Инфоурок Другое КонспектыВнеклассная мероприятие на тему "Аниларға баш егиду дуния" (9- синип)

Внеклассная мероприятие на тему "Аниларға баш егиду дуния" (9- синип)

Скачать материал

«Ө. Муһәммәдий  намидики  оттура  мәктәп» КММ

 

 

 

 

 

 

АНИЛАРҒА БАШ 
ЕГИДУ ДУНИЯ

( АНИЛАРҒА  БЕҒИШЛАНҒАН  ТӘБИЙӘ  СААТИ )

 

 

 

 

                          Жавапкәр синип: 9 «Б»  синип оқуғучилири

                                             

 

 

 

 

2016-2017 оқуш  жили

Тәкшүрүлди:

Мавзу: Аниларға баш егиду дуния.

Мәхсити:   Аниларға  болған иззәт - һөрмитини ашуруш, аниниң әзиз лекин ирадилиқ екәнлигини чүшәндүрүш. Аниларға болған һис-туғисини, меһир- муһәббититини, техиму  ашуруш, ялғуз қалған, нака  аниларға, момиларға  меһир-шәпқәтлик,  адәмгәрчилик, иманлиқ һис – туйғулирини ойғитиш.

 

Көрнәкликләр: мавзу йезилған сөзләр жиғиндиси, там гезитләр,  ясалған

                           гүлләр, шарлар.

 

І.  Асасий бөлүм:

 

Музыкилиқ салам

 

«Асминиңда  ай болай»   қизлар  топи усули

 

Ильхам

Һөрмәтлик, әзиз момилар, анилар, устазлар, достлар! Биринчидин, һәммиңларни дәсләпки баһар  мәйрими  билән  тәбрикләшкә рухсәт қилиңлар.

 

Мадина

Баһар-гөзәл,

Баһар-гүл,

Баһар-һаят.

 

Һәр бир пәсилниң өз хислити, өз хасийити бар дегәндәк, баһар пәсилниңму өзигә чушлуқ соғиси бар.

 

Ильхам

Қени баһар айлирини  қарши алайли!

(Март, апрель, май айлири кириду)

 

Март:

Мән март ейи,

Қарлар ерип, ериқларда сулар аққан.

Аниларни тәбрикләп, дәсләпки гүлдәстиләрни һәдийә қилған.

 

Апрель:

Мән апрель ейи,

Қушлар келип, Йәр жаһанни ойғатқан.

Дуния хәлқини һәйран қилип,

Каинатқа йол ачқан.

 

Май:

Мән май ейи.

Йәр жаһанни гүлгә орап,

Ғалибийәт елип кәлгән.

 

Мадина

Рәхмәт гөзәл баһар айлири.

Адәм хуштар гөзәликкә, дәп  бекарға ейтмиған. Һәқиқәтән, баһар тәбиәтни ойғитип, тирикчиликни  жанландурған  пәсилдур.

 

«Весенний вальс с цветами»   қизлар  топ  усули

 

Ильхам

Баһар өзи – һәр қачан дилда күлкә,

Баһар  өзи – һәр қачан гөзәл өлкә,

Баһар һаят! Һемишәм баһар болсун! - дәп  «Аниларға баш егиду дуния» намлиқ тәрбийә саатимизни башлашқа рухсәт қилиңлар.

     

Мадина

Дунияда әң улуқ, әң әзиз инсанларниң бири у ана. «Ана» немә дегән йеқимлиқ иссиқ сөз. Анисиз һаят йоқ. Өйүмизниң  бәрикити, гүли, һаятимизниң мәзмут түвриги бу ана.

 

«Ана»  эссе    Усманова Азиза

 

Ильхам

 «Ана жүриги» шеир  Х.Хамраев 

Яркәнт шәһири Пәнжим жутида туғулған шаир  вә язғучи.

 

Рольларда: аниси, әркә  балиси, қиз.

Мадина

Автор:

 Бурун өткән  заманда,

 Яшиғанкән  бир ана,

 Бизниң  шәриқ таманда.

 Шу аниниң һаятта

 Бирла оғли бар екән.

Ана әшу оғлиниң

Бәхти үчүн зар екән.

Ана бечарә тинмай

 Иссиқ соққа қаримай

 Ялғуз өзи  ишләркән

Кечилири дәм алмай           

Ана балам  дәйдикән

Ғемини көп  йәйдикән,

Лекин  делиғур  балиси

 Буни һеч билмәйдикән

Шундақ қилип у бала,

Әркә тайтаң чоң бопту,

Өткән кәчкән қизларға

Гәп сөзлири тоң бопту.

Бир күни бағ кочида,

Тосап апту бир қизни

Қоюп бәрмәй йолиға,

Дәпту аңа бу  сөзни...

 

Балиси:

Көйүп қалдим мән саңа,

Көйгинимни биләмсән

Ялғуз бирла анам бар,

Мени десәң өләмсән

 

Автор:

Қиз униң  анисини,

Яқтурматти өзичә

Алдап  ахмақ балини,

Мундақ деди  көзичә

 

Қиз: 

 Тосма мениң  йолумни

Тохта шәртим бар –дәпту

Орунлисаң  шәртимни

Саңа  болай яр –дәпту...

 

Шәртим шуки бәк керәк,

Анаңдики бир жүрәк

Шу жүрәкни әкәлсәң

Болай мән сеники демәк

 

Автор:

Дәп қиз шәртини ейтипту

Наз қилип бир күлүпту

Ахмақ бала мақул дәп,

Вәдисини берипту

Бала өйгә пайпаслап,

Кирип  кәпту һалсирап.

 

 

Аниси:

Немә болдуң жан балам

 

Автор:

Дәпту ана һал сорап

 

Балиси:

Ашиқ болуп бир қизға

Көйүп қалдим жан ана

Вәдә бәрдим  алмақ боп

Ейтай мәхситимни саңа

 

Аниси:

Ейтқин балам сөзүңни

Женим билән аңлаймән

Немә  керәк  сән  үчүн

Мән уни орунлаймән

 

Балиси:

Жүрәк мән үчүн,

Пәқәт сениң жүригиң

Һасил болар тилигим

 

Аниси:

Шуниң  билән тилигиң

Һасил болса жаһаңда

Берәй  балам жүрәкни

Қалмиғин  сән  арманда

Арминиң шу болсила.

Маңа қулақ сал - дәпту

Көксини  йерип  жүрәкни

Мана балам -  ал дәпту

 

Автор:

Очумлап еп жүрәкни

Бала жүгрәп кетипту

Бостанлиқ бағ тәрәпкә

Бирла сәкрәп йетипту

Бирақ йелиқи лоли қиз

Көрүнмәпту һеч йәрдә

Йәр жутқанму у қизни

Ғайип бопту бир дәмдә

Бала чарлап әтрапни

Чиқипту бағ кочиға

Йолда шаққа путлишип

Зәхмә апту путиға

Жүрәк қаңқип қолидин

Қум топиға чүшүпту

У жүрәккә жан кирип

Мону сөзләр чиқипту

 

Ана жүриги:

Женим балам жан балам

Ағирдиму бир йериң

Жиқилғанда путлишип

Қайрилдиму бир йериң

Чекәңдә қан туриду

Йерилдиму бир  йериң

Қаттиқ тегип ташларға

Сүрүлдиму бир йериң

 

Автор:

Дәпту ана жүриги

Меһри  чечип балиға

Шунда  пүткүл  тәбиәт

Баш  египту  аниға.

 

Илхам

Ана һаят бәргүчи, бәхит соға қилғучи,

Қудрәтлик күч һәдийә қилғучи.

Шу анилар һөрмитигә бир чавак челиветиңлар!

 

«Гүлдәк жананилар»    усулда  Саниям

 

«Ана  билән  һаят гөзәл»  әдәбий монтаж

 

1-оқуғучи    Дильмурат

Ана десәм, билимән,

Сулар тохтап қалғандәк,

Ана йәрниң үнигә

Худди қулақ салғандәк.

 

2-оқуғучи     Расул

Ана десәм тағларниң

Қари ерип кәткәндәк.

Шу  улуқ нам алдида

Турар бешин әккәндәк.

 

 

 

3-оқуғучи     Азиза

Ана дегән өчмәйдиған чирақкән,

Өмүр бойи пүтмәйдиған пурақкән.

Ана меһри бала үчүн  һәр  күни,

Парчә – парчә болған худди қурақкән.

 

4-оқуғучи   Гулинур  

Ана дегән баһардики чечәккән,

Қойни бала үчүн кәң бир етәккән.

Шу аниниң һәр қәдими, ишлири,

Гояки бир тәкрарланмас чечәккән.

 

5-оқуғучи    Адиям

Ана дегән йол көрсәткән сизиқкән,

Ана билән бала өмри қизиқкән.

Шу аниниң  кичиккинә қәлбигә

Тағдин егиз бала бәхти тизиқкән.

 

6-оқуғучи    Мадина

У йәр қачан бала үчүн  гүл екән,

Һәр қәдәмдә худди қуяш нур екән.

Ана күлүп жүрсә һаят қешиңда,

Бала дегән жәнәттики һур екән.

 

7-оқуғучи    Дияр

Ана мошу бала үчүн һул екән,

Жапа кәлсә көтиришкә қул екән.

Ана сөзи билән ишни башлисаң,

Йемишлири мәңгү пүтмәс мол екән.

 

8-оқуғучи   

Билсәм, ана бала үчүн тил екән,

Күнлириму ана билән жил екән.

Әшу ана бала үчүн пәрванә,

Тәңдиши йоқ өмүрдә бир дил екән.

 

9-оқуғучи   Дильназ

Шу улуқ нам шеирларда  қур екән,

Дүшмәнлирими үчүн турған тор екән.

Анисиниң қарғишини алғанлар,

Һаятида  өмүр  бойи хар екән.

 

10-оқуғучи   Арселин

Әл ятқанда ятмиған,

Мени дәп тиними тапмиған.

Бәхти үчүн балиниң,

Аман болғай анилар.

 

11-оқуғучи   Илхам Р

Һәр бир өйдә анилар меһри,

Төкүлиду жүрәк бағридин.

Аниларниң әшу меһрини,

Улуқлаймән  көңлүм төридин.

 

«Чирайлик  қиз »  усулда   қизлар  топи

 

 

ІІІ  Йәкүн

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

 

Музыкилиқ салам

1. «Ана  меһри»  нахша  челинип туриду

 

2. «Асминиңда  ай болай»  қизлар  топи усули

 

Ильхам

Һөрмәтлик, әзиз момилар, анилар, устазлар, достлар! Биринчидин, һәммиңларни дәсләпки баһар  мәйрими  билән  тәбрикләшкә рухсәт қилиңлар.

 

Мадина

Баһар-гөзәл,

Баһар-гүл,

Баһар-һаят.

Һәр бир пәсилниң өз хислити, өз хасийити бар дегәндәк, баһар пәсилниңму өзигә чушлуқ соғиси бар.

 

Ильхам

Қени баһар айлирини  қарши алайли!

(Март, апрель, май айлири кириду)

 

Мадина

Рәхмәт гөзәл баһар айлири.

Адәм хуштар гөзәликкә, дәп  бекарға ейтмиған. Һәқиқәтән, баһар тәбиәтни ойғитип, тирикчиликни  жанландурған  пәсилдур.

 

 «Весенний вальс с цветами»   қизлар  топ  усули

 

Ильхам

Баһар өзи – һәр қачан дилда күлкә,

Баһар  өзи – һәр қачан гөзәл өлкә,

Баһар һаят! Һемишәм баһар болсун! - дәп  «Аниларға баш егиду дуния» намлиқ тәрбийә саатимизни башлашқа рухсәт қилиңлар.

 

Мадина

Дунияда әң улуқ, әң әзиз инсанларниң бири у ана. «Ана» немә дегән йеқимлиқ иссиқ сөз. Анисиз һаят йоқ. Өйүмизниң  бәрикити, гүли, һаятимизниң мәзмут түвриги бу ана.

 

«Ана»  эссе    Усманова Азиза

 

Ильхам

«Ана жүриги» шеир  Х.Хамраев 

Яркәнт шәһири Пәнжим жутида туғулған шаир  вә язғучи.

 

Рольларда: аниси, әркә  балиси, қиз.

Мадина

Автор:

 Бурун өткән  заманда,

 Яшиғанкән  бир ана,

 Бизниң  шәриқ таманда.

 Шу аниниң һаятта

 Бирла оғли бар екән.

Ана әшу оғлиниң

Бәхти үчүн зар екән.

Ана бечарә тинмай

 Иссиқ соққа қаримай

 Ялғуз өзи  ишләркән

Кечилири дәм алмай           

Ана балам  дәйдикән

Ғемини көп  йәйдикән,

Лекин  делиғур  балиси

 Буни һеч билмәйдикән

Шундақ қилип у бала,

Әркә тайтаң чоң бопту,

Өткән кәчкән қизларға

Гәп сөзлири тоң бопту.

Бир күни бағ кочида,

Тосап апту бир қизни

Қоюп бәрмәй йолиға,

Дәпту аңа бу  сөзни...

 

Балиси:

Көйүп қалдим мән саңа,

Көйгинимни биләмсән

Ялғуз бирла анам бар,

Мени десәң өләмсән

 

Автор:

Қиз униң  анисини,

Яқтурматти өзичә

Алдап  ахмақ балини,

Мундақ деди  көзичә

 

Қиз: 

 Тосма мениң  йолумни

Тохта шәртим бар –дәпту

Орунлисаң  шәртимни

Саңа  болай яр –дәпту...

Шәртим шуки бәк керәк,

Анаңдики бир жүрәк

Шу жүрәкни әкәлсәң

Болай мән сеники демәк

 

Автор:

Дәп қиз шәртини ейтипту

Наз қилип бир күлүпту

Ахмақ бала мақул дәп,

Вәдисини берипту

Бала өйгә пайпаслап,

Кирип  кәпту һалсирап.

 

Аниси:

Немә болдуң жан балам

 

Автор:

Дәпту ана һал сорап

 

Балиси:

Ашиқ болуп бир қизға

Көйүп қалдим жан ана

Вәдә бәрдим  алмақ боп

Ейтай мәхситимни саңа

 

Аниси:

Ейтқин балам сөзүңни

Женим билән аңлаймән

Немә  керәк  сән  үчүн

Мән уни орунлаймән

 

Балиси:

Жүрәк мән үчүн,

Пәқәт сениң жүригиң

Һасил болар тилигим

 

Аниси:

Шуниң  билән тилигиң

Һасил болса жаһаңда

Берәй  балам жүрәкни

Қалмиғин  сән  арманда

Арминиң шу болсила.

Маңа қулақ сал - дәпту

Көксини  йерип  жүрәкни

Мана балам -  ал дәпту

Автор:

Очумлап еп жүрәкни

Бала жүгрәп кетипту

Бостанлиқ бағ тәрәпкә

Бирла сәкрәп йетипту

Бирақ йелиқи лоли қиз

Көрүнмәпту һеч йәрдә

Йәр жутқанму у қизни

Ғайип бопту бир дәмдә

Бала чарлап әтрапни

Чиқипту бағ кочиға

Йолда шаққа путлишип

Зәхмә апту путиға

Жүрәк қаңқип қолидин

Қум топиға чүшүпту

У жүрәккә жан кирип

Мону сөзләр чиқипту

 

Ана жүриги:

Женим балам жан балам

Ағирдиму бир йериң

Жиқилғанда путлишип

Қайрилдиму бир йериң

Чекәңдә қан туриду

Йерилдиму бир  йериң

Қаттиқ тегип ташларға

Сүрүлдиму бир йериң

 

Автор:

Дәпту ана жүриги

Меһри  чечип балиға

Шунда  пүткүл  тәбиәт

Баш  египту  аниға.

 

Илхам

Ана һаят бәргүчи, бәхит соға қилғучи,

Қудрәтлик күч һәдийә қилғучи.

Шу анилар һөрмитигә бир чавак челиветиңлар!

 

«Гүлдәк жананилар»    йәккә усул

 

«Ана  билән  һаят гөзәл»  әдәбий монтаж

 

 «Чирайлик  қиз »  усулда   қизлар  топи

ІІІ  Йәкүн

Просмотрено: 0%
Просмотрено: 0%
Скачать материал
Скачать материал "Внеклассная мероприятие на тему "Аниларға баш егиду дуния" (9- синип)"

Методические разработки к Вашему уроку:

Получите новую специальность за 3 месяца

Директор риск-менеджмента

Получите профессию

Копирайтер

за 6 месяцев

Пройти курс

Рабочие листы
к вашим урокам

Скачать

Скачать материал

Найдите материал к любому уроку, указав свой предмет (категорию), класс, учебник и тему:

6 666 199 материалов в базе

Скачать материал

Вам будут интересны эти курсы:

Оставьте свой комментарий

Авторизуйтесь, чтобы задавать вопросы.

  • Скачать материал
    • 16.03.2017 834
    • DOCX 123.2 кбайт
    • Оцените материал:
  • Настоящий материал опубликован пользователем Заирова Огулям Имарджановна. Инфоурок является информационным посредником и предоставляет пользователям возможность размещать на сайте методические материалы. Всю ответственность за опубликованные материалы, содержащиеся в них сведения, а также за соблюдение авторских прав несут пользователи, загрузившие материал на сайт

    Если Вы считаете, что материал нарушает авторские права либо по каким-то другим причинам должен быть удален с сайта, Вы можете оставить жалобу на материал.

    Удалить материал
  • Автор материала

    Заирова Огулям Имарджановна
    Заирова Огулям Имарджановна
    • На сайте: 8 лет и 7 месяцев
    • Подписчики: 0
    • Всего просмотров: 18369
    • Всего материалов: 21

Ваша скидка на курсы

40%
Скидка для нового слушателя. Войдите на сайт, чтобы применить скидку к любому курсу
Курсы со скидкой