Рабочие листы
к вашим урокам
Скачать
1 слайд
Ғ. Садвақасов намидики Чоң Ақсу оттура мәктиви
Қазақстанниң ихтисадий вә ижтимаий географияси
9«Ә» синип
Пән муалими: Усенова А.
2 слайд
Дәрисниң мавзуси:
Йеник рәңлик металлар, баһалиқ вә кам учришидиған металлар
3 слайд
Дәрисниң мәхсити:
Билимлик:
Қазақстанниң йеник рәңлик металлар металлургияси, баһалиқ вә кам учришидиған металлар тоғрисида чүшәнчә бериш.
Риважландуруш:
Оқуғучиларниң ойлаш қабилийитини, билимлик дәрижисини риважландуруш, өз алдиға ишләшкә үгитиш.
Тәрбийәвий:
Тәбиий пайдилиқ қезилмилирини үнүмлүк пайдилишқа, йәр байлиқлирини сақлашқа үгитиш.
4 слайд
Көрнәклиги: Интерактивлиқ тахта, слайдлар,
Шималий Америкиниң хәритиси.
Дәрисниң типи: Арилаш дәрис.
Дәрисниң усули: Чүшәндуруш, соал-жавап.
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш
ІІ. Өй тапшурмисини сораш
ІІІ. Йеңи дәрисниң мәхсити билән тонуштуруш
VІ. Йеңи дәрисни чүшәндуруш
V. Йеңи дәрисни бәкитиш
VІ. Йеңи дәрисни пишиғдаш
VІІ. Баһалаш
VІІІ. Өйгә тапшурма бериш
5 слайд
Өй тапшурмисини
сораш:
1.Шималий Америкиниң аһали сани?
6 слайд
2. Қандақ ирқлар вә хәлиқләр яшайду?
7 слайд
3. Хәлиқниң жайлишиши
8 слайд
4. Чоң шәһәрләрни атап бериңлар?
9 слайд
5. Шималий Америки материгида жайлашқан дөләтләр?
10 слайд
Америка Қошма Штатлири
11 слайд
Мәйдани: 9млн. 363миң км²
Хәлқи: 309 млн. адәм 3-орунда
Мәмликәт тили: инглиз
Ахча бирлиги: доллар
Пайтәхти: Вашингтон
Әкимчилик қурулуми: Федеративлиқ республика 50 штаттан туриду
12 слайд
АҚШ байриғи
АҚШ президенти
13 слайд
Мәмурий тәркиви
14 слайд
Америка Қошма Штатлири – Шималий Америка материгида орунлашқан дөләт. Йәр мәйдани (9 млн. 363 миң км²) бойичә Россия, Канада, Хитайдин кейин төртинчи орунни егиләйду. Мәмурий тәркиви 50 штаттин, Вашингтон шәһири билән Колумбия округидин тәркип тапқанлиқтин, дөләт Америка Қошма Штатлири дәп аталған. Пайтәхти — Вашингтон шәһири.
Жәнубий чегариси – Мексика, шималий – Канада. Россия билән чегариси Беринг боғизи арқилиқ өтиду. Шундақла Америка Қошма Штатлириға Кариб деңизидики Пуэрто-Рико арали, Теч океандики Америкилиқ Самоа, Мидуэй, Гуам вә б.).
15 слайд
Тәбиий байлиқлири
АҚШ йери Атлантика океанидин Теч океанғичә созулуп ятқан мөтидил вә субтропикилиқ бәлбағларда орунлашқан. Аляска штати субарктика вә арктикилиқ, Гавай штати – Теч океанидики тропиклиқ бәлбағда. Йәр рельефиниң 1/2-сини егиз тағлиқ йотилар билән пака тағлар елип ятиду. Кордильер билән Аппалачи тағлириниң арисида әлниң ички түзләңлири ( Мәркизий түзләң) орунлашқан. Атлантика океани әтрапида Атлантика вә Мексика ойманлиқлири ятиду. АҚШ-тики әң егиз тағ – Мак-Кинли (6193 м).
АҚШ пайдилиқ қезилмиларға бай. Униң ичидә төмүр, никель, кобальт, алтун, күмүч, уран кан орунлири тәрәптин дуния йүзидә алдинқи орунларда.
Таш көмүр (Аппалачи тағлири), нефть билән тәбиий газниң (Мексика ойманлиғи, Улуқ түзлиңи) мол запаси бар. Кордильер тағлири рәңлик вә қара металларға бай.
16 слайд
Егилиги
Отун-энергетика
Металлургия
Электр техника
Авиация
Машина ясаш
Химия санаити
Атом санаити
Йеза егилиги
17 слайд
Аләмдики экономикиси әң риважланған мәмликәткә ятиду. АҚШ санаити – ихтисатниң йетәкчи саһаси. Униң энергиялиқ балансида нефть вә газ йетәкчи орунни алиду, еғир вә йеник санаәт риважланған. Машина ясаш санаити автомобиль, авиация электр техникиси саһалириға түрлүк жабдуқларни чиқириду. Егиликниң йетәкчи саһаси - машина ясаш санаити. АҚШ-ниң 125 шәһиридә автомобиль чиқирилиду. Детройт шәһири – «автомобильлар пайтәхти». Сиэтл шәһиридә«Боинг» самолети ясилиду. Лос-Анджелес шәһири космослуқ техника билән электроника мәркизи. Транспортниң барлиқ түри риважланған.
18 слайд
АҚШ-ниң йеза егилиги жуқури дәрижидә тәрәққий әткән. Бу дөләт ашлиқ, сүт, гөш, қуш гөшини ишләп чиқиришта дуния йүзидә биринчи орунни алиду. Шималдин жәнупқа қарап буғдай, көмүқонақ, пахта, арпа, сулу, қәнт қомучи өстирилиду.
Мал чарвачилиғида қара мал, чошқа, қой, қуш өстирилиду.
АҚШ-ниң бир жиллиқ тапавити адәм бешиға һесаплиғанда
25 миң долларға йеқин.
19 слайд
Аһалиси
309 млн. йеқин, дуния йүзидә үчинчи орунда. Илгәрқи йәрлик хәлиқ 1% әтрапида. ХІХ әсирниң бешидин Йәр шариниң 70 дөлитидин 55 млн. Йеқин адәм көчүп кәлгән. Америкилиқлар 200 жилдин ошуқ тарихи бар АҚШ дөлитиниң мәнпийити үчүн хизмәт қилиду. Уларни яш чеғидин дөләт рәмизлирини һөрмәтләшкә, Вәтәнни сөйүшкә, әмгәк қилишқа тәрбийиләйду. Аһалиниң 3/4 қисми шәһәрләрдә туриду, умумий сани 9 миңға йеқин шәһәр бар.
20 слайд
Вашингтон – АҚШниң пайтәхти(601 миң адәм)
21 слайд
Чикаго – йолувчилар билән жүк тошуш жәһәттин биринчи орунда(2,714млн.адәм)
22 слайд
Нью-Йорк – әң чоң шәһәр, Бирләшкән Милләтләр Тәшкилатиниң бенаси орунлашқан (8,336млн.ад.)
23 слайд
24 слайд
Лос-Анджелес – космослуқ техника вә электроника мәркизи(3,792млн.ад.)
25 слайд
Тәбиәтни қоғдаш мәсилилири
Санаәт билән йеза егилигиниң чапсан тәрәққий етиши, аһали саниниң көпийиши тәбиәткә чоң зиян кәлтүрмәктә. Шуңлашқа АҚШ тәбиитини қоғдаш, өсүмлүкләр билән һайванатлар дуниясини сақлап қелиш мәхситидә миллий парклар қурулди. Тунжа миллий парк 1872ж Йеллоустон вадисида қурулди.
Бүгүнки күндә АҚШ зиминида
50-тин ошуқ миллий парк бар.
26 слайд
Йеллоустон миллий парк — дуния йүзидә әң тунжа қетим қурулған парк (1872ж). Мәйдани 9 миң км2. Униң зиминида иссиқ гейзерлар, көлләр, ташқа айланған дәрәқлири билән дунияға тонуш. Бу йәрдә 3 миңдин ошуқ гейзер учришиду. Уларниң ичдики әң йоғини – «Алып» гейзери, етилип чиққан суниң егизлиги 91 м-ға йетиду.
27 слайд
28 слайд
29 слайд
Колорадо каньони
30 слайд
Йәр йүзидики әң йоған вә тонумушлуқ Чоң Каньон АҚШ-тики Колорадо дәриясида (узунлиғи 320 км-дин ошуқ, чоңқурлуғи 1800 м-ғичә) орунлашқан.
31 слайд
32 слайд
33 слайд
Ниагара су шақиратмиси, АҚШ билән Канадиниң чегарисида еқип өтидиған Ниагара дәриясиниң оттура еқимида. Эри билән Онтарио көллириниң арисида Ниагара дәрияси 100 метрегизликтин төвәнгә қарап ақиду. Суниң гүрүлдүши 25 км йәргичә йетиду. Туризм риважланған.
34 слайд
35 слайд
36 слайд
.
Голливуд – Колифорния штатидики Лос-Анджелес шәһириниң мәркизидин
шималий-ғәрипкә қарап орунлашқан аймақ. Голливудта дунияға
Тонушлуқ Голливуд бульвари билән Вайн-стриттики аләмгә тонушлуқ
адәмләрниң исми йезилған 2600 юлтузлуқ тротуар бар. Көплигән актерлар
мошу йәргә келип, аләмгә тонуш болған.
37 слайд
38 слайд
39 слайд
40 слайд
Диснейленд- дунияға тонуш Калифорния штатидики дәм елиш йери
41 слайд
42 слайд
V. Дәрисни бәкитиш.
1. «Ким илдам?»
Соаллар:
43 слайд
1. Америка Қошма Штатлириниң географиялик орни?
44 слайд
2. Егилиги?
45 слайд
3. Аһалиси?
46 слайд
4. Автомобильлар пайтәхти?
47 слайд
5. Дуния йүзи бойичә тунжа қетим қурулған миллий парк?
48 слайд
6. Мәжһур жайлири?
49 слайд
Дәрисни пишиғдаш
50 слайд
Билдим
Үгәндим
Үгәнгим келиду
51 слайд
Баһалаш
Өйгә тапшурма:
Америка Қошма Штатлири тоғрисида қошумчә мәлуматларни оқуп келиш.
52 слайд
Диқитиңларға рәхмәт!
Рабочие листы
к вашим урокам
Скачать
6 669 414 материалов в базе
Настоящий материал опубликован пользователем Усенова Айнурям Пархатовна. Инфоурок является информационным посредником и предоставляет пользователям возможность размещать на сайте методические материалы. Всю ответственность за опубликованные материалы, содержащиеся в них сведения, а также за соблюдение авторских прав несут пользователи, загрузившие материал на сайт
Если Вы считаете, что материал нарушает авторские права либо по каким-то другим причинам должен быть удален с сайта, Вы можете оставить жалобу на материал.
Удалить материалВаша скидка на курсы
40%Курс повышения квалификации
36 ч. — 144 ч.
Курс повышения квалификации
72 ч. — 180 ч.
Курс профессиональной переподготовки
300 ч. — 1200 ч.
Мини-курс
2 ч.
Мини-курс
4 ч.
Оставьте свой комментарий
Авторизуйтесь, чтобы задавать вопросы.