дәрисниң
мавзуси: Һошшәрә жигитләр
(5,6,7 синиплар
арисида мусабиқә)
Дәрисниң мәхсити: 1. Оқуғучиларниң дәристә алған
билимини,чевәрлигини,
әпчиллигини, қабилийитини мусабиқә арқилиқ ениқлап,
мустәһкәмләш.
2. Оқуғучиларниң һәртәрәплимә ойлаш қабилийитини
риважландуруш .
3. Чевәрликкә, һүнәрвәнчиликкә,достлуққа, мустәқил
ишләшкә,жавапкәрчиликкә тәрбийәләш
дәрис түри:
мусабиқә дәрис
көрнәкликләр:
плакатлар, шиарлар
мусабиқиниң
бериши:
Оқуғучиларни
уюштуруш:
Риясәтчи:
Әссалам, Һөрмәтлик устазлар, оқуғучилар вә бүгүнки мусабиқигә
қатнашқучилар ! «Жигиткә йәтмиш хил һүнәр аз» дегәндәк бүгүнки «һошшәрә
жигитләр» мусабиқисигә хуш кәпсиләр.
Бүгүнки мусабиқидә жигитләр өзиниң
әмгәккә болған хуштарлиғини вә әқили билән тапқурлиғини намайиш қилиду.
Мусабиқини
башлаш үчүн өзиниң адил һөкүмини чиқирип қатнашқучи жигитләрни адил баһалаш
үчүн адил қазиларни сайлап алайлуқ
1.
2.
3.
Бүгүнки
мусабиқигә 5-6-7 синип оқуғучилири қатнишиду.
Улар:
1.
А-синиплар топи 5- «а», 6- «а», 7-«а»
2.
Б-синиплар топи 5- «б», 6- «б», 7-«б»
3.
В-синиплар топи 5- «в», 6- «в», 7-«в»
4.
Г-синиплар топи 6- «г»
Синип оқуғучилири қатнишип олтуриду
Мусабиқигә қатнашқучилар төвәндики
турлар бойичә өз һүнирини көрситиду:
І.
Тонуштуруш (Эмблема ясап қоғдаш)
ІІ.
Тапқурлар (Әмгәк тоғрилиқ мақални жиғип чиқиң)
ІІІ. Маһирлар (үч түрлүк
түгмини тикиш)
ІV . Йоруқ
чирақ (переноска яки удлинитель)
V. Сиз
биләмсиз? (Соал-жаваплар)
VІ. Көз
қорқақ қол батур (Керәксиз нәрсиләрдин буюмларни ясаш)
І-тур Тонуштуруш турниң шәрти: һәр бир топ 5
минут ичидә өзигә нам берип, топниң эмблемисини рәңлик қәғәз билән А4 вариғиға
аппликация усули билән ясайду вә топниң намини қоғдайду. (2-5 балл)
Риясәтчи: Адил қазилар топларға
баһа беришиңларни сораймиз:
ІІ-тур
Тапқурлар
Риясәтчи: Оюнниң шәрти бойичә
берилгән конверттики сөзләрдин әмгәк, һүнәр вә әр-жигитниң номуси тоғрилиқ
мақалларни жиғип чиқиш керәк.Мақалларни чапсан жиғип чиққан топқа жуқури баһа
берилиду. (0-5балл)
1-конверт
«Әмгәктин кәлсә байлиқ, өмрүң
өтәр чирайлиқ»,
«Әр-жигит -әлниң
оң йениға йөләк, сол йениға тирәк»,
«һүнири йоқ кишиниң, мәзиси
йоқ ишиниң»
2-конверт
«әмгәкниң үсти жапа, теги раһәт»,
«Әр-жигит бешиға иш чүшкәндә
синилар», «һүнириңни
хар қилма»
3-конверт
«Әпчил адәм мингән ат, чиқириду
қош қанат»,
«Ж и г и т сөзидин қайтмайду, йолвас изидин»,
«Һүнириң болса илкиңдә, чиқим
болмас мүлкүңдә»
4-конверт
«әмгәк қилсаң еринмә, һорунлуққа
берилмә», «әр-жигиткә
йәтмиш хил һүнәр аз келиду», «Һүнири бар ач қалмас»
Риясәтчи:
Адил қазилар топларға баһа беришиңларни сораймиз:
ІІІ-тур
Маһирлар (үч түрлүк түгмини тикиш)
Риясәтчи:
оюнниң шәрти-топтики 3 оқуғучи 3 түрлүк түгмә тикиду
Түгмә тез вә сапалиқ тикилиш керәк
(3-5балл)
Риясәтчи: Адил
қазилар топларға баһа беришиңларни сораймиз:
ІV .
Йоруқ чирақ (переноска яки удлинитель ясаш )
Икки
оқуғучи 5 минут (3-5 балл)
Риясәтчи: Адил қазилар топларға баһа беришиңларни сораймиз:
V. Сиз
биләмсиз? (Соал-жаваплар)
Риясәтчи:
оюнниң шәрти 5-6-7 синипларда өтүлгән мавзулар бойичә һәр бир топқа 4соал берилиду .
1. Ижадий лайиһә дегән немә?
2. Ижадий лайиһәниң қанчә басқучи бар?
3. Технология пәни немини үгитиду?
4. Яғачни қайта ишләш қол қурал-жабдуқлирини атап бериң
5. Рәндә билән ишигәндә ТБ қаидисини ейтип бериң
6. Ижадий лайиһәниң уюштуруш-тәйярлиқ басқучида
немә қилисиз?
7. Ижадий лайиһәниң технологиялик басқучида
немә қилисиз?
8. Ижадий лайиһәниң ахирқи басқучида немә
қилисиз?
9. Ток ишиниң сүрәттики шәртлик бәлгүлирини атаң
( шәртлик
бәлгүләрни көрситиш)
10. Ишиктики ички қулупниң орнини қайсу әсвап билән
йонайсиз?
11. Дәрәқниң түзүлүшини ейтип бериң
12. Дәрәқ қандақ материал?
13. Ток буюмлирини ясиғанда ишлитидиған қурал-жабдуқлар
14. Ток буюмлириниң ТБ қаидиси
15. Секиләк ясиғанда қоллинидиған жабдуқларни атап бериң
16. Яғач қошуқ ясиғанда қоллинидиған жабдуқларни атап
бериң
соалларға жавап бериш (0-5 балл)
Риясәтчи: Адил
қазилар топларға баһа беришиңларни сораймиз:
VІ. Көз
қорқақ, қол батур. Оюнниң шәрти керәксиз
нәрсиләрдин буюмларни ясаш. Барлиқ оқуғучилар ишләйду. Ясиған буюмларниң сани
вә сапасиға қарап, һәр бир буюм алайтән баһалиниду(3-5 балл)
Риясәтчи: Адил
қазилар топларға баһа беришиңларни сораймиз:
Тамашибинлар билән оюн: мақал-тәмсилләрни ейтип бериң
оюнниң шәрти: қайсу топниң жан көйәрлири мақал ейтса , шу топқа қошумчә
балл қошилиду
Адил қазилар мусабиқә бойичә умумий
йәкүнни чиқирип беришиңларни сораймиз.
І-орун
ІІ-орун
ІІІ-орун
Риясәтчи: Һөрмәтлик устазлар,
оқуғучилар вә мусабиқигә қатнашқучи жигитләр шуниң билән « Һошшәрә жигитләр»
намлиқ мусабиқимиз аяқлашти . Һәммиңларға көп рәхмәт.
Оставьте свой комментарий
Авторизуйтесь, чтобы задавать вопросы.