Синип саат мавзуси: .Қазақстан
мустәқиллигигә -25жил!
Синип: 3
Синип саатиниң мәхсити: 1)Оқуғучиларни
Вәтинини сөйүшкә,елигә болған махтиниш,пәхирлиниш сезимини ашурушқа,мустәқил
елимизниң парлақ келәчиги яшлар қолида екәнлигини йәткүзүш.2)Патриотлуқ тәрбийә
бериш,туғулған йеригә муһәббитини ашуруш.3)Мустәқил елимизниң рәмизлирини
һөрмәтләп,гүллинишигә дайим өз үлүшини керәклигини чүшәндүрүш.
Қоллинидиған
уссул:сөһбәт,баянлаш,соал-жавап.
Қоллинидиған көрнәкликләр:Астана,рәмизләр сүрәтлири,балилар
сизған сүрәтләр вә китапчиләр,Қазақстан Жумһурийитиниң хәритиси.Видео -Тәуелсіз
Қазақстан 25жыл.Слайд.Вәтән һәққидә мақаллар.
Синип саатиниң
бериши:
I.Уюштуруш қисми:
Балилар билән
саламлишиш.
Дөләт гимни билән
дәрисни башлаш .
II.
Асасий қисим:Балиларға сүрәтләр тарқитилип берилиду(мозаика)Сүрәтләрдә
қәйәр,немә тәсвирләнгән?
Бүгүн
биз Мустәқил елимизниң 25жиллиқ той мәрикиси,Вәтинимиз утуқлири,һәм парлақ
келәчигимиз һәққидә сөһбәтлишимиз. Вәтән дегинимизни қандақ чүшинисиләр?
Вәтән
һәққидә кластер ясаш.
Вәтән-өзимиз
яшаватқан жутумиздин башлиниду.Вәтинимиз әзиз-у һәммидин қәдирликтур.
Вәтән
дегән немә?Туғулған жайиң,
Уни
сөймәк борчуңдур дайим.!
Вәтән
өзи билсәң, бәрикәт,
Вәтәнсизни
басар қайғу-дәрт!
Бизниң
Вәтинимиз қәйәр?Бизниң Вәтинимиз Қазақстан жумһурийити.
Қазақстан
Жумһурийити өз мустәқиллигини қачан алди?1991-жили,16-декабрьда.Қени һесаплап
көрәйличу-дурус 25жил толупту.
Балилар
мустәқиллик бизгә оңайлиқ билән кәлгини йоқ.1986-жили 16-декабрь күни йүз
бәргән вақиә Қазақстанниң мустәқил дөләт болушиға сәвәп болди.Яшлар,студентар
чоң мәйданға жиғилди.Арида тоқунуш башланди.Көплигән яшлар яридар
болди,айримлири соланди,лекин уларниң арманлири әмәлгә ашти.1991-жили Қазақстан
Жумһурийити өз мустәқиллигини алди.(видео көрситиш)
Мана
мустәқиллик қурбанлири(слайд)Қайрат Рысқұлбеков,Ләззат Асанова.Мошу
ака-һәдилиримизниң исми мәгү өчмәйду.
Мустәқил
әлниң бәлгүлири немә?
У
шу әлниң рәмизлиридур!Қазақстан Жумһурийитиниң рәмизлири 1992-жили 4-июньда
қобул қилинди.Дөләт рәмизлирини атап беримиз.
1.Қазақстан
Республикисиниң мәмликәтлик туғи.
2.Қазақстан
Республикисиниң мәмликәтлик герби.
3.Қазақстан
республикисини ң мәмликәтлик гимни.
1-топ.Қазақстан
–мениң Вәтиним.Эссе
2-топ.Қазақстан
һәққидә шеир.
3-топ.Кросворд.
4-топ.Қазақстан
синквейн язимиз.
Қазақстан
йери кәң,байлиғи көп мустәқил дөләт.Вәтинимиздә 130-дин ошуқ милләт
,достлуқта,инақлиқта ,бирликтә яшайду.
Байлиғи
мол,далалири гүлстан,
Азат
өлкә,бәхтияр Қазақстан.
Яшисун
азат хәлқи,достлуғи,
Яшисун
мениң Жумһурийитим.
Балилар,силәр
мустәқил Қазақстанниң әң яш әзимәтлири.Силәр парлақ келәчәкниң ,тәрәққийәтиниң,Вәтинимизниң
гүллинишигә өз һәссәңләрни қошуп,уни сөйүшкә,һимайә қилишқа тегишлик
екәнлигңларни унтимаңлар!
РАФТ-(роль,аудитория,форма,техника)методи
арқилиқ ,Вәтән-сөзигә роль ойнап,өз һис-туйғумизни,Вәтән намидин көрситип
бақайлуқ.
Йәкүнләш :
Биз
қайси мәмликәттә яшаймиз?
Бу
достлуқ дөләттә қандақ яшаймиз?
Пайтәхтимиз
қайси шәһәр?
Дөләт
башчиси ким?
Н.Назарбаев
Қазақстан президенти болуп қачан сайланди?
Н.Назарбаев
Қазастан жумһурийити қандақ әл болсун дәйду?
Мустәқил
әл –биз қандақ чүшинимиз?
Әл
һаяти гүллигән,
Течлиқ
сазин күйлигән.
Бәхит
қуяши күлгән,
Қазақстаним
мениң.
Даңқи
аләмни кәзгән,
АЙ-Чолпанни
күлдүргән,
Течлиқ
туғин көтәргән,ҚАЗАҚСТАНим мениң.
Биз
яхши оқуп,билимлик болуп,өз ана тилимизни яхши билип,Дөләт тили қазақ тилини
яхши өзләштүрүп,рус вә инглиз тиллирини үгинишкә интилип,оқуған,билимлик яшлар
болушимиз керак.Шу чағда Қазақстан елимизниң тәрәққиятиға өз үлүшимизни қошқан
болумиз.Балилар синип саатимиз аяқлашти,диққитиңларға рәхмәт!
Оставьте свой комментарий
Авторизуйтесь, чтобы задавать вопросы.