтлири

Мәхсити: 1.  Әдлийә вә егилик һөжжәтлири, уларниң әһмийити һәққидә умумий

чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр ядикарлиқларниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    СТО: инсерт, «тоғра вә натоғра пкирләр», «икки яқлиқ күндилик»

Йеңи уқумлар:     әдлийә, ижарә, вәсийәтнамә, вәқип                 

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Уйғур йезиғидики ядикарлиқларниң  мәзмун жәһәттин бөлүнүши, илмий ядикарлиқлар тоғрисидики чүшәнчисини байқаш,  әдлийә вә егилик һөжжәтлири һәққидә толуғирақ мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Йезиқчә тапшурма тәһлил қилиниду

2. Тибабәтчиликкә вә астрономиягә аит ядикарлиқлар һәққидә билимини тәкшүрүш

Тоғра вә натоғра пикирләр 

1. Уйғур тилида йезилған илмий ядикарлиқлар пәқәт тибабәтчилик  саһасини өз ичигә алиду.

2. Илмий ядикарлиқларни Япония, Германия экспедициялири тапқан.

3. Уйғурларда хәлиқ тибабәтчилиги қедимий заманларда жуқури дәрижидә тәрәққий әткән.

4. Тибабәтчиликкә бағлиқ аит ядикарлиқ немис тили арқилиқ   дунияға тонулған.

5. Қедимий уйғур йезиғидики ядикарлиқта астрономиягә тәәллуқ мәтинләр болмиған.

6. Обсерваторияләр Уйғур дөләтлиридә болмиған

7. Сүһәйил Үнвәр уйғур тибабити тоғрисида ижабий пикир қилған

 

ІV.  Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.       Әдлийә вә егилик һөжжәтлири қайсилар?  «Идеяләр севитигә» һәр оқуғучи өз чүшәнчилирини салиду.

Мәнани ажритиш. Инсерт арқилиқ йеңи мавзу билән топлар өз алдиға тонушуп чиқиду. Кластер арқилиқ чүшәндүрүш

Әдлийә һөжжәтлири әң муһим ядикарлиқларниң бири. Бу қедимий дәвирдики мәдәний вә ихтисадий тәрәққиятимизни көрситиду.  Бу һөжжәтләр асасән Уйғур-Идиқут дөлитидә  (850-1335) йезилған. С.Е.Малов бу ядикарлиқлар Турпандики қедимий уйғурларниң егилик һаятини толуқ көрситип бериду дәп язди.  Лекок бу һөжжәтләрниң әдлийә жәһәттин саватлиқ йезилғанлиғини ейтиду.Бу хил һөжжәтләрниң сани 400дин ашиду. Һәммсиси дегидәк әдлийә һөжжәтлири

 

Әдлийә һөжжәтлириниң түрлири

 

 


                                                                                                          

 

Вәқип һөжжәтлири

 

Егилик һөжжәтлири

 
 

 

 

 

 


Әдлийә һөжжәтлириниң түзүлүши

1. Һөжжәт түзүлгән вақит: он икки мүчәллик календарь бойичә көрситилгән.

2. Келишим мәзмуни вә келишим түзгүчи тәрәпләр: кимниң ким билән келишим түзүватқини берилиду

3. Келишим шәрти: қачан, қандақ әһвалда қәризни қайтуридиғанлиғи ейтилиду

Келишимниң қоғдилиши: келишимни бузған жағдайда қоллинилидиған чариләр, вапат болған чағда кимниң қәризни төләйдиғанлиғи көрситилгән

5. Гувачилар: икки тәрәптин

6. Биринчи тәрәпниң тамғиси яки имзаси вә һөжжәтни язғучиниң исми

      

V.  Мустәһкәмләш  Муназирә арқилиқ билимини мустәһкәмләш

56-көнүкмиләр шәрти бойичә орунлиниду 1-топқа берилиду

57-көнүкмә шәрти бойичә 2-топқа берилиду

58-көнүкмә 3-топқа

59-көнүкмә - 4-топқа

60-көнүкмә - 5-топқа берилиду

.

Баһалаш вариғиға баллар қоюш арқилиқ оқуғучи билими баһалиниду.

 

VІІ.. Өйгә тапшурма.

1. 131-141-бәтләрни оқуш.

2. 1-қатар – 61-көнүкмә, 2-қатар – 62-көнүкмини, 3-қатар -  63-көнүкмини шәрти бойичә орунлайдуү

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-23.01/ 9В-    .01    Уйғур тили     9-синип  141-150-бәтләр     Дәрис № 38

 

Дәрис мавзуси     Палнамиләр вә салам хәтләр

Мәхсити: 1.  Палнамиләр вә салам хәтләр, уларниң әһмийити һәққидә умумий

чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр ядикарлиқларниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    СТО: инсерт, «тоғра вә натоғра пкирләр», «икки яқлиқ күндилик»

Йеңи уқумлар:     тәбир, палнамә           

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Уйғур йезиғидики ядикарлиқларниң  мәзмун жәһәттин бөлүнүши, әдлийә вә егилик һөжжәтлири тоғрисидики чүшәнчисини байқаш,  палнамиләр вә салам хәтләр һәққидә толуғирақ мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Йезиқчә тапшурма тәһлил қилиниду

2. Тибабәтчиликкә вә астрономиягә аит ядикарлиқлар һәққидә билимини тәкшүрүш

3. Әдлийә һөжжәтлириниң түрлири вә түзүлүши тоғрисида билимини байқаш

Тоғра вә натоғра пикирләр 

1. Уйғур тилида йезилған илмий ядикарлиқлар пәқәт тибабәтчилик  саһасини өз ичигә алиду.

2. Илмий ядикарлиқларни Япония, Германия экспедициялири тапқан.

3. Уйғурларда хәлиқ тибабәтчилиги қедимий заманларда жуқури дәрижидә тәрәққий әткән.

4. Тибабәтчиликкә бағлиқ аит ядикарлиқ немис тили арқилиқ   дунияға тонулған.

5. Қедимий уйғур йезиғидики ядикарлиқта астрономиягә тәәллуқ мәтинләр болмиған.

6. Обсерваторияләр Уйғур дөләтлиридә болмиған

7. Сүһәйил Үнвәр уйғур тибабити тоғрисида ижабий пикир қилған

 

ІV.  Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.       Палнамә дегәнни қандақ чүшинисиләр? Қисқа салам хәт йезиңлар  «Идеяләр севитигә» һәр оқуғучи өз чүшәнчилирини салиду.

Мәнани ажритиш. Инсерт арқилиқ йеңи мавзу билән топлар өз алдиға тонушуп чиқиду. Кластер арқилиқ чүшәндүрүш

«Палнамә» , «Бәдәндики аламәтләргә қарап пал ечиш» намлиқ 2 ядикарлиқ мәлум.

Турпанда тепилған «Палнамини» дәсләп немис алимлир Анна Мария фон Габайн вә Вильгельм баң 1929-жили нәшир қилған. Кейин түрк тилидики тәржимисини Р.Арат өз әмгигидә елан қилди. Һазирқи уйғур тилидики тәржимиси Исмайил Төмүри 1995-жили Үрүмчидә нәшир қилди. 151 қурлуқ бу ядикарлиқта 14 пал болған. Бәдәндики аламәтләргә қарап пал ечишнамлиқ ядикарлиқни В.Радлов нәшир қилған. Униң 31 қурила сақлинип қалған.

Салам хәтләр – Турпандин тепилған, В.Радлов 1918-жили нәшир қилған. Салам хәтләрниң асасий қисми Берлинда сақлиниду. Уларниң мәлум қисмини 1971-жили Семих Тезжан вә Петер Циме елан қилди.

Салам хәтләр 3 хил услупта йезилған: мәхсәтни йезиш; диний мәзмунда башлап, андин мәхсәткә өтүш; шеир билән нәсирни тәң қоллиниш.

      

V.  Мустәһкәмләш  Муназирә арқилиқ билимини мустәһкәмләш

64-65-66-67-көнүкмиләрни тәһлил қилиш арқилиқ билимини мустәһкәмләш.

Баһалаш вариғиға баллар қоюш арқилиқ оқуғучи билими баһалиниду.

 

VІІ.. Өйгә тапшурма.

1. 141-150-бәтләрни оқуш.

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-29.01/ 9В-    .01    Уйғур тили     9-синип  141-150-бәтләр     Дәрис № 39

 

Дәрис мавзуси     Әрәп йезиғидики ядикарлиқлар

 

Мәхсити: 1.  Әрәп йезиғидики ядикарлиқлар, уларниң әһмийити һәққидә умумий

чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр ядикарлиқларниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Язма әдәбиятимизға, тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    СТО: инсерт, «Идеяләр севити»», «қоюн дәптәр»

Йеңи уқумлар:     хәлипә, қиссә    

        

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Әдлийә вә егилик һөжжәтлири, палнамиләр вә салам хәтләр тоғрисидики чүшәнчисини байқаш,  әрәп йезиғидики ядикарлиқлар  һәққидә толуғирақ мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Йезиқчә тапшурма тәһлил қилиниду

2.  Палнамиләр вә салам хәтләр һәққидә билимини байқаш

 

ІV.  Йеңи мавзу.

               Қизиқишини ойғитиш.   Әрәп йезиғидики ядикарлиқлар, М.Қәшқәрий вә Н. Рәбғузий һәққидә немә билисиләр?  «Идеяләр севитигә» һәр оқуғучи өз чүшәнчилирини салиду.

              Мәнани ажритиш. Инсерт арқилиқ йеңи мавзу билән топлар өз алдиға тонушуп чиқиду. Кластер арқилиқ чүшәндүрүш

1. Х әсирдә ШТниң жәнуби  - Қараханийлар дөлити ислам динини қобул қилди. Уйғур йезиғи билән әрәп йезиғи биллә ишлитилди.

2. Әрәп йезиғидики ядикарлиқларға М.Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әсәри, Нәсирдин Рәбғузийниң «Қиссәи Рәбғузи» әсәри ятиду.

3. М. Қәшқәрийниң һаяти вә ижадийити тоғрисида оқуғучилар билими тәкшүрүлиду.  

4. Н.Рәбғузийниң һаяти вә ижадийити һәққидә билимини байқаш вә толуқтуруш  

5. «Диванда» уйғурчә 7 миңдәк сөзгә әрәпчә изаһ берилгән. Уларға мисал ретидә 290 мақал-тәмсил, 289 бәнттин ибарәт шеирий  парчилар кәлтүрүлгән. Бу әмгәк түрк, инглиз, уйғур, қазақ, өзбәк, рус, әзәрбәйжан, хитай, парс тиллириға тәржимә қилинған.

6. «Қиссәи Рәбғузи» 1310-жили йезилған.

 

V.  Мустәһкәмләш  Көнүкмиләр ишләш арқилиқ билимини мустәһкәмләш

70-71-72-73-көнүкмиләрни тәһлил қилиш арқилиқ билимини мустәһкәмләш.

Қоюн дәптәргә шаирларға хәт йезиш тапшурулиду.

Баһалаш вариғиға баллар қоюш арқилиқ оқуғучи билими баһалиниду.

 

VІІ.. Өйгә тапшурма.

1. 141-150-бәтләрни оқуш.

2. Әдипләр ижадийити тоғрисида қошумчә мәлуматлар тепип, оқуп келиш

3. «Дивандин» 4 шеирий парчә, «Қиссәдин» бир һекайә оқуп келиш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      30.01-05.01               Уйғур тили        9-синип       49-бәт      Дәрис № 40

 

Дәрисниң мавзуси:               Диктант «Қәмирдин қәйсәр»

 

Мәхсити:   1.   Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Инсанпәрвәрлик,   әхлақий тәрбийә бериш

Дәрис түри:                           билимини байқаш.

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш  арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш

 

ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш

 

ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш

 

А.Арзиева, Х.Ниязова, А.Имиров  «Диктантлар топлими». 

                       «Қәмирдин қәйсәр»

   49-бәт.         145  сөз.

 

V. Қошумчә тапшурма. 

Мәтиндин бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиш.

 

 

VІ. Өйгә тапшурма бериш

                 Өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9б – 05.02 – 9В - 05.02         Уйғур тили    9-синип      -бәт      Дәрис № 41

 

Дәрисниң мавзуси:  Көнүкмиләр үстидә иш

 

Мәхсити:   1. Өтүлгән мавзулар бойичә оқуғучиларниң билимини байқаш үгитиш

2.Оқуғучиларниң билимини чоңқурлаштуруш, алған билимни әмәлиятта қоллинишқа адәтләндүрүш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри:                           қайтилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Көрнәклик қураллар:         дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

 

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

1. Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

2. Тест арқилиқ билимини тәкшүрүш

 

ІV. Билимини тәкшүрүш

 

1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

2. Жүмлиләрни морфологиялик, синтаксислиқ тәһлил қилиш

  

 

V. Мустәһкәмләш.

 

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

 

VІІ. Өйгә тапшурма бериш

 

 «Қазақстан - 2050» мавзусиға мәтин түзүш

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-06.02/ 9В-11.02    Уйғур тили     9-синип  141-150-бәтләр     Дәрис № 42

 

Дәрис мавзуси     Қедимий уйғурлардики мәтбәәчилик

 

Мәхсити: 1.  Қедимий уйғурларниң мәтбәәчилик вә мәтбуат тарихи һәққидә

умумий чүшәнчә бериш.

2. Саватлиқ   пикир қилишқа, өз алдиға ишләшкә адәтләндүрүш

3. Мәтбуат  вә  тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            йеңи билимләр бериш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    СТО: инсерт, «Идеяләр севити»», «қоюн дәптәр»

Йеңи уқумлар:    ксилография, мәтбәә   

        

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Қедимий уйғур мәтбәәчилиги  һәққидә толуғирақ мәлумат бериш

ІІІ.     Йеңи мавзу.

               Қизиқишини ойғитиш.   Қедимий уйғур мәтбәәчилиги һәққидә немиләрни билимиз?  «Идеяләр севитигә» һәр оқуғучи өз чүшәнчилирини салиду.

              Мәнани ажритиш. Инсерт арқилиқ йеңи мавзу билән топлар өз алдиға тонушуп чиқиду. Кластер арқилиқ чүшәндүрүш

Мәтбәәчилик һүнири уйғур хәлқиниң пәм-парасити, илим-пәнгә, йеңилиққа болған қизғин муһәббити нәтиҗисидә барлиққа кәлгән улуқ кәшпият. Уни әйни замандики мөҗүзиләрниң мөҗүзиси десәк, чәктин чиққан болмаймиз. Уйғурлар инсанийәт мәдәнийитиниң алтун ғәзнисигә қошқан мана шу әҗайип чоң төһписи билән дуния хәлқи алдида пәхирлинишкә һәқлиқ.

 

Уйғурлар қедимийдин өз йезиғиға егә болған хәлиқ сүпитидә, хәтләрни яғач тахтиларда оюп, китап бесип чиқириш һүнирини — ксилография усули билән китап бесишни башқилардин хелә балдур егилиди. Уйғур ксилографиясини үч топқа бөлүшкә болиду: 1) мәтинләр, 2) мәтин арилаш сүрәтләр, 3) сүрәтләр.

 

Уйғурларниң ксилографиялик усул билән басқан мәтинлири вә тахтиға ойған сүрәтлириниң нусхилири 1902 — 1907-жиллардики прусс экспедициясиниң Турпанда елип барған қезиш ишлири җәриянида тепилди. Бу басма материалларниң көпчилиги будда диниға хас мәтинләрдин ибарәт болуп, ксилографиялик мәтинләр Турпанниң һәммә йеридин вә Турпан ойманлиғиниң әң ғәрбий чети болған Тохсундинму тепилған. Муртуқтики ибадәтханилардин тепилған басма нусхилар алаһидә әһмийәткә егә: улар башқа йәрләрдин тепилған нусхиларға нисбәтән сүпәтлик вә сан җәһәттин көп һәм пухта сақланған. Бу бизгә уйғурларниң китап бесиш техникисиниң үзлүксиз риваҗлинип өсүп барғанлиғидин дерәк бериду.

Мәтинләрни ксилографиялик усул билән көпәйтип бесип чиқириш шу дәвир үчүн чоң кәшпият еди. Лекин бу усул интайин мурәккәп вә қийин болди. Китапниң һәр бир бети үчүн узундин-узун мәтинләр оюлған бир пүтүн тахта һаҗәт еди. У ишлитилип болғандин кейин бекар қилинип ташлинатти яки тахтидики кона мәтинләр қирип ташлинип, униң орниға йеңи мәтинләр оюлатти. Хәт оюлидиған тахтилар үчүн адәттики дәрәқләрдин тәйярланған яғачлар әмәс, бәлки амут, чилан, нәшпүт кәби баһалиқ дәрәқләрдин тәйярланған яғачлар яки алаһидә пәрвиш қилип өстүрүлгән қарияғачлардин елинған тахтилар ишлитиләтти. Анчә һәҗимлик болмиған бир китапни оюп бесип чиқириш үчүн қанчилик тахта, қанчилик вақит керәк десиңизчу! Китапни бесип чиқириш җәриянини йениклитиш, тезлитиш вә яғач материалларни ихтисат қилиш бойичә мәсилә шу замандики уйғур кәшпиятчилирини ойландурмай қоймиди дәмсиз?

Китап бесишниң пәйда болушидики шәртләрниң бири қәғәздур. Уйғурстанда қәғәзниң хелә балдур кәшип қилиниши китап бесип чиқириш ишиниң вуҗутқа келишини чапсанлатти.

 

Қәғәзниң уйғурстанлиқ бир қул тәрипидин кәшип қилинғанлиғи тоғрилиқ ривайәтләрму моҗут. Хитай императори бу кәшпиятни жуқури баһалапту вә шуниң билән биллә монуларни тәкитләпту. «Әгәр қуллар уларниң ичидә бириниң шунчилик чоң йеңилиқларни ачқанлиғини билсә, интайин мәғрурлинип кетиду. Шуңлашқа қәғәз ясашни ойлап тапқан қулниң намини мәхпий сақлашқа вә уни пәхрий җаза билән җазалашқа әмир қилимән». Императорниң әмригә бенаән қулни императорниң тәшәккүри йезилған өткүр алтун пластинкини жутушқа мәҗбурлапту (Е.Яковлев. «Мөҗүзилик өзгиришләр». «Мастер леса», 1959, №5. с.38.).

 

 

 

ІV.  Мустәһкәмләш  Көнүкмиләр ишләш арқилиқ билимини мустәһкәмләш

74-75-көнүкмиләрни тәһлил қилиш арқилиқ билимини мустәһкәмләш.

.

V Баһалаш вариғиға баллар қоюш арқилиқ оқуғучи билими баһалиниду.

 

VІ.. Өйгә тапшурма. Мавзу 47 оқуш

Қошумчә мәлуматлар тепиш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Уйғурлардики мәтбәәчилик

 

Мәтбәәчилик һүнири уйғур хәлқиниң пәм-парасити, илим-пәнгә, йеңилиққа болған қизғин муһәббити нәтиҗисидә барлиққа кәлгән улуқ кәшпият. Уни әйни замандики мөҗүзиләрниң мөҗүзиси десәк, чәктин чиққан болмаймиз. Уйғурлар инсанийәт мәдәнийитиниң алтун ғәзнисигә қошқан мана шу әҗайип чоң төһписи билән дуния хәлқи алдида пәхирлинишкә һәқлиқ.

 

Уйғурлар қедимийдин өз йезиғиға егә болған хәлиқ сүпитидә, хәтләрни яғач тахтиларда оюп, китап бесип чиқириш һүнирини — ксилография усули билән китап бесишни башқилардин хелә балдур егилиди. Уйғур ксилографиясини үч топқа бөлүшкә болиду: 1) мәтинләр, 2) мәтин арилаш сүрәтләр, 3) сүрәтләр.

 

Уйғурларниң ксилографиялик усул билән басқан мәтинлири вә тахтиға ойған сүрәтлириниң нусхилири 1902 — 1907-жиллардики прусс экспедициясиниң Турпанда елип барған қезиш ишлири җәриянида тепилди. Бу басма материалларниң көпчилиги будда диниға хас мәтинләрдин ибарәт болуп, ксилографиялик мәтинләр Турпанниң һәммә йеридин вә Турпан ойманлиғиниң әң ғәрбий чети болған Тохсундинму тепилған. Муртуқтики ибадәтханилардин тепилған басма нусхилар алаһидә әһмийәткә егә: улар башқа йәрләрдин тепилған нусхиларға нисбәтән сүпәтлик вә сан җәһәттин көп һәм пухта сақланған. Бу бизгә уйғурларниң китап бесиш техникисиниң үзлүксиз риваҗлинип өсүп барғанлиғидин дерәк бериду.

 

Мәтинләрни ксилографиялик усул билән көпәйтип бесип чиқириш шу дәвир үчүн чоң кәшпият еди. Лекин бу усул интайин мурәккәп вә қийин болди. Китапниң һәр бир бети үчүн узундин-узун мәтинләр оюлған бир пүтүн тахта һаҗәт еди. У ишлитилип болғандин кейин бекар қилинип ташлинатти яки тахтидики кона мәтинләр қирип ташлинип, униң орниға йеңи мәтинләр оюлатти. Хәт оюлидиған тахтилар үчүн адәттики дәрәқләрдин тәйярланған яғачлар әмәс, бәлки амут, чилан, нәшпүт кәби баһалиқ дәрәқләрдин тәйярланған яғачлар яки алаһидә пәрвиш қилип өстүрүлгән қарияғачлардин елинған тахтилар ишлитиләтти. Анчә һәҗимлик болмиған бир китапни оюп бесип чиқириш үчүн қанчилик тахта, қанчилик вақит керәк десиңизчу! Китапни бесип чиқириш җәриянини йениклитиш, тезлитиш вә яғач материалларни ихтисат қилиш бойичә мәсилә шу замандики уйғур кәшпиятчилирини ойландурмай қоймиди дәмсиз?

 

Мәтбәәчиликниң ксилографиялик усулини егиләп, уни оңушлуқ тәрәққий әткүзгән уйғурлар китапни айрим-айрим элементлардин тәшкил тапқан набор (териш) шәклини қоллинип бесиш, йәни мәтинләрни мәтбәә һәриплири билән терип чиқип бесиш принципиғиму мураҗиәт қилди —  териш үчүн яғач һәрипләрдин пайдиланди. Мәтинләрни айрим-айрим һәрипләр билән терип бесиш вә китап бесилип болғандин кейин һәрипләрни йәнә өз җайиға тарқитип сақлап қоюш үчүн ишләнгән уйғурчә яғач һәрипләр XX әсирниң башлирида француз экспедицияси тәрипидин Дунхуаңда Миң будда өңкүриниң биридин тепилди (Т.Ф. Картер. «Хитайда мәтбәәчиликниң пәйда болуши вә униң Ғәрипкә тарилиши». Нью-Йорк, 1931, 167-бәт). Бу хил һәрипләр пүткүл аләмдә тепилған мәтбәә һәриплириниң әң тунҗиси болуп һесаплиниду. 1914 — 1915-жиллири россиялик алим, академик С.Ольденбургниң рәһбәрлигидә Турпанда археологиялик тәтқиқатлар елип барған Россия экспедицияси ғарлардин 100 миңға йеқин уйғурчә мәтбәә һәриплирини тапқан (С.Ф. Ольденбург. «Шәрқий Түркстандики рус археологиялик тәтқиқатлири». «Казаньский музейный вестник», 1921, №1 — 228 б.). Көплигән әсирләр өткәндин кейин бир мәзгилниң өзидә Турпандин мошундақ көп миқдарда қедимий яғач һәрипләрниң тепилиши уйғурчә һөҗҗәтләрниң, мәтинләрниң яғачтин ясалған мәтбәә һәриплири билән бесилғанлиғиға толуқ дәлил болалайду. Бу 100 миңға йеқин һәрип чоң форматта болмиған китап бетидә оттура һесап билән 300 бәтлик мәтинни бесип чиқиш үчүн йетәтти.

 

Дунхуаңниң бир йеридин бир туңға қачиланған яғач һәрипләр тепилған. Бу мәтбәә һәриплири Францияниң пайтәхти Парижда — Гиме намидики Шәриқ сәнъити мирасгаһида сақланған болуп, уларниң сани 960 данини тәшкил қилиду. Йеқинқи жилларда Дуңхуаңдики Мугау дегән йәрниң шималидики ғардин йәнә онлиған уйғур мәтбәә һәриплириниң тепилғанлиғиниму алаһидә тәкитләп өтүшкә тегишликмиз. Бу хил һәрипләр қаттиқ һәм сүпәтлик яғачқа мәхсус төмүр әсвапларниң ярдими билән интайин пухта оюлуп, наборға хас қилип, нәпис вә тәкши кесип тәйярланған. Улар жуқуридин төвәнгә қарап терилишкә толуқ мувапиқлаштурулуп ясалған болуп, егизлиги 2,2 сантиметр, кәңлиги 1,3 сантиметр, узунлуғи болса һәрхил — 1 сантиметрдин 2,6 сантиметрғичә. Бу йәрдә шуни ейтип өтүш керәкки, Дуңхуаңда тепилған бу мәтбәә элементлири айрим-айрим һәрипләр түридә әмәс, бәлки айрим-айрим сөзләр шәклидә оюп тәйярланған. Узунлуғи һәрхил болған билән, кәңлиги вә егизлиги өзлиригә хас охшаш бир өлчәмдә тәйярланған бу һәрипләр жуқуридин төвәнгә қарап йезилидиған уйғур мәтинлирини териштә қийинчилиқ туғдурматти.

 

Уйғур мәтбәә һәриплириниң Дунхуаңға Турпандин кәлтүрүлгәнлиги сөзсиз. Чүнки Турпан шу чағларда китап бесиш ишиниң мәркизи еди. Орхон вадисидики Уйғур хақанлиғи ғулиғандин кейин Дунхуаң райони уйғурлар җайлашқан иккинчи бир мәркәзлик дияр болди. Хитайниң Суң сулалисиниң (960 — 1279-жиллар) жилнамисида уйғурларниң Гәнжоуға (Кәңсу) йенип кәлгәнлиги баян қилинип, уларниң нопуси 300 миң адәмдин ошуқ екәнлиги, ишқа ярайдиған чоң адәмлири болса 200 миң кишини тәшкил қилидиғанлиғи һәққидә мәлумат берилиду («24 сулалиниң вә падишалириниң тарихи», 18-том, Беҗин, 1958, 5684-бәт). Бу чағларда Хуанхэ дәриясиниң ғәрип тәрипидики йәрләрдә, йәни Хитайниң һазирқи Гәнсу, Шэнси, Ниңся өлкилириниң айрим территориялиридә уйғурлар яшатти. Бу йәрләрдики уйғурлар Турпан әтрапидики өз қериндашлири билән һемишәм йеқин мунасивәт бағлап турған еди. Уларниң мәнивий озуқлири Турпан уйғурлири тәрипидин тәминлинәтти.

 

Уйғурларда ксилографияниң вә яғачтин ишләнгән мәтбәә һәриплириниң қачан пәйда болғанлиғи һәққидә ениқ мәлуматлар аз. Қедимий уйғур мәдәнийитиниң әң жуқури пәллигә йетип гүлләнгән дәври ІX вә Х әсирләргә тоғра келидиғанлиғини етиварға алғанда вә археологиялик тепилмиларға асасланғанда, китап бесип чиқиришниң ксилографиялик усулини ІX әсирдин илгири, мәтбәә һәриплириниң пәйда болушини X әсирдин кейинки жилларға ятқузушқа болиду. Бу пикирни дәлилләш үчүн «Уйғурларниң қисқичә тарихи» дегән китаптин нәқил кәлтүримиз: «Турпанда тепилған мәтбәә һәриплириниң ІX — XІІ әсирләргә аит болуши бу җәһәттики маддий факттур. Бу уйғурларниң яғач миқ мәтбәә һәриплирини қолланғанлиғини, мәтбәәчилик техникисиниң зор дәриҗидә тәрәққий қилғанлиғини испатлап берәләйду» («Уйғурларниң қисқичә тарихи», Үрүмчи, «Шинҗаң хәлиқ нәшрияти», 1990-жил, 154-бәт).

 

Китап бесишниң пәйда болушидики шәртләрниң бири қәғәздур. Уйғурстанда қәғәзниң хелә балдур кәшип қилиниши китап бесип чиқириш ишиниң вуҗутқа келишини чапсанлатти.

 

Қәғәзниң уйғурстанлиқ бир қул тәрипидин кәшип қилинғанлиғи тоғрилиқ ривайәтләрму моҗут. Хитай императори бу кәшпиятни жуқури баһалапту вә шуниң билән биллә монуларни тәкитләпту. «Әгәр қуллар уларниң ичидә бириниң шунчилик чоң йеңилиқларни ачқанлиғини билсә, интайин мәғрурлинип кетиду. Шуңлашқа қәғәз ясашни ойлап тапқан қулниң намини мәхпий сақлашқа вә уни пәхрий җаза билән җазалашқа әмир қилимән». Императорниң әмригә бенаән қулни императорниң тәшәккүри йезилған өткүр алтун пластинкини жутушқа мәҗбурлапту (Е.Яковлев. «Мөҗүзилик өзгиришләр». «Мастер леса», 1959, №5. с.38.).

 

«Шәрқий Түркстан тарихи» намлиқ әмгәкниң муәллипи Мәмтимин Буғра өз китавида: «Чин тарихиға көрә Кироранда (хитай мәнбәлири бойичә Лоулань — М.Е.) қәғәзчилик миладиниң 105 — 150-жиллири арисида риваҗ тапқан екән» дәп язиду (Мәмтимин Буғра. «Шәрқий Түркстан тарихи», 1940, 84-бәт). Хитай тәтқиқатчиси Лю Гоҗюн: «Қәғәз Кироранда 200-жили, Турпанда 299-жили пәйда болған», дегән пикирни оттуриға қойиду (Лю Гоҗюн. «Хитай китаплири һәққидә һекайә», Беҗин, 1955, 35-бәт).

 

XX әсирниң башлирида тепилған маддий материалларму Уйғурстанда қәғәзниң қедимий замандин тартип пәйда болғанлиғини испатлайду. Инглиз алими Стейин Дунхуаңда соғди йезиғида қәғәзгә йезилған қалдуқ хәтләрдин 9 парчисини тапқан. Бу һөҗҗәтләрниң йезилған вақтиниң сәнәлири йоқ. Лекин мәзкүр һөҗҗәтләр билән бир вақитта қезип чиқирилған йезиғи бар тахтилардики сәнәләр уларниң әң кәч дегәндә 137-жилниң мәһсулатлири екәнлигини көрситиду. Соғди йезиғидики бу һөҗҗәтләрниң вәтини Уйғурстан екәнлигидә гуман йоқ. Бу йәрдә «Мәзкүр һөҗҗәтләр йезилған қәғәзләр қачан пәйда болған», дегән соалниң туғулуши тәбиий. Бу қәғәзләрниң бирдинла хәт йезиш үчүн пайдилиниш дәриҗисигә йәтмигәнлигигә гуманлинишқа болмайду. Униң та пәйда болушидин мукәммәллишишигә қәдәр узун бир муддәт өткәнлиги ениқ. Шуниң үчүнму қәғәз Уйғурстанда хелә бурун, биринчи әсирниң ахирилирида яки иккинчи әсирниң башлирида пәйда болғанмекин, дегән пикир туғулиду.

 

Әйни заманда қәғәз пәқәт бирла мәхсәт үчүн — йезиш вә китап бесиш үчүн қоллинилди. Уйғурстанда қәғәз чиқириш ишиниң қедимий замандин тартип тәрәққий етиши китап бесип чиқириш усулиниң пәйда болушида күчлүк амил болуп хизмәт қилди.

 

Уйғурларниң мәтбәәчилик сәнъити XІІ — XІІІ әсирләрдә өз тәрәққиятиниң әң жуқури пәллисигә йәтти. Бу әсирләрдә Турпан тәвәсидә яхши тәрәққий әткән китап бесиш карханилири ишлиди. Бу карханиларда мәтинләр бесилип тәйярлинишниң сиртида пухта вә нәпис оюп тәйярланған сүрәтләрму бесип чиқирилатти. Шуниң нәтиҗисидә Турпан китап бесиш бойичә чоң мәркәзгә айланди: ксилографиялик усулда уйғурчидин ташқири хитай, санскрит, тибәт, таңғут вә башқа тиллардики китаплар нәшир қилинди.

 

Моңғуллар һөкүмранлиқ қилған чағда, китап бесиш карханилири моңғул империясиниң еһтияҗи үчүн ишқа селинди, карханилар Қарақурумға көчирилди, шундақла моңғул армиясигә әгишип көчүп жүрди. Моңғул империяси уйғур йезиғини вә униң мәтбәәчилик техникисини пайдилиниш билән биллә уйғурлардин чиққан оқумушлуқ, талантлиқ кишиләрни, кәшпиятчиларни өз дөләт аппаратиға көпләп җәлип қилди. Улар империя идарилиридә деванлиқ, дәфтәрдарлиқ, битикчилик, әмәлдарлиқ вә наиблиқ охшаш чоң хизмәтләрни атқурди.

 

«…Уйғурлар…  дәфтәрдарлиқни вә деван һесаплирини яхши биләтти, Чиңғизханниң нәврилири заманисида Мәврәннәһрдә, Хорасанда вә Ирақта деванлар вә дәфтәрдарларниң һәммиси уйғурлар еди. Хитай жутлиридиму Чиңғизханниң оғуллири деван вә дәфтәрдарни уйғур хәлқидин қойған еди», дәп наһайити очуқ язиду XVІІ әсир тарихчиси Әбулғази Баһадурхан (Әбулғази Баһадурхан. «Ошал шәҗәрәий түркий», Қазан, 1824, 26-бәт). Уйғурларниң шу дәвирдики Чинқай, Бала-Ярғучи, Коркөз охшаш ишбиләрмәнлири моңғулларниң хизмити үчүн өз елидин чәт әлләргә кәтти, буниң тешида моңғул армияси уйғурлар һесавиға толуқлинип, уруш мәйданиға җәлип қилинди. Уйғур җәмийитидә ишләпчиқириш күчлириниң аҗизлишиши, китап бесип чиқириш карханилири билән мутәхәссисләрниң моңғул империяси хизмитигә елиниши вә һәммидин авал, уйғур мустәқил дөлитиниң йоқилиши һәмдә узун муддәтлик урушларниң давам қилиши уйғур мәдәнийитиниң әң көрнәклик вә шанлиқ саһалириниң бири болған мәтбәәчилик ишлирини чүшкүнлүккә учратти. XІІІ әсирниң ахири билән XІV әсирниң башлирида уйғурларда китап бесиш ишиға хатимә берилди. XV әсирдә Турпанда үстүнлүкни қолға кәлтүргән ислам дини тәрәпдарлири будда диниға хас болуп кәлгән бу сәнъәтни әслигә кәлтүрүшкә мәнпийәтдар болмиди.

 

Уйғур йезиғи идеографиялик әмәс, бәлки фонетикилиқ йезиқ еди. Йезиқниң бу хил түри башқа мурәккәп түрлиригә нисбәтән китап бесишниң ксилографиялик усулини, хусусән, териш усулини қоллинишқа йеникчилик туғдуруп бәрди. Фонетикилиқ йезиқниң болуши уйғурларда китап бесип чиқиришниң муһим шәртлириниң бири болди. Уйғурлар әдәбиятни, сәнъәтни интайин сөйәтти, мәтинләрни қолда көчирип йезип тәйярлаш вә уларни түпләп бирпүтүн китап шәклигә кәлтүрүш уларниң сөйүмлүк ишлиридин еди. Буниңдин ташқири уйғурлар мәдәний өсүмлүкләрни йетиштүрүш, рәхт тоқуш, кариз колаш, ипәкчилик охшаш әҗайип йеңилиқларни дәсләп қолланған хәлиқләрниң биридур. Уйғурларниң мәтбәәчилик сәнъитини инсанийәт мәдәнийитиниң нәтиҗилиридин үнүмлүк пайдиланған һалда кәшип қилғанлиғиға гуман қилишқа орун йоқ. «Уйғурлар… пәнни вә сәнъәтни тәрәққий әткүзди. Улар китап бесиш үчүн хәт оюлған тахтиларни биринчи болуп қолланди», дәп тәкитлигән еди Францияниң йезиқлар вә бәдиий әдәбият бойичә корольлуқ академиясиниң әзаси, XVІІІ әсир тарихчиси Жозеф Дегинь (Т.Картерниң Нью-Йоркта 1931-жили нәшир қилинған «Хитайда мәтбәәчиликниң пәйда болуши вә униң Ғәрипкә тарилиши» намлиқ китавиниң 201-бетигә қараң).

 

Уйғурларниң әйни замандики мәтбәәчилик техникисиға аит тәпсилий мәлуматлар пән дуниясиға аян әмәс. Ксилографияни вә мәтбәә һәриплирини кимләр иҗат қилған, шу чағда мәтбәәчиликкә даир уйғурчә аталғулар қандақ еди, дәсләпки басма станоклири қандақ ясалған вә айрим-айрим һәрипләр билән терилгән мәтинләрни бесишқа қандақ маслаштурулған, һәрип кассилири қайси тәртиптә ясалған дегән соалларға тегишлик җаваплар йоқ. Узун вақитлар җәриянида уйғур җәмийити тәрәққиятиниң түрлүк шараитта өткәнлиги, көплигән мәдәнийәт ядикарлиқлирини вәйран қилған дәһшәтлик урушларниң йүз берип турғанлиғи, илмий-археологиялик қезиш ишлириниң йетәрлик жүргүзүлмигәнлиги түпәйли көп нәрсиләрниң йоруққа чиқмиғанлиғи бу соалға җавап беришни қийинлаштурмақта. Шундақ болсиму, ксилографиялик усулда бесилған уйғурчә һөҗҗәтләрниң әң дәсләпки нусхилири вә әң дәсләпки бирдин-бир уйғурчә мәтбәә һәриплири бизниң заманимизға йетип кәлди. Шу дәвиргә хас мундақ мәтбәә һәриплириниң иккинчи бир нусхиси дунияға техи аян әмәс. Бу һәрипләр болса, уйғурларға мәнсүп.

 

Китап бесип чиқириш иши инсанийәтниң мәдәний вә иҗтимаий тәрәққиятида интайин зор роль ойнайду. Уйғурлар оттура әсирләрниң өзидила китап бесип чиқириш техникисини яритиш билән һазирқи заман мәтбәәчилик ишиниң шәкиллинишигә өз һәссисини қошти, уларниң җаһан мәдәнийитигә қошқан бу төһписи әвлаттин-әвлатқа мәдһийилиниду.

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Мунир Ерзин

Умумән, уйғур мәтбәәчилик сәнъитини ІХ әсирдә Турпанда қолға елинған дәп һесаплаймән. Әнди ХІІІ әсирдә болса, бу һәрикәт сәл суслишип, иҗаткарлар әсәрлирини қол язмида таритишқа көчиду. Әнди йеқинқи өтмүшкә келидиған болсақ, дәсләпки басма нәшир — «Или вилайитиниң гезити» Или вилайитиниң Күрә шәһиридә 1910-жили йоруқ көргән. Уйғур тилида чиққан бу нәшир асасән шу дәвирдики иҗтимаий мәсилиләргә көпирәк көңүл бөлгән. Дәсләпки муһәррири Абдулқейим Хифзий дегән адәм болған. Гезитниң бир нәччә нусхиси бүгүнки күндә Қазақстан Пәнләр академиясиниң китапханисида сақланмақта. Әнди Қазақстанда, ениғирағи, Йәттису тәвәсидә әң дәсләп йоруқ көргән гезит — «Садаий таранчи». У Һүсәйинбәг Юнусов рәһбәрлигидики Уйғур-туңган комитетиниң оргини болған. 1918-жилниң бешида чиққан бу нәширниң бари-йоқи 6 санила йоруқ көргән. Улар толуғи билән шаир Қадир Һасановниң қолида болған. Амма униң вапатидин кейин, мәзкүр гезитлар тәғдиридин бехәвәр қалдуқ. Һүсәйинбәг Юнусов кеңәш һакимийити орниғандин кейин барлиқ мәтбәә қураллирини елип, Ғулҗиға өтүп кетиду.

1918-жили июнь ейидин башлап «Йәттису ишчи-хәлиқ мухбири», «Көмек», «Учқун», «Бүқара» гезитлири йоруқ көрүшкә башлайду. Қазақ, уйғур, татар оқурмәнлиригә һавалә қилинған бу нәширләр шу хәлиқләргә ортақ чүшинишлик тилда чиқиду. 1921-жилниң 1 — 3-июнь күнлири уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнди Абдулла Розибақиевниң тәшәббуси билән Ташкәнт шәһиридә Алтишәр — Җоңғар уйғур әмгәкчилириниң қурултийи болуп өтиду. Уйғурлар арисидики «қәшқәрлик», «таранчи» дегәнгә охшаш бөлгүнчиликләргә чәк қоюп, милләт наминиң бирла — «уйғур» дәп атилишини қолға кәлтүргән мәзкүр қурултай ечилған күни униң ғайисини тәрғибат-тәшвиқат қилиш мәхситидә «Кәмбәғәлләр авази» гезити барлиққа келиду. Униң арқилиқ оқурмәнләр А.Розибақиев, И.Тайиров, Н.Абдусемәтов қатарлиқ милләтпәрвәр уйғур зиялилириниң дана ой-пикирлиригә толуп-ташқан чоңқур мәзмунлуқ мақалилири билән тонушуш имканийитигә егә болиду. Өткән әсирниң 30-жиллири, йәни Кеңәш Иттипақида аммивий коллективләштүрүш һәрикити башланғанда, ВКП(б) Қазақ өлкилик комитетиниң қарариға бенаән, гезит редакцияси Алмутидин Яркәнткә көчирилиду. Шуниңдин кейин, у наһийәлик гезит сүпитидә «Колхозчилар авази», «Йеңилиқ авази», «Октябрь нури», һә, бүгүнки күндә болса, «Жаркент өңірі — Яркәнт тәвәси — Жаркентская новь» (қазақ, уйғур вә рус тиллирида) нами билән чиқиватиду. Умумән, Қазақстан вә Оттура Азия җумһурийәтлиридә һәр хил жилларда нәшир қилинған уйғур гезитлириға кәлсәк, җумһурийәтләр ара «Қутулуш» (1927), Алмута вилайәтлик «Қизил туғ» (1935), җумһурийәтләр ара «Күн чиқиш һәқиқити» (1936, у кейинирәк «Шәриқ һәқиқити» дәп аталди) шулар җүмлисидиндур.

 

Кеңәш дәвридә йоруқ көргән нәширләр ичидә 1957-жили 1-марттин Алмутида чиқишқа башлиған җумһурийәтләр ара «Коммунизм туғи» гезитиниң орни бөләк. Бүгүнки күндә «Уйғур авази» дәп атилип, Қазақстан уйғурлириниң мәнивий тәшналиғини қандуруп келиватқан бу нәшир һәққидә тохталмисамму, униң бебаһа әһмийитини гезитханлар яхши билиду.

 

Вақти       12.02       Уйғур тили     9-синип     166-170-бәтләр       Дәрис № 43

 

Дәрис мавзуси      Кона уйғур тилиниң фонетикилиқ алаһидиликлири

  Мәхсити: 1.  Кона уйғур тилиниң фонетикилиқ алаһидиликлири

тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Кона уйғур тили   вә униң фонетикилиқ алаһидиликлири тоғрисида тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1. Қедимий уйғурлардики мәтбәәчилик тоғрисида немә билисиләр?

2. Көнүкмини тәһлил қилиш

 

ІV.  Йеңи мавзу.  Кона  уйғур тили – чағатай тилиниң фонетикилиқ алаһидиликлири 

              1. Бу тилда Атаий, сәккакий, Лутфий, Навайи, Мирза Һәйдәр, Бабур, Зәлилий, Нәвбәтий, Харабатий, Гумнам, М.С.Қәшқәрий, Низарий, Билал Назим ижат қилған.

              2. ХІV әсирдин ХХ әсирниң бешиғичә һөкүм сүргән.

              3. Бу тилниң дунияға тонулушиға Навайи ижадийити түрткә болди.

              Бу тилниң тәрәққият дәвирлири (Ян Екман бойичә):

1. Классиктин бурунқи дәвир          1400 -1465-жж.

2. Классик дәвир                              1465-1600-жж

3. Классиктин кейинки дәвир          1600-1921-жж

              Бу тил Чағатай вә униң әвлатлири һөкүмранлиқ қилған дәвирдә пүткүл Мәркизий Азиягә тарқайду.  (китаптин Чағатай әвлади Хива хани Абулғази Баһадурханниң (1606-1664) пикрини оқуп бериш.)

 

Кона уйғур тили рәсмий тил сүпитидә қоллинилған дөләтләр:

1. Яркәнд-Уйғур дөлити (Сәидийә дөлити)  -    1514-1682.

2. Йәттишәр-Уйғур дөлити –                              1864-1878

3. Или-Уйғур дөлити –                                       1864-1871

Шундақла  бу тил кәң ишлитилгән дөләтләр:

1. Чағатай дөлити –                                            1309-1348

2. Моғулстан дөлити –                                        1348-1514

3. Хорасан дөлити –                                            1451-1507

4. Бүйүк Моғул императорлуғи (Бабурийә) –    1497-1757

 

 

Фонетикилиқ алаһидиликлири:

1. а, ә тавушлири е, и тавушлириға ажизлашмайду.

2. в тавуши һазир сөз ахирида й тавушиға, сөз оттурида ғ, г тавушлириға өзгәргән. Әв - өй, қавун - қоғун

3. Сөз бешидики т тавуши ч вә с тавушлириға өзгәргән: түш – чүш, сач - чач

4.Сөз оттурисидики яки ахиридики б тавуши в тавушиға: баба – бова

5. Әрәп, парс тилидин киргән сөзләрдики ф тавуши пүтүнләй п тавушиға өзгәрди: җәфа – җапа, вәфа – вапа

6. Тавушларниң маслишиши бирдәк әмәс: Зәвжаләр, адәмғә

7. қ, к тавушлири ғ, г тавушлириға ажизлашмайду: фирақи, биләки

 

V. Мустәһкәмләш

                     76-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш.  

VІ. Өйгә тапшурма. 166-170-бәтләрни оқуп, сөзләш,  77-көнүкмини йезиқчә орунлаш

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти       13.02       Уйғур тили     9-синип     171-176-бәтләр       Дәрис № 44

 

Дәрис мавзуси      Кона уйғур тилиниң лексикилиқ алаһидиликлири

                                              

  Мәхсити: 1.  Кона уйғур тилиниң лексикилиқ алаһидиликлири

тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Кона уйғур тили   вә униң фонетикилиқ алаһидиликлири һәққидики билимини байқаш, лексикилиқ алаһидиликләр  тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш Тоғра вә натоғра пикирләр

1. «Кона уйғур тили», «чағатай тили», «түрк тили» – бир уқум

2. Кона уйғур тилиниң тәрәққиятиға Навайиниң үлүши йоқ

3. Кона уйғур тилиниң тәтқиқатчиси – Навайи

4. Кона уйғур тилиниң тәрәққияти 3 дәвиргә бөлүнгән

5. Чингизхан әвлатлири ислам динини қобул қилған

6. Чингизхан әвлатлири кона уйғур тилида сөзләшкән

7. Абулғази Баһадурханниң пикри

8. Кона уйғур тили рәсмий тил сүпитидә қоллинилған дөләтләр

9. Кона уйғур тилиниң фонетикиси вә грамматикиси қедимий уйғур тилидин чоң пәриқлиниду

10. Бу пәриқ лексикидиму бар.

 

ІV.  Йеңи мавзу.  Қизиқишини ойғитиш. Лексикилиқ алаһидиликләр немиләргә бағлиқ болған?

Мәнани ажртиши. ИНСЕРТ усул и арқилиқ

 

Кона  уйғур тилиниң лексикилиқ алаһидиликлири

              1. Кона уйғур тилида әрәп, парс сөзлири көп болған

              2. Ә.Навайи өз әсәрлиридә барлиғи болуп 26 035 сөз қолланған. Селиштурайли: Шекспир өз ижадида – 20 000 сөз, Пушкин – 21 197 сөз ишләткән Навайи ишләткән 26 035 сөзниң 55% әсли уйғур, 20% әрәп, 19% парс сөзлири болуп, қалғини башқа тилидн киргән сөзләр.

              3. Тилниң лексикилиқ тәркивиниң бейиши униң мүмкинчиликлирини ашуриду. Мәнадаш санлар қатари көпийиду

              4. Әрәп, парс сөзлирини һәр шаир һәр хил ишләткән:

 

әдипләр

әсли уйғур сөзлири

әрәп сөзлири

парс сөзлири

Ә.Навайи

55%

20%

19%

Лутфий

71%

16%

9%

Сәккакий

69%

15%

15%

Атаий

53%

25%

18%

5. ХІХ әсирниң 2-йеримида кона уйғур тили асасида заманивий уйғур тили вужутқа кәлди

                                                  

V. Мустәһкәмләш

                     78-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш. 1-вариант

79-көнүкмини 2-вариант

 

VІ. Өйгә тапшурма. 171-176-бәтләрни оқуп, сөзләш,  80-көнүкмини йезиқчә орунлаш

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти       19.02       Уйғур тили     9-синип     176-178-бәтләр       Дәрис № 45

 

Дәрис мавзуси      Кона уйғур тилиниң морфологиялиқ алаһидиликлири

                                              

  Мәхсити: 1.  Кона уйғур тилиниң морфологиялиқ алаһидиликлири

тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Кона уйғур тили   вә униң фонетикилиқ вә лексикилиқ алаһидиликлири һәққидики билимини байқаш, морфологиялиқ алаһидиликләр  тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш Тоғра вә натоғра пикирләр

1. «Кона уйғур тили», «чағатай тили», «түрк тили» – бир уқум

2. Кона уйғур тилиниң тәрәққиятиға Навайиниң үлүши йоқ

3. Кона уйғур тилиниң тәтқиқатчиси – Навайи

4. Кона уйғур тилиниң тәрәққияти 3 дәвиргә бөлүнгән

5. Чингизхан әвлатлири ислам динини қобул қилған

6. Чингизхан әвлатлири кона уйғур тилида сөзләшкән

7. Абулғази Баһадурханниң пикри

8. Кона уйғур тили рәсмий тил сүпитидә қоллинилған дөләтләр

9. Кона уйғур тилиниң фонетикиси вә грамматикиси қедимий уйғур тилидин чоң пәриқлиниду

10. Кона вә қедимий уйғур тилиниң лексикисида пәриқ йоқ

11. Кона уйғур тилиниң лексикилиқ тәркивиниң бейиши униң бәдиий мүмкинчиликлирини ашуриду

 

ІV.  Йеңи мавзу.  Қизиқишини ойғитиш. Морфологиялик алаһидиликләр немиләргә бағлиқ болған?

Мәнани ажртиши. ИНСЕРТ усули арқилиқ

 

Кона  уйғур тилиниң морфологиялиқ алаһидиликлири

 

              Кона уйғур тилидики сөз ясиғучи қошумчилар:

              Кона уйғур тилиға парс тилидини сөзләр кириши билән парс тилиға хас қошумчиларму киришкә башлиди.Улар томур сөзниң алдидин яки кәйнигә улинип йеңи сөз ясаш хусусийитигә егә қошумчилар

-амиз, -ара, -әнгиз, -әндаз, -әндиш, -әфза, -әфшан, -баз, -бар, бә-, бәд-, бе-, -вар, -вәр, -вәш, -гаһ, -гәр, -гуй, -зар, -жу, -жуй, -кәш, мәнд,  на-, -нәма, -нәмай, -паш, -пәйвәнд, -пәйма, -пәзир, -пуруш, -саз, -сәра,

-сөз, -стан, -хан, -ханә, -шуй

             

 

V. Мустәһкәмләш

 1. Жуқуридики қошумчиларни мәтинләрдин тепип, морфологиялик тәһлил жүргүзүш

2. Қошумчилар арисидин һазирқи заман уйғур тилида қоллиниливатқан қошумчиларни тепип, улар билән сөзләр ясап, жүмлә ичидә кәлтүрүш

 

VІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 50, 176-178 -бәтләрни оқуп, сөзләш

7 жүмлә тепип йезиш

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти       20.02 -25.02      Уйғур тили     9-синип     178-182-бәтләр       Дәрис № 46

 

Дәрис мавзуси      Кона уйғур тилидики турғун сөзләр

                                              

  Мәхсити: 1.  Кона уйғур тилидики турғун сөзләр тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик, дидактикилиқ материаллар

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Кона уйғур тилиниң фонетикилиқ вә лексикилиқ, морфологиялик алаһидиликлири һәққидики билимини байқаш, кона уйғур тилидики турғун сөзләр  тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш

ІV.  Йеңи мавзу.  

            Қизиқишини ойғитиш. Турғун сөзләр қайсилар? Мисаллар кәлтүрүңлар. «Чүшәнчиләр севити»гә селиниду

              Мәнани ажртиши. ИНСЕРТ усули арқилиқ

Исимниң сан категорияси

1. –лар, -ләр көплүк қошумчилири  һөрмәт мәнасидиму ишлитилгән

2. Әрәпчә,парсчә  сөзләрдә шу тилға хас көплүк, жүплүк шәкиллири ишлитилгән: әвқат-вақитлар, шуәра-шаирлар, яран-достлар, шәбан-кечиләр

3. Әрәп, парс тиллиридики көплүк мәнасида кәлгән сөзләргә -лар, -ләр қошумчилири уланған: акабир+лар, солатин+лар (султанлар)

 

Исимниң келиш категорияси

 

Келишләр нами

қошумчилири

мисаллар

1

Баш келиш

Қошумчиси йоқ

 

2

Егилик келиш

-ниң (-ни)

 

3

Чүшүм келиш

-ни (-и, -н)

 

4

Йөнилиш келиш

-ға, -гә, -қа, -кә (-ә, -нә)

 

5

Чиқиш келиш

-дин, -тин

 

6

Орун-вақит келиш

-да, -дә, -та, -тә (-нда, -ндә)

 

7

Орун-бәлгү келиш

-дики, -тики

 

8

Тәңләштүрмә келиш

-чә

 

9

Охшатма келиш

-дәк, -тәк 

(-тәгин, -тәг)

 

10

Чәк келиш

-ғәчә, -гәчә,

-қәчә, -кәчә

 

 

V. Мустәһкәмләш

 1. 81-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду

2. Жуқуридики қошумчиларни мәтинләрдин тепип, морфологиялик тәһлил жүргүзүш

3. 82-көнүкмини тәһлил қилишҚошумчилар арисидин һазирқи заман уйғур тилида қоллиниливатқан қошумчиларни тепип, улар билән сөзләр ясап, жүмлә ичидә кәлтүрүш

 

VІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 51, 178-182 -бәтләрни оқуп, сөзләш

1-вариант -  83-көнүкмә, 2-вариант – 84-көнүкмини орунлаш

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти       26. 02       Уйғур тили     9-синип     183-187-бәтләр       Дәрис № 47

 

Дәрис мавзуси      Кона уйғур тилидики пеил

                                              

  Мәхсити: 1.  Кона уйғур тилидики пеиллар тоғрисида чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик, дидактикилиқ материаллар

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

 

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Кона уйғур тилидики турғун сөзләр һәққидики билимини байқаш, кона уйғур тилидики пеиллар тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш

 

ІV.  Йеңи мавзу.  

            Қизиқишини ойғитиш. Пеил дегән немә? Пеилниң алаһидиликлирини ейтип бериңлар. Мисаллар кәлтүрүңлар. «Чүшәнчиләр севити»гә селиниду

              Мәнани ажртиши. ИНСЕРТ усули арқилиқ

 

І. Ярдәмчи пеиллар

1. –дур, -тур, -дурур, -турур  қошумчилири  І, ІІ шәхстиму қоллинилған. Гәвһәридурмән, қулидур.

2. Болмақниң орниға олмақ, қилмақниң орниға әтмәк, әйлимәк ярдәмчи пеиллири қоллинилған. Азат әйлигин, нигаһ әйлә, һәр киши пәри олмас.

ІІ. Пеилниң турғун сөз шәкиллири

1. Исимдаш. –ш қошумчиси орниға –мақ қошумчиси. Айрилиш-айрилмақ, тепиш-тапмақ

2. Сүпәтдаш. –ар, -әр қошумчиси –ур шәклидә қоллинилған. Барур, учур, олтирур.

-диған орниға –дурған. Язадурған, көйәдурған.

3. Рәвишдаш. –п, -ип, -уп, -үп орниға –а, -ә, -й. Тиләй кәлдим, алай бардим.

Пеилниң заман категорияси.

1. Өткән заман. –п, -ип, -уп, -үп + турур ярдәмчи пеили. Алиптурмән, язиптурмиз.

-миш. Болмишсән, алмишмән.

2. Һазирқи-келәр заман. –а, ә-, й+ турур. Барадурмән, язадурсән.

-ман, -мән. қойман – қоймаймән.

3. Келәр заман. –ғу, -гү, -қу, -кү + турур. Кәлгүң дурур, барғум дурур.

 

 

Пеилниң мәйил категорияси

 

Шәхс

Бирлик түри

Көплүк түри

І шәхс

Барай, барайын

Барали, баралиң, барайлуқ (барайим)

ІІ шәхс

Барғил, барғин

Бариңлар, бариңиз, бариңизлар

ІІІ шәхс

Барсун

Барсун, барсунлар

 

V. Мустәһкәмләш

 1. 85-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду

2. Жуқуридики қошумчиларни мәтинләрдин тепип, морфологиялик тәһлил жүргүзүш

3. 86-көнүкмини тәһлил қилиш

VІ. Өйгә тапшурма. Мавзу 52, 183-187 -бәтләрни оқуп, сөзләш

          Һазирқи заман уйғур тилидики пеилниң турғун сөз шәкиллиригә 3тин жүмлә тепип йезиш.

VІІ. Баһалаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти       05. 03       Уйғур тили     9-синип     190-198-бәтләр       Дәрис № 49

 

Дәрис мавзуси      Кона уйғур тилиниң синтаксислиқ алаһидиликлири

  Мәхсити: 1.  Кона уйғур тилиниң синтаксислиқ алаһидиликлири тоғрисида

чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ  йезишқа вә пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тил тарихиға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик, дидактикилиқ материаллар

Пайдиланған технология    тәнқидий ойлаш

Йеңи уқумлар:                     

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Кона уйғур тилидики ярдәмчи  сөзләр һәққидики билимини байқаш, кона уйғур тилиниң синтаксислиқ алаһидиликлири тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш

1. Йезиқчә өй тапшурмисини тәкшүрүш

2. Соал-жавап усули арқилиқ өтүлгән мавзу бойичә билимини байқаш

ІV.  Йеңи мавзу.  

            Қизиқишини ойғитиш. Синтаксис немини үгиниду?  Мисаллар кәлтүрүңлар. «Чүшәнчиләр севити»гә селиниду

            Мәнани ажртиши. ИНСЕРТ усули арқилиқ

 Түрк тиллирида, жүмлидин бизниң уйғур тилида изафәтниң 3 түри бар:

1. Мис чөгүн  (қошумчиларсиз кәлгән)

2. Пәнжим йезиси, Или дәрияси (иккинчи компонент ІІІ шәхс тәвәлик қошумчиси билән кәлгән)

3. Бизниң мәктивимиз, вәтәнниң оғли ( 1-компонент егилик келишниң, 2-компонент ІІІ шәхс тәвәлик қошумчиси)

Изафәттә ениқлиғучи сөз алдин, ениқланғучи сөз кәйнидә келиду.

            Әрәп, парс тиллиридики изафәттә икки исим бир бири билән бағлинип, ениқланғучи сөз ениқлиғучи сөзниң  алдида келиши мүмкин. Дәряйи Или.

1. Парсчә изафәт. Әгәр ениқланғучи созуқ тавуш билән аяқлашса, униңға  йи яки и тавушлири қошулиду. Бинайи хәйр, нәвайи булбул.

2. Әгәр сөз үзүк тавушқа аяқлашса униңға и тавуши қошулиду. Хәлқи аләм.

3. Әрәпчә изафәттә. Әгәр ениқлиғучи сөз үзүк тавушқа ақлашса уларниң арисиға ул яки ил боғумлири қошулиду.

4. Кона уйғур тилидики ки, ким, әгәр, гәр, әгәрки, гәрчә, әгәрчә, мәгәрким, чүн, чу, ничүкки, андағки, ол сифәтким в.б. бағлиғучилар арқилиқ жүмлиләрниң түзүлүшидиму лаһидиликләр бар..

V. Мустәһкәмләш

 1. 88-көнүкмә шәрти бойичә орунлиниду

2.  89, 90-көнүкмини еғизчә тәһлил қилиш

VІ. Өйгә тапшурма.      Мавзу 54,  10-198 -бәтләрни оқуп, сөзләш   91-көнүкмә

VІІ. Баһалаш

Вақти 9б - 06.03 – 9В – 11.03       Уйғур тили     9-синип      123-бәт      Дәрис № 50

 

Дәрисниң мавзуси:               Диктант «Тайлақ батур»

 

Мәхсити:   1.   Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Инсанпәрвәрликкә,   батурлуққа тәрбийиләш

Дәрис түри:                           билимини байқаш.

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш  арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш

 

ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш

 

ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш

 

А.Арзиева, Х.Ниязова, А.Имиров  «Диктантлар топлими». 

                       «Тайлақ батур»

  123-бәт.         155  сөз.

 

V. Қошумчә тапшурма. 

Мәтиндин бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиш.

 

 

VІ. Өйгә тапшурма бериш

                 Өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      12. 03            Уйғур тили        9-синип      -бәт      Дәрис № 51

 

 

Дәрисниң мавзуси:               Көнүкмиләр үстидә иш

 

Мәхсити:   1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри:                           қайтилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Көрнәклик қураллар:         дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

 

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

 

ІV. Билимини тәкшүрүш

 

1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

2. Жүмлиләрни морфологиялик, синтаксислиқ тәһлил қилиш

  

 

V. Мустәһкәмләш.

 

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

 

VІІ. Өйгә тапшурма бериш

«Баһар кәлди» мавзусиға мәтин түзүш.

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-13.03/ 9В- 18.03    Уйғур тили     9-синип  198-202-бәтләр     Дәрис № 52

 

Дәрис мавзуси     Һазирқи заман уйғур тилиниң диалектлири.

Қәшқәр шевиси

 

Мәхсити: 1.  Һазирқи заман уйғур тилиниң диалектлири. Қәшқәр шевиси

һәққидә умумий чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр диалетк вә шевиләрниң алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тилға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    СТО: инсерт, «тоғра вә натоғра пкирләр», «икки яқлиқ күндилик»

Йеңи уқумлар:    диалект, шевә              

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Һазирқи заман уйғур тилиниң диалектлири. Қәшқәр шевиси

һәққидә толуғирақ мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Йезиқчә тапшурма тәһлил қилиниду

 

ІV.  Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.      

Диалект вә шевә дегән сөзләрни қандақ чүшинисиләр?  «Идеяләр севитигә» һәр оқуғучи өз чүшәнчилирини салиду.

         Мәнани ажритиш. Инсерт арқилиқ йеңи мавзу билән топлар өз алдиға тонушуп чиқиду. Кластер арқилиқ чүшәндүрүш

                   Диалект умумхәлиқ тилиниң бир түри. Уни территория, кәспий, ижтимаий ортақ болған мәлум қисимдики адәмләр қоллиниду. Чәт әл алимлири ХІХ әсирниң ІІ йеримидин башлап ШТдатәтқиқатлар жүргүзүп, елан қилған. Уларни Мирсултан Осман, Абдувәли Қайдаров, Әдһәм Тенишевлар үгинип, уйғур тилида 3 диалект бар дәап қарайду.

Уйғур тилиниң диалектлири

 

 


                                                                                                          

 

 

Һазирқи заман уйғур тилиниң диалектлирини айриш өлчәмлири 2 болуп, пеилниң һазирқи кәлгүси заман шәкли вә сүпәтдаш қошумчисиға бағлиқ

 

 

 

Мәркизий диалектниң шевилири

 

 


үрүмчи            қумул         турпан      или      қәшқәр                          тарим

 

Қәшқәр шевиси

1. қандақ – қандағ, уруқ – уруғ, аяқ – аяғ

2. китипи, қочиқи, қулиқим

3. жилан, жигит, житим

4. биж, гиждә, кижип

5. чим, чир

6. һөкүз, һошуқ

7. һошурмақ, һопурмақ

8. ойан, қолам, путам, көрәп

9. гул, гош, лоңга, чогун

10. бизләргә-бизлигә, өйләрниң-өйлиниң

11. бардила-балла, кәптила-кәпла

12. издәптим, кәптим

13. шу еди – шутти, ким еди – кимитти

14. бариялаймән, яшиялаймән

      

V.  Мустәһкәмләш  Муназирә арқилиқ билимини мустәһкәмләш

92-көнүкмиләр шәрти бойичә орунлиниду

Қошақларни тәһлил қилиш.

Баһалаш вариғиға баллар қоюш арқилиқ оқуғучи билими баһалиниду.

 

VІІ.. Өйгә тапшурма.

1. 198-202-бәтләрни оқуш.

2. Бәдиий әсәрләрдин қәшқәр шевисидики сөзләрни тепип йезиш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-02.04/ 9В- 08.04    Уйғур тили     9-синип  209-213-бәтләр     Дәрис № 55

 

Дәрис мавзуси     Хотән диалекти

 

Мәхсити: 1.  Һазирқи заман уйғур тилиниң диалектлири. Хотән диалек ти

һәққидә умумий чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр диалектниң  алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тилға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    СТО: инсерт, «тоғра вә натоғра пкирләр», «икки яқлиқ күндилик»

Йеңи уқумлар:                     

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Һазирқи заман уйғур тилиниң диалектлири тоғрисидики билимини байқаш,Хотән диалекти һәққидә толуғирақ мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Йезиқчә тапшурма тәһлил қилиниду

 

ІV.  Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.      

Хотән тоғрисида аңлиғиниңлар барму?  «Идеяләр севитигә» һәр оқуғучи өз чүшәнчилирини салиду.

         Мәнани ажритиш. Инсерт арқилиқ йеңи мавзу билән топлар өз алдиға тонушуп чиқиду. Кластер арқилиқ чүшәндүрүш

                   Диалект умумхәлиқ тилиниң бир түри. Уни территория, кәспий, ижтимаий ортақ болған мәлум қисимдики адәмләр қоллиниду. Чәт әл алимлири ХІХ әсирниң ІІ йеримидин башлап ШТдатәтқиқатлар жүргүзүп, елан қилған. Уларни Мирсултан Осман, Абдувәли Қайдаров, Әдһәм Тенишевлар үгинип, уйғур тилида 3 диалект бар дәп қарайду.

                 Хотән диалекти Уйғур тилиниң муһим диалекти болуш сүпити билән фонетикилиқ, лексикилиқ, грамматикилиқ җәһәтләрдин әдәбий тил билән пәриқлинип туриду. Бу пәрқләр ичидә Хотән диалектиға хас болған пәриқләр бәлгүлиү салмақни егиләп, Хотән диалектини бейитиватқан вә өзгичиликкә егә қиливатқан бир тәркибий қисимға айланди.

 

Хотән диалектниң шевилири

 

 


керийә            лоп                     елчи          қариқаш                       гума

 

 

Фонетикилиқ алаһидиликлири

1. жил-йил, жип-йип, жигит-йигит

2. сугимақ-сувимақ, угал-увал

3. бир-бий, сериқ-сейиқ, қери-қейи

4. орун-оран, өтүк-өтәк

5. Әрәп-парс тиллиридин киргән сөзләрдә г, к тавушлири созуқ тавушлар билән бирикиду: гүллүк-гуллук, гүл-гол

6. сериқ-сериғ, ериқ-ериғ

7. етиги-етики, қулиғим-қулиқим

Шундақла Хотән диалекти морфологиялик вә лексикилиқ алаһидиликләргә егә.

 

      

V.  Мустәһкәмләш  Муназирә арқилиқ билимини мустәһкәмләш

95-көнүкмиләр шәрти бойичә орунлиниду

Қошақларни тәһлил қилиш.

   Баһалаш вариғиға баллар қоюш арқилиқ оқуғучи билими баһалиниду.

 

VІІ.. Өйгә тапшурма.

1. 209-213-бәтләрни оқуш.

2. Бәдиий әсәрләрдин Хотән диалектидики сөзләрни тепип йезиш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-03.04/ 9В- 09.04    Уйғур тили     9-синип  213-217-бәтләр     Дәрис № 56

 

Дәрис мавзуси     Лопнур диалекти

 

Мәхсити: 1.  Һазирқи заман уйғур тилиниң диалектлири. Лопнур диалекти

һәққидә умумий чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр диалектниң  алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тилға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    СТО: инсерт, «тоғра вә натоғра пкирләр», «икки яқлиқ күндилик»

Йеңи уқумлар:                     

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Һазирқи заман уйғур тилиниң диалектлири тоғрисидики билимини байқаш, Лопнур диалекти һәққидә толуғирақ мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Йезиқчә тапшурма тәһлил қилиниду

 

ІV.  Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.      

Лопнур тоғрисида аңлиғиниңлар барму?  «Идеяләр севитигә» һәр оқуғучи өз чүшәнчилирини салиду.

         Мәнани ажритиш. Инсерт арқилиқ йеңи мавзу билән топлар өз алдиға тонушуп чиқиду. Кластер арқилиқ чүшәндүрүш

                   Лопнур диалектини 1914-жили С.Е.Малов мәхсус үгинип, топлиған материаллирини 1956-жили нәшир қилиду. Бу тилни Ә.Р.Тенишевму тәтқиқ қилған. Мирсултан Осман ба диалектниң төвәндики алаһидиликлирини ениқлиған:.

 

Фонетикилиқ алаһидиликлири

1. Й тавуши ж тавушиға новәтләшмәй, бәзидә чүшүп қалиду: жуймақ-йуймақ, жил-ил

2. В тавуши г,ғ тавушлириға новәтлишиду: тавар-тагар, вәдә-гадә

3. тола-толо, өрлә-өрлө, көрсә-көрсө

4. сериқ-сериғ, ериқ-ериғ

5. оруқ-аруқ, очуқ-ачуқ

6. сизни, сизниң- сиззи, бизниң, бизни-биззи

7. чиш-тиш, чүш-түш

8. р тавуши й ға новәтлишиду

 

 

Шундақла Лопнур диалекти морфологиялик вә лексикилиқ алаһидиликләргә егә.

 

      

V.  Мустәһкәмләш  Көнүкмиләр ишләш арқилиқ билимини мустәһкәмләш

96-көнүкмиләр шәрти бойичә орунлиниду

Қошақларни тәһлил қилиш.

    Баһалаш

 

VІІ.. Өйгә тапшурма.

1. 213-217-бәтләрни оқуш.

2. Қошақлардики алаһидиликләрни тепиш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти   9Б-09.04/ 9В- 15.04    Уйғур тили     9-синип  217-219-бәтләр     Дәрис № 57

 

Дәрис мавзуси     Кәңсу диалекти. Сериқ уйғурлар. Салар шевиси

 

Мәхсити: 1.  Кәңсу диалекти, сериқ уйғурлар вә салар шевиси һәққидә умумий

чүшәнчә бериш.

2. Мәзкүр диалектниң  алаһидиликлирини ениқлашқа, саватлиқ   пикир қилишқа адәтләндүрүш

3. Тилға қизиқишини ашуруш

Дәрисниң түри            арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар:   соал-жавап, тәһлил

Көрнәклик:                           дәрислик

Пайдиланған технология    СТО: инсерт, «тоғра вә натоғра пкирләр», «икки яқлиқ күндилик»

Йеңи уқумлар:                     

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәл-ш, дәрискә тәйярлиғини тәкш-ш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Һазирқи заман уйғур тилиниң диалектлири тоғрисидики билимини байқаш, Кәңсу диалекти, сериқ уйғурлар вә салар шевиси һәққидә толуғирақ мәлумат бериш

ІІІ.   Өй тапшурмисини вә билимини тәкшүрүш.

1. Йезиқчә тапшурма тәһлил қилиниду

 

ІV.  Йеңи мавзу. Қизиқишини ойғитиш.      

Кәңсу һәққидә аңлиғиниңлар барму?  «Идеяләр севитигә» һәр оқуғучи өз чүшәнчилирини салиду.

         Мәнани ажритиш. Инсерт арқилиқ йеңи мавзу билән топлар өз алдиға тонушуп чиқиду. Кластер арқилиқ чүшәндүрүш

                   Кәңсу диалектини Н.Поппе, Н.А.Баскаков, К.Томсон вә С.Какук охшаш алимлар сериқ уйғурлар билән саларлар тилини һазирқи заман уйғур тилиниң 4 диалекти - кәңсу диалекти дәп  қарайду.  

Кәңсу диалектиниң шевилири: сериқ уйғурлар шевиси, саларлар шевиси. Бирақ С.Е.Малов, Ә.Р.Тенишев, Мирсултан Осман, А.Қайдаров қатарлиқ алимлар бу шевиләрни мустәқил тиллар қатариға киргүзиду.

Сериқ уйғурлар 870-1035-жиллири һөкүм сүргән Уйғур-Кәңсу дөлитидә яшиған уйғурларниң әвлатлири болуп һесаплиниду.  Қедимий уйғур дөлитигә қариған бу жайлар һазир ХХЖниң Гәнсу өлкиси дәп атилиду.  Аһалисиниң умумий сани 20 мидин ошуқ болған сериқ уйғурлар һазир бу өлкиниң Сунән-Йүгүр (әсли сериқ уйғур)  автоном наһийәсидә яшайду. Улар будда диниға итаәт қилиду. Бу уйғурларниң сериқ дәп атилиш сәвәви:

1. «Сериқ» сөзи рәңдин башқа «ғәрип» дегән мәнани билдүргән.

2. Түри сериқ болғанлиқтин. Хитайлар уларни «сериқ чач уйғурлар» дәп атиған. Европоид ирқидин болған.

                   Сериқ уйғурлар тилини С.Е.Малов үгәнгән. Улар яшиған жайларни арилап, тил үгинип, өзиниң адәмгәрчилик хусусийәтлиригә бола уларниң арисида һөрмәткә сазавәр болған.

                   1958-жили Ә.Р. Тенишевму бу тилни мәхсус үгәнгән.

 

Салар шевиси

1. Саларлар ХХЖниң Чиңхәй өлкисиниң Шуңхей-Салар автоном наһийәсидә яшайду.

2. Нопусиниң сани – 60 000 әтрапида

3. «Салар» сөзи М.Қәшқәрий әмгигидә оғуз қәбилилириниң бири сүпитидә тәкитләнгән:

А) салмақ – қоймақ, бир нәрсиниң ичигә орунлаштурмақ:

Ә) салмақ – урмақ, дәккисини бәрмәк.

Салар этноними иккинчи мәнасида, йәни «жәңгивар», «қәһриман» мәнасида.

V.  Мустәһкәмләш  Көнүкмиләр ишләш арқилиқ билимини мустәһкәмләш

Көнүкмиләр топлимидин көнүкмиләр ишләш

Жүмлиләрни тәһлил қилиш.

    Баһалаш

 

VІІ.. Өйгә тапшурма.

1. 217-219-бәтләрни оқуш.

2. Қошумчә мәлуматларни тепиш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      16.04               Уйғур тили        9-синип       123-124-бәт      Дәрис № 58

 

Дәрисниң мавзуси:               Диктант «Момам тоғрилиқ ойлар»

 

Мәхсити:   1.   Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Инсанпәрвәрлик,   әхлақий тәрбийә бериш

Дәрис түри:                           билимини байқаш.

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш  арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш

 

ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш

 

ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш

 

А.Арзиева, Х.Ниязова, А.Имиров  «Диктантлар топлими». 

                       «Момам тоғрилиқ ойлар»

   123-124-бәт.         145  сөз.

 

V. Қошумчә тапшурма. 

Мәтиндин бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиш.

 

 

VІ. Өйгә тапшурма бериш

                 Өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      16. 04-22.04            Уйғур тили        9-синип      -бәт      Дәрис № 59

 

 

Дәрисниң мавзуси:               Көнүкмиләр үстидә иш

 

Мәхсити:   1. Диктант хаталири үстидә ишләш арқилиқ саватлиқ вә чирайлиқ

йезишқа үгитиш

2. Өтүлән мавзуларни мустәһкәмләш, билимини чоңқурлаштуруш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш

Дәрис түри:                           қайтилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Көрнәклик қураллар:         дәрислик, көнүкмиләр топлими, һәр хил тапшурмилар

Қоллинилидиған усуллар: тәһлил, соал-жавап, чепишиш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Көнүкмиләр, һәр хил тапшурмилар арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш

 

ІІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш.

Йезиқчә тапшурмини тәһлил қилиш

 

ІV. Билимини тәкшүрүш

 

1. Диктант хаталири үстидә иш. Оқуғучилар хата әвәткән сөзлириниң қаидилирини есигә чүширип, улар билән жүмлә ойлап, дәптәрлиригә язиду.

2. Жүмлиләрни морфологиялик, синтаксислиқ тәһлил қилиш

  

 

V. Мустәһкәмләш.

 

VІ. Йәкүнләш вә баһалаш

 

VІІ. Өйгә тапшурма бериш

«Бәхит дегән немә?» мавзусиға мәтин түзүш.

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      17. 04-22.04            Уйғур тили        9-синип      220-229-бәт    Дәрис № 60

 

Дәрисниң мавзуси:               Тил услуплири тоғрилиқ умумий чүшәнчә

Мәхсити:   1  Тил услуплири тоғрисида чүшәнчә бериш 

2. Саватлиқ  йезишқа  вә сөзләшкә үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

 ашуруш

Дәрис түри:                           Арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Көрнәклик қураллар:         дәрислик,  методикилиқ қолланма, луғәт

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:     стиль, стилистика (услуп,  услупшунаслиқ)   

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларға тил услуплири һәққидә әтраплиқ мәлумат бериш.

1.     ІІІ. Қизиқишини ойғитиш. Оқуғучиларға «Бәхит дегән немә?» мавзусиға қисқа эссе йезиш тапшурулиду. Оқуп чиққандин кейин уларниң стили ениқлиниду.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Мәнани ажритиш

Уйғур тилиму башқа тилларға охшаш тәркиви жәһәттин бир хил әмәс. Униңда әдәбий тилдин ташқири қатламлар бар: шевиләр, мәһәллий вә ижтимаий, саддә вә жанлиқ тил. Әдәбий тил услуплири:

1.     Рәсмий услуп. Иш қәғәзлириниң услупи,

2.     Жанлиқ тил услуби. Кишилик мунасивәтләрдә қоллинилиду.

3.     Һәр хил пән аталғулири. Илмий услуп.

4.     Публицистика услуби – гезит, журнал, радио, телевидение.

5.     Бәдиий услуп яки бәдиий әдәбият услуби.

Услупларни вә һәр хил услубий васитиләрниң қоллиниш алаһидиликлирини тәтқиқ қилғучи тил илминиң саһасини услупшунаслиқ дәймиз.

Услуп – стиль, услупшунаслиқ – стилистика дәпму ишлитиливериду.

Услупшунаслиқ - әрәп тилидин киргән услуп (усул, тәриз, йосун, стиль) сөзидин, парс тилидин киргән шунас (билгүчи) сөзидин вә уйғур тилидики –лиқ қошумчисидин ибарәт сөз.

Стилистика – грекчә стилос (қәләмчә) сөзидин ясалған

V. Мустәһкәмләш.

Методикилиқ қолланмидики вә дидактикилиқ материаллар топлимидики мәтинләр билән ишләш.

VІ. Йәкүнләш, баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма.

63-64-мавзуларни оқуш Һәр вариант һәр хил услупта мәтин тепип келиш.

 

Вақти      23. 04-29.04            Уйғур тили        9-синип      220-229-бәт    Дәрис № 61

 

Дәрисниң мавзуси: Тил васитилиридин дурус пайдилиниш. Лексикилиқ вә

фразеологиялик мәнадаш сөзләрниң стильлиқ алаһидилиги.

      Лексикилиқ вә фразеологиялик вариантлардин дурус пайдилиниш

Мәхсити:   1  Тил васитилиридин тоғра пайдилинишқа үгитиш

2. Саватлиқ  йезишқа  вә сөзләшкә үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

 ашуруш

Дәрис түри:                           Арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Көрнәклик қураллар:         дәрислик,  методикилиқ қолланма, луғәт

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:      стилистикилиқ мәнадаш сөзләр, лексикилиқ вә фразеологиялик

вариантлар

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң  тил услуплири һәққидә  мәлуматини тәкшүрүш,  Лексикилиқ вә фразеологиялик мәнадаш сөзләрниң стильлиқ лаһидилиги, лексикилиқ вә фразеологиялик вариантлардин дурус пайдилиниш тоғрисида чүшәнчә бериш.

ІІ. Қизиқишини ойғитиш. Оқуғучиларға «Сиз өз ана тилиңизни қанчилик дәрижидә билисиз?» дегән соал берилиду.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Мәнани ажритиш

Тил васитилиридин дурус пайдилиниш дегәндә һәр бир сөзниң мәнасини тоғра чүшинип, уни орунлуқ ишлитишни, жүмлиләрни дурус қурушни, пикирни дәл вә ениқ ипадиләшни көздә тутимиз. Мәсилән: әнсиримәк сөзини хаватирланмақ, әндишә қилмақ, тәшвишләнмәк, ғәм йемәк ибарилири арқилиқ ипадиләшкә болиду. Лекин һәр ипадини өз орнини тепип қоллинишни билиш керәк.

Қоллиниш жәриянида  бир-биридин стильлиқ алаһидиликлири билән пәриқлинидиған мәнадаш сөзләрни, сөз бирикмилирини стилистикилиқ мәнадаш сөзләр дәп атайду.  Мәсилән:  әтияз, баһар, көкләм  сөзлирини дайим бириниң орниға бирини ишлитишкә болмайду.

Сөзниң, турақлиқ сөз бирикмилириниң икки, үч вә униңдин көп вариантлири болуши мүмкин.  Мундақ сөзләрни лексикилиқ вариантлар (лексикилиқ дуплетлар) дәп атаймиз. Мәсилән: сәра – сәһра, бан – баһанә, хәлиқ – хәх.

Тәркивидики айрим компонентлири мәнадаш яки вариант сөзләр билән алмишип келидиған турақлиқ сөз бирикмилирини, мақал-тәмсилләрни фразеологиялик вариантлар дәп атаймиз

Мәсилән: алдимақ – гөл қилмақ – ахмақ қилмақ – бешиға бөк кийгүзмәк – бешини таңмақ – көзини таңмақ – тақилап кәтмәк - Әмәтниң дописини Снмәткә кийгүзмәк.  

 

V. Мустәһкәмләш.

98-көнүкмини үлгидики бойичә орунлаш

99-көнүкмини орунлаш

Көнүкмиләр топлимидин мисаллар яздуруш

VІ. Йәкүнләш, баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма.

65-66-67-мавзуларни оқуш  Төвәндики сөзләрниң фразеологиялик вариантлирини тепип, йезип келиш

Қорқуп кәтмәк, жиғлимақ, хошал болмақ, тамақ йемәк.

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Вақти      30.04            Уйғур тили        9-синип      233-238-бәт    Дәрис № 62

Дәрисниң мавзуси: Тилниң тәсвирий  васитилири. Троп

Мәхсити:   1  Тилниң тәсвирий васитилири, троп вә униң түрлири һәққидә

чүшәнчә бериш

2. Саватлиқ  йезишқа  вә сөзләшкә үгитиш

3. Өз алдиға ишләшкә дәвәт қилиш, ойлаш қабилийитини

 ашуруш

Дәрис түри:                           Арилаш

Дәрис типи                            қелиплашқан

Көрнәклик қураллар:         дәрислик,  методикилиқ қолланма, луғәт

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш, тәһлил, соал-жавап

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:      троп, коммуникатив, эспрессив хизмәт

Дәрисниң бериши:

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Оқуғучиларниң  тил услуплири һәққидә  мәлуматини тәкшүрүш,  тилниң тәсвирий васитилири, торп вә униң түрлири һәққидә чүшәнчә бериш.

ІІ. Қизиқишини ойғитиш. Оқуғучиларға «Тил қандақ хизмәт атқуриду?» дегән соал берилиду.

ІV. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш. Мәнани ажритиш

Тилниң тәсвирий васитилири иккигә бөлүниду: троп, фигура

Сөзләрниң һәр қандақ көчмә яки қошумчә мәнада ишлитилиши троп дәп атилиду.

Тропниң түрлири: метафора, эпитет, метонимия, синекдоха, охшитиш

Метафора – Сөзни удул мәнаси асасида қияс қилиш, селиштуруш нәтижисидә вужутқа кәлгән көчүрмә мәнани метафора дәймиз. Ишниң беши, дутарниң қулиғи, тарихниң чеқи, ғәм йемәк (аш йемәк), етиз мәликиси – көмүқонақ, ақ алтун – пахта, билим булиғи – китап.

Метонимия дәп мәлум бир нәрсә яки һадисини ипадилигүчи сөз-аталғуниң орниға ишлитилидиған, униң «вәзиписини» өзигә қобул қилған «орунбасар» сөзни атайду.  М: бир чинә ичтим, икки қошуқ йедим, Х.Һәмраевни оқудум.

Синекдоха – умумийлашқан пүтүн мәнани конкрет мәна арқилиқ, әксичә, конкрет мәнани пүтүн мәна арқилиқ ипадилигүчи сөз. М: Силәр нәччә жан?  Вәтинимниң топриғи маңа әзиз.

Эпитет – ениқлиғучи сөзләр өзлириниң көчмә мәнасида ишлитилиши. М: батур қоллар, гаң мәйдиләр, бәңваш ойлар.

Охшитиш – бир нәрсини, образ, һадисини иккинчи бир нәрсә, образ яки һадисигә қияс қилиш. М: Таштәк қаттиқ көңүл, алтундәк бала, гүлдәк гөзәл.

V. Мустәһкәмләш.

100-көнүкмини еғизчә орунлаш

101-102-103-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш

Көнүкмиләр топлимидин мисаллар яздуруш

VІ. Йәкүнләш, баһалаш

VІІ. Өйгә тапшурма. 68-мавзуни оқуш  105-көнүкмини шәрти бойичә орунлаш

Вақти      08.05               Уйғур тили        9-синип       129-130-бәт      Дәрис № 64

 

Дәрисниң мавзуси:               Диктант «Мәңгү өчмәйдиған дағ»

 

Мәхсити:   1.   Саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа үгитиш

2. Инсанпәрвәрлик,   әхлақий тәрбийә бериш

Дәрис түри:                           билимини байқаш.

Дәрис типи                            қелиплашқан

Қоллинилидиған усуллар: баянлаш

Пайдиланған технология   

Йеңи уқумлар:            

 

Дәрисниң бериши:

 

І. Уюштуруш. Саламлишиш, оқуғучиларни түгәлләш, дәрискә тәйярлиғини тәкшүрүш

ІІ. Мәхсәт қоюш. Язма иш  арқилиқ оқуғучиларниң өткән мавзулар бойичә алған билимини тәкшүрүш, саватлиқ вә чирайлиқ йезишқа дәвәт қилиш

 

ІІІ. Диктант йезиш қаидилирини әскә чүшириш

Имла вә пунктуация қаидилирини әскә елиш

 

ІV. Диктант мәтини билән тонуштуруш

 

А.Арзиева, Х.Ниязова, А.Имиров  «Диктантлар топлими». 

                       «Мәңгү өчмәйдиған дағ»

   129-130-бәт.         165  сөз.

 

V. Қошумчә тапшурма. 

Мәтиндин бир жүмлини синтаксислиқ тәһлил қилиш.

 

 

VІ. Өйгә тапшурма бериш

                 Өтүлгән мавзуларни тәкрарлаш

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Просмотрено: 0%
Просмотрено: 0%
Скачать материал
Скачать материал "План конспект по уйгурскому языку "Аддий ва кошма жумлилар"(9класс)"

Методические разработки к Вашему уроку:

Получите новую специальность за 3 месяца

Специалист по экономической безопасности

Получите профессию

Секретарь-администратор

за 6 месяцев

Пройти курс

Рабочие листы
к вашим урокам

Скачать

Скачать материал

Найдите материал к любому уроку, указав свой предмет (категорию), класс, учебник и тему:

6 609 957 материалов в базе

Скачать материал

Вам будут интересны эти курсы:

Оставьте свой комментарий

Авторизуйтесь, чтобы задавать вопросы.

  • Скачать материал
    • 07.04.2016 1477
    • DOCX 1005 кбайт
    • Оцените материал:
  • Настоящий материал опубликован пользователем Исмаилжанова Халбуви Лохмановна. Инфоурок является информационным посредником и предоставляет пользователям возможность размещать на сайте методические материалы. Всю ответственность за опубликованные материалы, содержащиеся в них сведения, а также за соблюдение авторских прав несут пользователи, загрузившие материал на сайт

    Если Вы считаете, что материал нарушает авторские права либо по каким-то другим причинам должен быть удален с сайта, Вы можете оставить жалобу на материал.

    Удалить материал
  • Автор материала

    • На сайте: 7 лет и 11 месяцев
    • Подписчики: 0
    • Всего просмотров: 10166
    • Всего материалов: 4

Ваша скидка на курсы

40%
Скидка для нового слушателя. Войдите на сайт, чтобы применить скидку к любому курсу
Курсы со скидкой

Курс профессиональной переподготовки

Экскурсовод

Экскурсовод (гид)

500/1000 ч.

Подать заявку О курсе

Курс профессиональной переподготовки

Руководство электронной службой архивов, библиотек и информационно-библиотечных центров

Начальник отдела (заведующий отделом) архива

600 ч.

4920 руб. 2950 руб.
Подать заявку О курсе

Курс профессиональной переподготовки

Организация деятельности библиотекаря в профессиональном образовании

Библиотекарь

300/600 ч.

от 7900 руб. от 3950 руб.
Подать заявку О курсе
  • Сейчас обучается 279 человек из 66 регионов

Курс профессиональной переподготовки

Библиотечно-библиографические и информационные знания в педагогическом процессе

Педагог-библиотекарь

300/600 ч.

от 7900 руб. от 3950 руб.
Подать заявку О курсе
  • Сейчас обучается 455 человек из 66 регионов

Мини-курс

Основы управления проектами

6 ч.

780 руб. 390 руб.
Подать заявку О курсе

Мини-курс

Интерактивные материалы на печатной основе

4 ч.

780 руб. 390 руб.
Подать заявку О курсе
  • Сейчас обучается 24 человека из 16 регионов

Мини-курс

Патологии нервной системы у детей: от перинатального периода до нарушений поведения

4 ч.

780 руб. 390 руб.
Подать заявку О курсе
  • Сейчас обучается 31 человек из 21 региона